Америка уйғурлири хитайда езиливатқан қериндашлириға дуа қилди
2018.08.21
Қурбан һейт күни америкиниң пайтәхти вашингтон шәһири вә қошна штатлардин кәлгән җамаәт уйғур имамниң имамәтчиликидә түрлүк мүшкүлатларда соруқчилиқ тартиватқан милйонлиған уйғурлар үчүн бирликтә дуаға қол көтүрди.
Муһаҗирәттики уйғурларниң көп қисми үчүн уларға вәтән туйғуси вә уруқ-туғқанлар меһрини әң чоң һес қилдуридиған күнләрниң бири дәл уйғурларниң әнәниви байрамлиридин болған қурбан һейт вә роза һейт күнлири һесаблиниду. Болупму өткән йилдин буян уйғур җәмийитиниң техиму зор паҗиәләргә дуч келиши һәмдә уларниң чәтәл билән болған асаслиқ алақә йоллириниң тосуветилиши сәвәбидин бу һес туйғуларниң барғансери көп муһаҗирларға тәсир көрситиватқанлиқи мәлум. Әнә шундақ изтираплиқ һес-туйғулар искәнҗисидә өзлириниң хизмәт вә турмуш паалийәтлирини давам әттүрүватқан, америкидики уйғур җамаитиниң муһим бир қиси болған вашингтон шәһири вә униң әтрапидики қошна штатлардин кәлгән уйғурлар америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши билән бу йиллиқ қурбан һейт намизини оқуш үчүн 21-авғуст файрфакс шәһиридики “бест вестерн” меһманханисиниң залиға топланди.
Әтигән саәт йәттидила уйғурчә доппа вә әтләс көңләкләрни кийгән һалда залға келишкә башлиған уйғур җамаити виригинийә штатидики уйғур җамаитиниң диний затлиридин нурдин һаҗимниң имамәтчиликидә қурбан һейт намизиниң дәсләпки сүннәтлири қатарида тәкбир ейтқач намазни күтмәктә иди.
Намаз башлиниш алдида нурдун һаҗим сөз елип, алди билән америкидики уйғур яш-өсмүрлирини нәзәрдә тутқан һалда уйғурларниң немә үчүн қурбан һейтни өткүзидиғанлиқи тоғрилиқ қисқичә чүшәнчә бәрди. У асаслиқ қилип уйғурларниң ислам динини қобул қилғандин буян дуняниң башқа җайлиридики мусулманларға охшаш бу диний байрамни өткүзүп келиватқанлиқини, буниңда қурбанлиқ қилиштәк пәрзниң давам қиливатқанлиқини, буниң мусулманлиқниң бир муһим нишани икәнликини баян қилди. . Кейин әр вә аял уйғур җамаити сәп түзүп нурдун һаҗимниң имамлиқида қурбан һейт намизини оқуди.
Намаздин кейин нурдун һаҗим бу қетимлиқ һейт намизиниң тәблиғи сүпитидә “уйғурлар һәргизму үмидсизликкә муптила болмаслиқи лазим” дегән тема бойичә сөз қилди. Нурдун һаҗим ислам дининиң әһкамлиридин вә ислам тарихидики һәқиқий вәқәләрдин мисаллар кәлтүрүш арқилиқ инсанниң һечқачан үмидсиз болмаслиқи лазимлиқини, нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан бир пүтүн паҗиә алдидиму уйғурлар өзини йоқитип қоймаслиқи лазимлиқини, үмид йоқалмиғандила уйғурларниң һаман бир күни өз ана вәтинини өз қолиға елиши мумкин болидиғанлиқини тәкитлиди.
Намаздин кейин җамаәт нурдун һаҗимниң башчилиқида дуаға қол көтүрүп вәтән ичи вә сиртидики барлиқ уйғурларға атап дуа қилди.
Бүгүнки һейт намизиға кәлгән уйғур җамаити йәнә өзлириниң әнәниви сехийлиқи бойичә һейтлиқ дастиханлирини алғач кәлгән иди. Намаздин кейин җамаәт һейтлиқ мәзәләр билән нашта қилғач һал-муң қилишти. Вашингтондики уйғурлар арисида “уйғурниң күйоғли” дәп атилидиған адвокат данйел әпәнди өзигә ярашқан уйғур допписи билән намаз башланғандин тартип алаһидә көзгә челиқатти. Биз униңдин қандақларчә бүгүнки һейт намизиға қатнишишни қарар қилғанлиқини сориғинимизда өзиниң уйғур җамаитиниң бир әзаси сүпитидә һазирқи мәзгилни бир “синақ мәзгили” дәп қариғанлиқини, шуңа аилиси билән бүгүнки һейт намизиға қатнишишқа кәлгәнликини тәкитлиди.
“бүгүн аиләмдикиләр билән бу йәргә кәлдим. Бу бир аиливи вә диний йиғилиш соруни. Шуңа биз булардин бирликтә бәһримән болушни арзу қилип бу җамаәткә қошулдуқ. Йәнә келип бу һал бу җайда муһаҗир болуп йүргән уйғурларниң өмлүктә иш көрүши үчүнму муһим. Мундақчә ейтқанда һазирқи әһвални уйғурлар үчүн бир қетимлиқ синақ мәзгили десәкму болиду. Чүнки хитай һазир бизни биз һечқачан көрүп бақмиған хирисларға мәһкум қиливатиду. Шуңа биз һазир өмлүкни әмәлгә ашуралмисақ арзу қилған ишлиримизни қилалмаймиз.”
Вашингтондики актип уйғур паалийәтчи рошән аббасму айрим зияритимизни қобул қилғанда өзиниң бүгүнки һейт намизиға қатнашқан уйғурларниң вуҗудидин уйғурлуқ меһри-муһәббитиниң ярқин шолисини көргәнликини, буниңдин өзиниң бәкму сөйүнгәнликини билдүрди.
Бу қетимқи паалийәтни тәшкиллигән америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән билән бу қетими қурбан һейт намизи паалийитини тәшкилләштики конкрет сәвәбләр һәққидә сөзләшкинимиздә у һазирқи вәзийәттә бу хилдики паалийәтләрни уюштурушниң реал қиммити зор, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Вашингтон шәһиридики “уйғур инсан һәқлири қурулуши тәшкилати” ниң директори өмәр қанатму өзиниң бу қарашқа қошулидиғанлиқини билдүрүп, уйғур имамниң имамлиқида һейт намизи оқушниң һазирқи вәзийәттә уйғурлар үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
Дәрвәқә һазир уйғурлар өзиниң вәтинидә өзлириниң диний етиқади сәвәблик бастуруш обйекти болуватқанда мусулманлар үчүн йеңи һаятлиқ макани болуп қеливатқан ғәрб дунясидики демократик муһитта ислам диниға етиқад қилғучи һәр хил ирқтики хәлқләр һечқандақ чәклимисиз өзиниң ибадәтлирини давам қилдуруватқан, йәнә келип шу дөләт рәһбәрлири бу хилдики һейт-байрамлар үчүн тәбрик сөзлирини йоллаватқан әһвал әмәлийәттә һәммила кишини сөйүндүридиған бир һадисидур.
Шу қатарда бу йилму америка ташқи ишлар министири майк помпйо 2018-йиллиқ қурбан һейт мунасивити билән пүтүн дунядики мусулманларға тәбрик йоллап, қурбан һейтниң пүтүн дунядики мусулманлар достлири вә уруқ-туғқанлири билән бир йәргә җәм болуп, меһри-муһәббәттин тәң бәһримән болидиған бир муһим күн икәнликини тәкитлиди. Шуниңдәк америка ташқи ишлар министирликигә вакалитән барлиқ мусулманларға һейтлиқ салам йоллиди.
Мәлум болушичә, мәзкур қурбан һейтлиқ тәбрикниң хитайчә тәрҗимә нусхиси америкиниң бейҗиң шәһиридики баш әлчиханисиниң тор бетигә чапланған болуп, бу һал хитай һөкүмитиниң диний паалийәтләрни қаттиқ бастуруш һәрикити билән рошән селиштурма һасил қилмақта икән.