Доктор муқәддәс: рози һейтниң әң чоң алаһидилики хәйр - сахавәт қилиш
2015.07.18
17 - Июл японийәдики мусулманлар ислам динидики бүйүк байрамлардин бири болған рози һейт байримини шадлиқ ичидә күтүвалди.
Токйо әтирапидики уйғурлар түрк мәсчитигә җәм болуп, бирликтә һейт намизини оқуғандин кейин, өз - ара бир - бири билән қериндашларчә муһәббәт билән қучақлишип көрүшүп адәттикидәк өз хизмәт орунлириға йүрүшүп кәтти.
Японийәдики хизмәт күн тәртипиниң алдирашлиқи сәвәбидин уйғурлар адәттә шәнбә вә йәкшәнбә күнлиридин башқа күнләргә тоғра кәлгән һейт байрамларни өткүзүшкә муйәссәр болалмайду. Шуңа улар һейт намизини оқуп болупла өз хизмәтлири билән алдираш болуп кетиду.
Мана бүгүн әтигән токйо мәсчитидә роза һейт намизини пәрзәнтлири билән бирликтә оқуп, дәрһал хизмәт орниға қайтқан, токйо хосо университетиниң оқутқучиси, фолклор пәнлири доктори муқәддәс ханим дәрс мунбиригә чиқиш алдида бизниң телефон зияритимизни қобул қилип, өзиниң рози һейт байрими һәққидә һес қилған бәзи қарашлирини баян қилип өтти.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.