Хитайниң уйғур елидики сиясәт тәдбирлири уйғурларниң рамзандики хатирҗәмликини бузмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.07.09
xitay-herbiy-maniwer-ramzan.jpg Хитай қораллиқ күчлири рамзан һарпилирида террорға қарши маневир елип бармақта. 2013-Йили 2-июл, қумул.
AFP

Әссаламуәләйкум әләйкум радио аңлиғучилар, мусулман қериндашларни улуғ рамзан ейиниң хасийити билән мубарәкләймиз, дуня мусулманлири қатарида 8-июлдин башлап, дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларму рамизанлиқ ибадәтлирини башлиди. Һалбуки уйғур елиниң қәшқәр, тоқсун, үрүмчи қатарлиқ җайлиридики уйғурлардин игә болған учурлиримиздин, хитай даирилириниң йеқинқи вәқәләрдин кейин бу рамизанда техиму қаттиқ тәдбирләр арқилиқ уйғур мусулманлириниң йоллуқ диний паалийәтлиригә тосқунлуқ қиливатқанлиқи, муқимлиқ тәдбирлири, өй ақтурушлар уйғур мусулманлириниң рамзандики хатирҗәмликини бузса, ишсизлиқ вә йоқсуллуққа қошулуп мал баһасиниң, болупму истемал гөш баһалириниң адәттикидин юқири өрлиши қатарлиқлар уларниң рамизанни хатирҗәм өткүзүшигә қийинчилиқлар туғдурмақта.

Уйғур мусулманлири дунядики һәр қандақ бир мусулман хәлққә охшаш, рамзан ейиниң хасийити билән имканиниң баричә қатму-қат искәнҗә, диний, сиясий вә иқтисадий бесимларни йеңип рамизанлиқ ибадәтлиригә алдирайду, әмма уйғур елиниң омумий вәзийитидин қариғанда хитайниң йеқиндин буян алған алаһидә муқимлиқ вә аманлиқ тәдбирлири диний паалийәтләрни башқуруш бәлгилимилири, районда давам қиливатқан аталмиш“ үч хил күч ”ләрни тутуш вә бастурушлар сәвәблик уйғур мусулманларниң бу рамизанни йәниму еғир бесим вәхатирҗәмсизлик ичидә өткүзүшкә мәҗбур икәнлики мәлум.

Уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатқан уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим, хитайниң қатму ‏- қат искәнҗиси астида муқәддәс етиқадини давам қиливатқан уйғурларниң ибадәтлириниң қобул болушини тилиди вә уйғурларни бирлик, иттипақлиқ билән өзиниң диний, тили вә мәдәнийитини сақлашқа чақирди.

Уйғур мусулманлириниң бу рамизанни қандақ вәзийәттә башлиғанлиқи һәққидә йәниму тәпсилий әһвал игиләш үчүн охшимиған юртлардики мусулманларни телефон арқилиқ зиярәт қилдуқ. Қәшқәрниң йопурға наһийисидики бир уйғур ханим, өзи адәттики деһқан болғачқа роза тутуши чәкләнмисиму, әмма илгирикидәк кадирлар, партийә әзалири вә оқутқучи, оқуғучиларниң роза тутушиға йол қоюлмиғанлиқини баян қилди, шундақла мәһәллә кадирлириниң өй тәкшүрүшлириниң давам қиливатқанлиқи, болупму уйғур ханим-қизларниң диний вә миллий йосунда кийинишигә қаттиқ чәклимиләрни қоюватқанлиқидин бизар болғанлиқини ипадә қилди.

Тоқсунниң бир йезисида олтурушлуқ деһқан аял, мәһәллә хизмәтчилириниң мусулманларниң рамизанлиқ паалийәтлирини алаһидә назарәт қиливатқанлиқини, аманлиқ қоғдиғучи кадирларниң көпәйтилгәнликини билдүрди вә йәнә йеқиндин буян мал баһасиниң тез өрләп кәткәнликини, болупму мусулманлар истемал қилидиған кала вә қой гөшлириниң баһаси бәк өрә болғачқа, мусулманларға еғир иқтисадий бесим яритиватқанлиқини шикайәт қилди.

Уйғур елиниң сиясий, иқтисадий вә мәдәнийәт мәркизи болған үрүмчи шәһиридә мусулманларға қаритилған чәклимә башқа уйғур юртлиридәк җиддий вә қаттиқ болмисиму, әмма сиясий муқимлиқ тәдбирлири башқа җайларға қариғанда техиму җиддий дейишкә болиду, 1-июлдин башлап һәр саһә, һәр органларда ишчи, хизмәтчиләрниң 24 саәтлик көзәтчиликтә нөвәтлишип туруш түзүми йолға қоюлмақта, бу хил алаһидә муқимлиқ тәдбирлири һәтта оқутқучиларниңму тәтиллик арамини бузған болуп, рамизанниң биринчи күни кечиси үрүмчидики мәлум мәктәпниң дәрвазисида кечилик нөвәтчиликтә туруватқан бир оқутқучи, муқимлиқ тәдбири сәвәблик роза тутмаслиққа мәҗбур болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.