Америкидики уйғур җамаити вашингтонда җәм болуп 2016 - йиллиқ қурбан һейтни күтивалди
2016.09.12
Әссаламу әләйкум, әзиз вәтәндашлар!
Бүгүн америкидики уйғур җамаити бир йәргә җәм болуп 2016 - йиллиқ қурбан һейтни күтивалди.
Америка пайтәхти вашингтон вә униңға қошна вирҗинийә вә марилан иштатлиридин йиғилған йүзлигән уйғур җамаити фәйрфакс районидики түрк җамәсигә җәм болуп қурбан һейт намизини бирликтә оқуди.
Җамаәт нурдун һаҗимниң имамәтчиликидә тәгбир ейтип мәсчиткә қәдәм басти. Җамаәт чоңқур ихлас билән һейт намизиға тәйярланди.
Намаздин бурун нурдун һаҗим вәз ейтип, һәҗниң мусулманлар үчүн пәрз қилинғанлиқи, қурбан һәйт намизини оқуш билән қурбанлиқ қилишниң ваҗиб қилинғанлиқи һәққидә чүшәнчә бәрди.
У йәнә “қуран кәрим” вә “һәдис” ләрдин нәқилләр кәлтүрүп мусулманлар үчүн қурбан һейтниң әң улуғ күн икәнлики вә қурбанлиқ кесишниң хасийити һәққидә изаһат бәрди.
Бу қетимлиқ қурбан һейт намизида америка вә пүтүн дунядики уйғурларниң бирлик - иттипақлиқи вә қериндашлиқ риштиси алаһидә тәкитләнди.
Қурбан һейт намизи оқулуп болунғандин кейин җамаәт нурдун һаҗимниң йетәкчиликидә дуаға қол көтүрди.
Һейт намизидин кейинки дуада йәнә уйғурлар вәтини үчүн, уйғурларниң миллий вә диний һәқ - һоқуқлири үчүн җенини қурбан қилған шеһитларниң роһиға атап дуа - тилавәтләр оқулди. Хитайниң қараңғу зинданлирида йетиватқан қиз - оғуллар вә уларниң аилә тавабиатлириға аллаһдин ғәйрәт - җасарәт һәм сәбир тилиди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди.
Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзалиридин доктор җүрәт обул әпәндиму зияритимизни қобул қилип, мәйли америкида болсун яки дуняниң җай - җайлирида болсун, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурлар үчүн җамаәтлишишниң һәммидин муһимлиқини тәкитлиди. У йилда икки қетим келидиған һейт намизи вә башқа миллий һәм диний паалийәтләрниң муһаҗирәттики уйғурларни бир җайға җәм қилидиған, иттипақлаштуридиған шундақла миллий уюшушниң күч - қудритини тонутидиған қиммәтлик пурсәт икәнликини илгири сүрди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.