Хитай даирилириниң уйғурларниң роза тутушиға қаратқан бастуруши мәтбуатларниң муназирә темисиға айланди
2013.07.18
Хитай даирилириниң бу йиллиқ рамзан мәзгилидә, хитайдики башқа мусулманлардин пәрқлиқ һалда уйғурларниң роза тутушиға қаратқан түрлүк чәклимилири вә бастуруши хәлқара мәтбуатларниң муназирә темисиға айланди.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләр даириләрниң хитайдики башқа мусулманлардин туңган қатарлиқларниң диний етиқад паалийәтлиригә нисбәтән кәң сиясәт қоллиниватқанлиқини илгири сүрүп, хәлқарани уйғурларға қаритилған бастуруш барғанчә еғирлишиватқан бу хил вәзийәткә диққәт қилишқа чақирди.
8-Июл рамзан киргәндин буян, уйғур елидә муқимлиқ хизмити тәкитлинип, даириләр уйғурларниң роза тутушиға қарита түрлүк чәклимиләр вә бастурушни күчәйтти. Бу хил әһвал хәлқара ахбаратларниңму җиддий диққитини қозғиди. Уйғур вәзийити һәққидики мулаһизиләрдә даириләрниң рамзан мәзгилидә нуқтилиқ һалда уйғурларға қарита назарәт вә башқурушни күчәйтишидики мәқсити һәққидә тохтилип, бу йилқи рамзан йеқиндин буян уйғур елидә йүз бәргән бир қатар һуҗум қилиш вәқәлири вә 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсиниң төт йиллиқ хатирә күнигә тоғра кәлгәнлики үчүн, бу хил бастурушлар даириләрниң район муқимлиқидин зиядә әнсириши сәвәбидин болуватқанлиқи илгири сүрүлди.
Әнглийә“иқтисад вақти гезити” дә 17-июл елан қилинған“хитай даирилири уйғурларниң рамзан паалийитини бастурмақта” намлиқ хәвәр анализида 6-айниң ахири йүз бәргән тоқунуштин кейин, райондики уйғурларниң рамизанлиқ паалийәтлири пүтүнләй контроллуқ астиға елинди. Оқуғучилар вә һөкүмәт хизмәтчилиригә уқтуруш тарқитилип,уларниң роза тутуши чәкләнди” дегән баянлар берилди. Хәвәрдә йәнә кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң тәтқиқатчиси николас бечуелинниң сөзи нәқил елинип,“хитай даирилири уйғурларға пәқәт ишәнмәйду, һәтта компартийә әзалириғиму ишәнмәйду. Шуңа рамзан ейи һәр бир уйғур компартийә әзасиниң компартийигә садиқлиқини синайдиған өлчәмгә айлинип қалди. Җуңго һөкүмити уйғурларниң диний етиқадини радикаллиқниң ипадиси дәп қарайду. Шуңа уйғурларниң диний етиқадиға қаратқан чәклимә вә бастурушни күчәйтмәктә. Әмма уйғур аптоном районидики башқа мусулман милләтләргә қаритилған диний җәһәттики чәклимиләр интайин аз” дейилди.
“чоң ира тор гезити” дә дүшәнбә күни елан қилинған“шинҗаңдики уйғурлар рамзан ейиға кирди, һөкүмәт даирилири уйғурларни тамақ йейишкә мәҗбурлаватиду” сәрләвһилик тәпсилий хәвәрдә, даириләрниң оқуғучилар вә һөкүмәт хизмәтчилирини рамзан мәзгилидә чүшлүк тамақ йейишкә мәҗбурлаш арқилиқ уларниң роза тутқан - тутмиғанлиқини ениқлиғанлиқи вә шу арқилиқ роза тутқанларни җазалаватқанлиқи хәвәр қилинди.
Б б с агентлиқиниң 17-июл күнидики хәвиридә бейҗиң мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохтиниң сөзи нәқил елинип,“аманлиқ қоғдаш хадимлириниң уйғурларниң өйлиригә қаратқан назарәтлири барғанчә күчәйди. Рамзан ейида, мәсчитләрдә яки аилиләрдә йиғилип коллектип һалда рамизанлиқ паалийәтлири елип барғанлар тутқун қилинмақта, болупму һөкүмәт кадирлири вә оқуғучиларниң мәсчиткә бериши вә қуран оқуши чәкләнмәктә” дегән баянлар берилди.
Өзиниң уйғур вәзийити һәққидики тәтқиқатлири вә тәклип пикирлири сәвәблик хитай һөкүмити тәрипидин сәзгүр шәхс дәп қарилип келиватқан илһам тохти әпәнди, 26-июн пичан лүкчүн вәқәсидин буян қайтидин назарәт астиға елинған болуп, у радиомиз мухбириниң телефониға җаваб берип, рамзан мәзгилидә униңға қаритилған тәқипниң йәниму күчәйтилип, икки нәпәр дөләт аманлиқини қоғдиғучи хадимниң бирнәччә күндин буян униң билән йәнә “сөһбәт өткүзүш” кә башлиғанлиқини, шуңа мухбирниң рәсмий зияритини қобул қилишқа әпсиз икәнликини билдүрди.
Рамзан киргәндин буянқи хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә болса, хәлқара мәтбуатларда барғанчә көпийиватқан хитай һөкүмитиниң диний бастуруши һәққидики әйибләшләргә рәддийә беридиған хәвәрләр берилиш билән биллә ,йәнә “уйғур районида муқимлиқ хизмити күчәйтилип, қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериливатқанлиқи” һәққидики хәвәрләрму көпәйди.
Хитай һөкүмәт мәтбуатлириниң бүгүнки хәвәрлиридә, уйғур аптоном райони ахбарат ишханисиниң башлиқи ху хәнмиңниң “һөкүмәтниң кишиләрни роза тутмаслиққа дәвәт қилиши,уларниң хизмәт вә өгиниши үчүн яхширақ тамақлиниш шараити яритиш мәқситидә болди” дегән чүшәндүрүши нәқил елинип, даириләрниң рамизанда йолға қойған чәклимилири ақланди. Шинҗаң гезитиниң 16-июл күнидики санида уйғур аптоном район даирилири муқимлиқ сақлаш хизмити үчүн йәрлик орунларға әвәтилгән назарәт дәриҗилик кадирлардин шинҗаң орманчилиқ назаритиниң муавин партком секретари әзиз қиюм қатарлиқлардин тәшкилләнгән хизмәт гурупписиниң кучардики паалийәтлири хәвәр қилинған болуп, хәвәрдә 15-июл күни кучар наһийисидики һәрқайси йезилиқ һөкүмәт кадирлири вә партийә әзалириниң рамзан мәзгилидә роза тутмиғанлиқи, кадирларниң һушярлиқни өстүрүп,қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериватқанлиқи, һәр бир кадирниң йәнә райондики муқимлиқни сақлаш ирадисини билдүргәнлики хәвәр қилинди.