Даириләрниң 1 - июл партийә байрими баһанисидики паалийәтлири “рамизанға бузғунчилиқ қилиш” дәп әйибләнди

Мухбиримиз меһрибан
2016.07.02
tetil-siyasiy-uginish-ramizan-ramzan-305.jpg Тәтил мәзгилидә сиясий өгинишкә йиғивелинған ләңгәр башланғуч мәктәп оқуғучилири. 2012-Йили 20-июл.
http://ui.xjsfedu.com


Хитайниң һөкүмәт таратқулири вә радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, уйғур елидики йәрлик һөкүмәт даирилири 1 - июл партийә байримини тәбрикләш намида, өткән икки һәптидин буян хитай компартийисини мәдһийиләйдиған қизил нахшиларни ейтиш, партийә низамнамиси өгиниш қатарлиқ паалийәтләрни орунлаштурған. Даириләрниң мусулманларниң муқәддәс ейи болған рамизан мәзгилидә уйғур һөкүмәт кадирлири, оқутқучи - оқуғучиларниң роза тутушини чәклигәндин башқа, йезилардики деһқан яшлири, һәтта илгири һөкүмәт хизмитидә болған мойсипитларниму йиғивелиши, чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә диний затларниң әйиблишигә учриди.

Или районидин зияритимизни қобул қилған бир деһқан, мәзкур йезида пәйшәнбә күни кәчтә шу йезидики яшларни асас қилип тәшкилләнгән хор өмики вә хәлқ сәнәткарлириниң қатнаштурулушида 1 - июл партийә байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлгәнлики, әмма өзигә охшаш көп қисим деһқанларниң бу паалийәткә қатнашмиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридиму 1 - июл хитай компартийиси байрими хатириләш паалийәтлириниң һәр хил шәкилләрдә өткүзүлүватқанлиқи һәққидә көпләп хәвәрләр берилди. Шинҗаң хәвәрләр ториниң 30 - июндики бир хәвиридә җимисар наһийисидә 10 миң киши йиғилған қизил нахша ейтиш паалийити өткүзүлүп, хитай компартийисиниң 95 йиллиқи хатириләнгәнлики хәвәр қилинди.

Икки һәптидин буян уйғур елиниң җәнубидики мәлум наһийидә өткүзүлүватқан бу хил қизил нахша ейтиш паалийәтлири һәққидә тохталған йәнә бир ханим, униң йезилиқ һөкүмәттә ишләйдиған уруқ - туғқанлири вә мәһәллидики яшларниң рамизан кириши биләнла йиғивелинип қизил нахша хор өмикигә қатнаштурулғанлиқини билдүрди.

Хитайниң һөкүмәт таратқулирида, уйғур елиниң җәнуб вә шималидики наһийә, йезиларда қизил нахша ейтиш сәнәт паалийәтлири өткүзүлгәндин башқа, йезилиқ һөкүмәт кадирлириниң мәзкур йезиға чүшкән хизмәт гурупписидикиләр билән бирликтә деһқанларға компартийиниң сияситини тәшвиқ қилиш паалийәтлири елип бериватқанлиқи, илгири һөкүмәт хизмитини ишлигән пешқәдәм партийә әзалириниң йезилиқ һөкүмәтниң уюштуруши билән партийә низами өгиниш, өзиниң илгирики хизмәт тәҗрибилирини яш кадирларға тонуштуруш қатарлиқ чай зияпәтлиригә қатнашқанлиқи һәққидә хәвәрләр берилди.

Даириләрниң рамизан мәзгилидә хитай компартийисиниң туғулған күнини хатириләш намида елип бериватқан бу хил паалийәтлири чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, паалийәтчилири вә диний затларниң диққитини қозғиди.

Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмәт даирилириниң йиллардин буян һәр хил баһаниләрдә уйғурларниң диний етиқад паалийәтлирини чәкләп келиватқанлиқини, бу йилқи рамизан мәзгилидиму уйғурларни тәшкилләп елип бериливатқан қизил нахша ейтиш, компартийә сияситини тәшвиқ қилиш паалийәтлириниң әмәлийәттә охшаш мәқсәттә елип бериливатқан “уйғурларниң рамизан паалийәтлиригә бузғунчилиқ қилиш һәрикити” икәнликини билдүрди.

Чәтәлләрдики диний затлардин дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, дуня мусулманлири рамизанниң 26 күнини тамамлап, 27 - күнидики шиви қәдир кечисини күтүвелиш алдидики бу хасийәтлик күнләрдә, хитай даирилириниң 1 - июл партийә байримини тәбрикләш намида уйғурларни йиғивелиши, уйғур мусулманлириниң рамизанниң ахирқи мәзгилидики ибадәтлири вә шиви қәдир кечисидики диний паалийәтлирини қийинлаштурушни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Мисир әзһәр университетини тамамлиған диний өлима турғунҗан алавудун әпәнди йәнә, уйғур мусулманлириниң хитайниң һәр хил тәқиблири вә бесимлири ичидә давамлишиватқан рамизан ейиниң саваби вә хасийитиниң техиму улуғлуқини тәкитләп, гәрчә хитай һөкүмәт даирилири һәр хил баһанә, йолсиз мәҗбурлашлар, тәһдитләр арқилиқ уйғурларниң розисини бузушни давамлаштуруватқан болсиму, әмма шу киши өз әқидиси вә нийити билән башлиған розини бузмайдиғанлиқини көңлигә пүккән болсила, униң розиси вә дуасиниң қобул болидиғанлиқини билдүрди.

Турғунҗан әпәнди сөзиниң ахирида уйғурларни өз ичигә алған барлиқ мусулманларниң рамизан ейини мувәппәқийәтлик тамамлишиға тиләкдашлиқ билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.