Түркийә рәисиниң һәҗ паалийити әрәб дунясида инкас қозғиди

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.10.31
turkiye-prezidenti-abdulla-gul-hej.jpg Түркийә җумһурийитиниң рәиси абдулла гүл җиддә айродромида. 2013-Йил 14-өктәбир, сәуди. “әл вәтән”гезитидин елинди.
RFA/Omerjan

Бу йил түркийә җумһурийитиниң рәиси абдулла гүлниң сәуди әрәбистан падишаһи абдулланиң мәхсус тәклипи билән келип һәҗ пәрзини ада қилғанлиқи әрәб мәтбуатлирида һәр хил инкасларни қозғиди.

Түркийә җумһурийитиниң 90-йилида, 11-рәис җумһур һәҗ қилди

Сәуди әрәбистанда чиқидиған “әл мәдинә” гезитидә “түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 90-йилида, 11-рәис җумһур абдулла гүл һәҗ қилди” дегән темида елан қилинған бир мақалидә мундақ дәп йезилған:“түркийә җумһурийити диндин хали һакимийәт асасиға қурулған бир дөләт болуп, һазирғичә һечқандақ бир рәис җумһур мәнсәптә туруп һәҗ қилип баққан әмәс. Түркийә рәиси абдулла гүлниң рәис җумһурлуқ мәнсипидә туруп һәҗ пәрзини ада қилғанлиқи түркийәниң һәқиқий демократийигә қарап тохтимай илгириләватқанлиқиниң бир ипадисидур. Түркийәдики вә чәтәлләрдики бәзи мутәпәккурлар абдулла гүлниң нөвәттики һәҗ паалийити ада қилғанлиқи, диндин хали дөләт (лайиқлиқ‏-секоларизм) түзүмигә хилаплиқ қилғанлиқиму яки ундақ әмәсму дегән мәсилидә хели ғулғула қозғиған болсиму, түркийәниң сәуди әрәбистанда турушлуқ баш әлчиси фикрәт өзәр мәхсус баянат елан қилип, рәис җумһур абдулла гүлниң мәнсәптә туруп һәҗ пәрзини ада қилғанлиқиниң диндин хали дөләт түзүмигә хилап әмәсликини, түркийәниң динға қарши бир дөләт әмәсликини, абдулла гүлниң диндин хали болған дөләтниң рәиси болғанлиқи униң һәҗ пәрзини ада қилишиға тосқун болмайдиғанлиқини билдүрди.”

Түркийә барчә ислам әллириниң көзидә

Йәнә сәуди әрәбистанда чиқидиған “оказ” гезитидә “осман емпирийәси йиқилғандин бири мәнсипидә туруп һәҗ қилған тунҗи рәис җумһур” дегән темида елан қилинған бир мақалидә мундақ дәп йезилған:
“түркийәдә осман емпирийәси өрүлгәндин кейин, униң орнини лайиқлиқ дөлити алған иди. Йеқинғичә түркийә җумһурийитигә барчә ислам әллири динға қарши бир дөләткә қариғандәк қарайтти, бәзиләр сабиқ совет иттипақиғиму охшитатти, ишқилип түркийәниң ислам вә әрәб әллириниң нәзиридики сүрити шундақ иди. Йеқинқи йиллардин башлап түркийә өзини бир мусулман дөлити сүпитидә испатлиди вә башқиларниму қайил қилди. Түркийә рәиси абдулла гүлниң бу йилқи һәҗ паалийити түркийәниң ислам әллиридики вә пүтүн дуня мусулманлириниң қәлбидики абруйини техиму көтүрди вә муәййәнләштүргән болди. Бу йилқи һәҗгә пакистанниң, мавританийәниң вә суданниң рәис җумһурлириму кәлгән болсиму, абдулла гүлниң кәлгәнлики көпрәк диққәтни җәлп қилған вә әрәб-ислам мәтбуатлириму әң көп абдулла гүл һәққидә хәвәр тарқатқан. Бу дегәнлик түркийә барчә ислам әллириниң көзидә дегәнликтур.”

Түркийә лайиқлиқ билән исламни тәң елип барған дөләт

Йәнә сәуди әрәбистанда чиқидиған “әлвәтән” гезитидә елан қилинған бир мақалидә мундақ дәп йезилған:
“түркийә җумһурийитиниң рәиси һәҗгә кәлсә немә үчүн һәмминиң диққитини җәлп қилидикән? түркийә мусулман дөлити, рәис җумһурму мусулман әмәсму? бу иш әҗәблинәрлик әмәс. Бәлки шундақ болуши тәбиий әһвалдур. Чүнки түркийә лайиқлиқ билән исламни бир-биригә зит қилип қоймастин, тәң елип бериватқан, демократийә десә, һәқиқий демократийини көргили болидиған, ислам десә, һәқиқий мусулманчилиқни көргили болидиған, һәқ-һоқуқ десә, һәммини толуқ тапқили болидиған бир илғар дөләт. Мундақ бир дөләтниң рәис җумһури һәҗ пәрзини ада қилса, әҗәблинип кетиш һаҗәтсиз. Бәлки һәҗ қилмиғанлар үчүн әпсуслиниш лазим. Чүнки һәҗ дегән аллаһ таалла мусулманларға пәрз қилған бир муһим ибадәт. Мусулман болған адәм мәйли рәис болсун, мәйли адәттики пуқра болсун, қудрити йәтсә уни чоқум орундиши лазим.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.