Роза тутушниң хасийәтлири тоғрисида сөһбәт
2015.06.18

11 Айниң султани болған, инсанниң роһий дунясини муһәббәт билән суғиридиған мубарәк рамизан ейи 6-айниң 18-күни, йәни пәйшәнбә күни башланди.
Мубарәк рамизан ейида роза тутуш ислам динидики 5 пәрһизниң бири болуп һесаблиниду. Илаһийәтшунасларниң қаришичә, роза ялғуз ислам дини пәйда болғандин кейин әмәс бәлки ислам динидин бурунму, инсанларға алла роза тутушни буйруған. Буниңдин роза тутушниң инсанлар үчүн қанчилик муһим икәнликини чүшинип йәткили болиду.
Ундақта роза тутушниң хасийити немә? рамизан ейида немиләргә диққәт қилиш керәк? қандақ кишиләр роза тутмисиму болиду? кимләр қандақ кишиләргә иптар зияпити бериши керәк? хитай һөкүмити роза тутқили қоймиса буниң гунаһи кимгә болиду? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийәдә турушлуқ диний зат мәмәт қарим билән сөһбәт елип бардуқ.
Мәмәт қарим роза тутушниң ислам динидики орни немә? дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди:
Роза тутушниң һөкүми алла тәалланиңки барлиқ мусулманларға пәрһиз қилған нурғунлиған пәрһизлириниң ичидин җүмлидин 5 пәрһизниң ичидики бир пәрһиз һесаблиниду. Йәни бу роза тутуш тени сағлам болған муқим болған әр-аял һәрқандақ мусулманларға пәрһиз болиду. Әгәр буни ада қилмиса алланиң алдида гунаһкар болиду. Тени сағлам болмиған кесәлчан болған, роза тутса аш қазини ағрип кесәлликләр келип чиқидиған кишиләрниң, муқим болмай мусапир болған кишиләрниң роза тутуш пәрһизи сақит қилинған болиду. Булардин башқа пүтүн мусулманларға мутләқ пәрһиз. Роза тутуш муһәммәт пәйғәмбәрниң үммитигила пәрһиз болуп қалмастин илгири өткән барлиқ пәйғәмбәрләрниң үммәтлиригиму пәрһиз қилинған бир ибадәт. Бу һәқтә қурани-кәримдә айәтму бар.
Мәмәт қарим биз игилигән мәлуматларға асасланғанда хитай һөкүмити уйғурларниң роза тутушини чәкләватиду, бундақ шараитта мусулман уйғурлар немиләрни қилиши керәк? уйғурлар роза туталмиса ким гунаһкар болиду? дегән соалимизға у, мундақ җаваб бәрди:
Мән юқиридиму дәп өткәндәк роза тутуш алла-тәаланиң пәрһизи болуп, худаға йеқинлиқ издәйдиғанларни, алла билән йеқинлаштуридиған әң муһим пәрһизлиридин бири болуп, һәм бу рамизан ейи бир ай роза тутуш арқилиқ мусулманларниң өзара қериндашлиқ меһрини күчәйтидиған һәм уларниң сәврчанлиқ вә чидамчанлиқини ашуридиған улуғ пәзиләтлик бир ай. Мушундақ болғачқа хитайниң өзи шәрқий түркистан мусулманлириға күчиниң йетишичә имкан қәдәр мусулманларни роза тутмаслиққа мәҗбурлап, һәтта бу улуғ айниң шәрипини бузуш үчүн ашханиларни ечишқа, йемәк-ичмәк тиҗарәтлирини қилишқа мәҗбурлаватиду. Бундақ бир шараитта уйғур мусулманлар роза тутмисиму болиду дегән һөкүмни биз бәрсәк болмайду.
Қандақ кишиләр кимләргә иптар тамиқи бериши керәк? дегән соалимизға мәмәт қарим мундақ җаваб бәрди:
Мусулманларниң мушу айда иптарлиқ бериши у кишиниң сехийлиқини, өзиниң сахавәтликини испатлаш билән биргә өзара меһри-муһәббәт қериндашлиқни күчәйтидиған мусулманларниң омумий иттипақлиқини, бирликини ашуридиған бир хил паалийәт. Муһәммәт пәйғәмбәрму мушу рамизан ейида қаттиқ сехи болуп кетәтти. Алдиға моһтаҗ ким кәлсә униңға ярдәм қилатти. Җанабий рәсуллиллаһниң бу қилғанлирини сүннәткә айландуруп иҗра қилидиған бир паалийәт иптар зияпити бериш. Иптар беришниң қанчилик пәзиләтлик бир иш икәнлики бир һәдистә мундақ көрситилгән: һәрқандақ бир адәм розидар бир кишигә иптарлиқ бәрсә роза тутқан адәм алғандәкла савап болиду. Роза тутқан адәм көрсәткәндәк әҗир сиңдүргән болиду. Хитай һөкүмити бундақ хасийәтлик бир ишни изчил һалда чәкләп келиватиду.