Хотәндики хитай кадир: “хотәндә һазир һөкүмәт кадирлири вә оқуғучилар роза тутмайду, намазға бармайду”

Мухбиримиз меһрибан
2018.06.13
Yangxang-meschit-roza-heyt-namaz-bayraq-1.jpg Роза һейт намизидин илгири яңхаң мәсчити алдида чиқирилған қизил байрақ. 2017-Йили 26-июн, үрүмчи.
Social Media

Мусулманларниң 2018-йиллиқ роза һейт намизи 15‏-июн күни оқулиду. Пүтүн дуня мусулманлири рамизанниң әң ахирқи һәптисини давамлаштуруватқан мәзгилдә, хитайниң һөкүмәт таратқулири хәвәр берип, йетип келиш алдидики бу йиллиқ роза һейт һарписида хитайниң һәрқайси җайлиридики бихәтәрлик тәдбирлири күчәйтилип, мәсчитләрдә 24 саәтлик тәқиб қилиш йолға қоюлғанлиқини хәвәр қилди.

Хитайниң “йәр шари вақти гезити”ниң 10-июндики инглизчә хәвиридә, бу йиллиқ роза һейт һарписида пүткүл хитай миқясида бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилгәнлики, болупму мусулманлар мәркәзлик олтурақлашқан райоларда йәрлик даириләрниң көзитиш аппаратлирини һәрикәткә кәлтүргәнликини билдүргән. Хәвәрдә йәнә хитай дөләтлик диний ишлар идариси 1‏-июн чиқарған уқтурушидин нәқил елинип, мәсчиткә кирип намаз оқуйдиғанларниң чоқум кинишка елиши керәклики, кинишкини наһийә дәриҗиликтин юқири органниң тәстиқлайдиғанлиқи билдүрүлгән.

Хитай хәвәрлиридики “ роза һейт мәзгилидә мәсчитләрни 24 саәт назарәт қилиш” бәлгилимисиниң иҗра қилиниш әһвалини игиләш үчүн, нөвәттә қаттиқ тәқиб астида туруватқан уйғур дияриға урған телефонлиримиздин, хотән вилайәтлик партком ихшханисиға қилған телефонимиз уланди.

Өзини хотән вилайәтлик парткомниң кадири дәп тонуштурған хитай кадир, мәсчитләрниң 24 саәт назарәт қилиниш бәлгилимисигә алақидар мәсилиләрни диний ишлар вә миллий мәсилиләргә мәсул хадимлардин соришимизни ейтти.

Әмма у йәнә хотән вилайитидики омумий вәзийәт һәққидә тохтилип, икки йилдин буян хотәндә барғанчә күчәйтилгән тәшвиқат хизмити вә сиясий тәрбийәләш нәтиҗисидә, нөвәттә хотәндә илгирики йиллардики диний ашқунлуқ кәйпиятиға хатимә берилип, “һөкүмәт кадирлири вә оқуғучилар роза тутмайдиған, мәсчиткә кирмәйдиған вәзийәт шәкиллинип болғанлиқи”ни билдүрди.

“йәр шари вақти гезити” хәвиридә “хитай ислам җәмийити” ниң муавин рәиси җин рубинниң мәзкур гезиткә бәргән баянатидики “роза һейт мунасивити билән нурғун кишиләр мәсчит вә аммиви сорунларға топлиниду. Шуңа, бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш зөрүр” дегән сөзлириму нәқил елинған.

Мәзкур гезит хәвиридә йәнә бу хил қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлириниң, мусулманлар мәркәзлик олтурақлашқан районлардин һалқип, нөвәттә йәнә хитай өлкә-шәһәрлиридиму йолға қоюлушиға, гуаңҗу, тйәнҗин қатарлиқ шәһәрләрдә йеқинқи мәзгилләрдә сода-тиҗарәт қатарлиқ сәвәбләр билән кәлгән чәтәллик мусулманларниң нисбәтән көпәйгәнлики сәвәб болғанлиқиму тәкитләнгән. Бу гезит хәвиридә йәнә бу йил гуаңҗу шәһиридила роза һейти өткүзидиған чәтәллик мусулманларниңла 2500 әтрапида болғини үчүн, гуаңҗу шәһиридики шәншән қатарлиқ төт чоң мәсчиттә 24 саәтлик назарәт системиси йолға қоюлидиғанлиқи алаһидә тилға елинған.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилириниң билдүрүшичә, хитай даирилири елан қилған һейт мәзгилидә мәсчитләрни назарәт қилиш бәлгилимиси әслидинла диний етиқад қаттиқ тәқиб астида туруватқан уйғур диярида уйғурларниң бу йиллиқ роза һейт намизиға қатнишишиға техиму чоң тосалғу пәйда қилиду.

Дуня уйғур қурултийи диний ишлар мудири, диний өлүма турғунҗан алавудун әпәндиниң қаришичә, һейт намазлириға қатнашқучиларниң тизимлинип, мәсчитләрниң 24 саәт назарәт қилиниши уйғурларниң әркин вә өз арзуси бойичә мәстчитләргә берип, роза һейт, қурбан һейт намазлирини бирликтә оқуш имканийитидин мәһрум қилиши мумкин.

Хитай мәмликәтлик сиясий кеңәшниң муавин рәиси җу вейчүн “йәр шари вақти гезити” гә қилған сөзидә, гәрчә уйғур райониниң исмини тилға алмиған болсиму, лекин у бәзи өлкиләрдики “диний ашқунлуқниң тәсиригә учриған мәсчитләрниң алаһидә бихәтәрлик тәдбирлирини елиши тәләп қилинидиғанлиқи” ни билдүргән.

Хитайда ислам диниға етиқад қилидиған уйғур қатарлиқ түркий милләтләр әң көп олтурақлашқан уйғур аптоном райони йиллардин буян диний етиқад әң қаттиқ тәқиб астиға елинған җай дәп тәриплинип келинмәктә.
Илгирики йилларда, болупму җәнубий уйғур диярида һөкүмәт кадирлири вә оқутқучи-оқуғучиларниң җүмә намизиға киришиниң алдини елиш вә мәсчиткә киргән ишчи-хизмәтчи вә оқутқучи-оқуғучиларни тизимлаш үчүн мәсчитләргә назарәтчи қоюш, рамизан мәзгилидә идарә-мәктәпләрдә роза тутмаслиқ тәшвиқатини күчәйтиш қатарлиқ тәдбирләрни қоллинип кәлгән иди.

Болупму 2016-йилдин кейинки икки йилдин буян уйғур диярида уйғурларға қаритилған юқири бесимлиқ сиясәт йәниму күчәйтилип, бир милйон әтрапида уйғурниң һәр хил баһаниләр билән “тәрбийәләп өзгәртиш мәркизи” намидики йиғивелиш лагерлириға қамилип, уларниң диний етиқад әркинлики, миллий кимлики еңи, инсаний һәқ-һоқуқлири қаттиқ дәхли-тәризгә учраватқанлиқи, уйғурларға қарита сақчи дөлитилик назарәт системиси йүргүзүлүши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири қатарлиқ органларниң тәнқидигә учриған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.