Уйғурларда рамизан башлиништин илгирики диний мурасимлар вә рамизан қошақлири
2014.07.29
Уйғурларда рамизан ейи башлинип 30 күн роза тутуш ибадити тамамлинип рамизан ейиниң ахирқи күни йеңи ай көрүнүш билән роза ахирлишип, роза тутуш пәрзиниң ада қилинғанлиқи тәнтәнә қилинип роза һейт байрими қилиниду.
Уйғурлар арисида әнә шу роза ейи башлиништин илгирики айлардин тартип ахирлашқучә болған арилиқта адәттә көплигән диний мурасимлар өткүзүлиду.
Уйғур елида нәшр қилинған уйғурларниң диний мурасимлириға аит китабларда көрситилишичә “барат кечиси” һәр йили рамизан ейидин илгири (шәбанниң он төтинчи күни кечиси) өткүзүлидиған диний мурасим. Бу күндә кишиләр өй-өйдин яғлиқ қапақ, қоғачлардин йеқилған мәшәлләрни көтүрүп, мазарлиқларға топлишип әрваһларниң роһиға дуа-тилавәт қилиду. Муқам вә һөкмәтләрни оқуп, сама салиду, һекайә-чөчәк вә қиссә ейтишиду шундақла мәһәлләрдики яш балилар җәм болуп, яғлиқ қапақни узун бадирниң учиға бекитип мәсчитниң өгзиси яки мәһәллидики һәммә киши көрәләйдиған игизликкә чиқип мәшәл йеқип:
Барат кәлди бүгүн кечә,
Ухлимаңлар таң атқичә.
Барат кәлди туйдуңларму,
Қазанға яғни қуйдуңларму?
Пошкал-қуймақ салдиңларму,
Бизгә атап қойдуңларму?
Дәп башлинидиған “барат қошиқи” ни юқири авазда өзигә хас аһаңи билән товлап һәммә кишини “барат кечиси”ниң киргәнликидин хәвәрдар қилиду. Буни “вәшшәмси товлаш”му дәп атайду. “вәшшәмси” товлиғанларға кишиләр өйлиридә пишурулған пошкал-қуймақларни һәдийә қилишиду. “барат кечиси” әрваһларни йоқлаш мурасими болуп, кона барат, йеңи барат дәп иккигә бөлүниду. Бурун өлүп кәткән әҗдадларниң роһиға сеғиниш кона барат, шу йили ичидә өлгәнләрниң роһини йоқлаш йеңи барат дейилиду. “барат кечиси” мурасими уйғурларниң нәзиридә ислам диний мурасими дәп қарилиду.
Чәтәлдә нәшр қилинған уйғурларниң өрп-адәтлиригә аит мақалиләрдә йезилишичә “барат кечиси” диний мурасимини кәң көләмлик өткүзүш уйғурлар арисида кәң омумлашқан паалийәт болуп, бу мурасим 1950-йилларниң оттурилириғичә давам қилған, кейин хитай компартийиси бу хилдики диний мурасимларни өткүзүшни чәклигән. Шуниң билән “барат кечиси” диний мурасим сүпитидә коллектип өткүзүлмәйдиған, әмма аилиләрдә өткүзүлидиған даириси тар болған мурасимға айланған.
Уйғурларда “барат кечиси” диний мурасимидин башқа йәнә “түнәк кечиси” мурасими болуп, бу һәқтә йезилған уйғур елидики китабларда берилгән учурларда:“түнәк кечиси-қәмәрийә йил һесабида сәккизинчи ай-барат ейиниң он бәшинчи күни кечиси муһәммәт пәйғәмбәргә “пәйғәмбәрлик вәһи кәлгән” кечә дәп қарилип мусулманлар, җүмлидин уйғурлар бу күнниң хатириси үчүн “түнәк кечиси” өткүзиду. Улар түн бойи ибадәт қилиду. Буни “сүннәт” дәп қарайду. Бу кечидә мәсчит, ханиқаларда ибадәттә болғучилар көп болиду. Аяллар болса өйлиридә олтуруп хәтмә өткүзиду. Кишиләр йәнә яғлиқ қапақни көйдүрүп бадра учиға илип мәшәл орнида егиз көтүрүп қәбристан, мазар-машайиқларға берип әрваһларни йоқлайду. Шу кечиси мәхсус тамақ қилип йегүчиләр болиду. Бу барғансери күчидин қиливатқан диний мурасимлардин бири” дейилгән.
Зияритимизни қобул қилған франсийәниң париж шәһиридики асарә-әтиқиләр содигири әһәд һаҗим “барат кечиси” дин ибарәт бу диний мурасиминиң илгири қәшқәрдә елип берилиши һәққидә тохталди.
Уйғур елидики тарихий материялларда көрситилишичә, уйғурлар рамизан ейида диний паалийәтләрни елип барғандин башқа, өзигә хас миллий алаһидиликкә игә паалийәтләрниму өткүзидиған болуп, оттуз күн роза ичидә кишиләр бир-бирини иптарға чиллишип, өз-ара меһман болушуп һәм сөһбәттә болушиду. Балилар розиниң онинчи күнидин кейин мәһәллә арилап, һәр бир аилиниң алдиға келип рамизан қошақлирини ейтишип ойнайду. Өй игилири уларға һәр хил йемәкликләрни вә пул-мал совға қилиду. Рамизан қошақлири һәр хил мәзмунларни өз ичигә алған болуп, балилар:
Розиниң они күни қәдри күни,
Розиниң закатини бириң қени.
Рамизану-рамизан, алаһу шәрра мизан,
Муһәммәд уммәтигә шәрра мизан.
Рамизан ейтип кәлдуқ ишикиңгә,
Худайим бала бәрсун бөшүкиңгә,
Өйиңизниң арқисида ай көрүнәр,
Һәммә өйдин мушу өй бай көрүнәр.
Өйиңизниң арқисида қатар-қатар қойниң изи,
Бизгә бир пақлан бериң байниң қизи.
Рамизанда өлтүргиниң боз-ала қой,
Гөшини өзүң йисәң төшини қой.
Қозуқуңни у йәргә қақ, бу йәргә қақ,
Тағириңда ун болмиса супраңни қақ.
Қондиқида тохулири қақақлайду,
Пихсиқ хотун нан бәрмәй валақлайду.
Дегәндәк қошақларни товлап мәһәллә арилайду.
Рамизан ейидики бу паалийәт һәққидә тохталған әһәд һаҗим бу хилдики паалийәтләрниң илгири қәшқәрниң пүткүл йезилирида елип берилидиғанлиқини әсләп өтти.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.