Уйғур районида сақчилар “динға ишәнмәслик, динни рәт қилиш” тәшвиқати елип барған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.02.06
dinni-ret-qilish-dingha-ishenmeslik-saqchi-herbiy.jpg Уйғур районидики сақчилар елип барған “динға ишәнмәслик, динни рәт қилиш” тәшвиқатидин бир көрүнүш. 2018-Йили феврал, маралбеши наһийәси.
Social Media

6-Феврал күни иҗтимаий таратқулардин фейсбукта, маралбеши наһийәсидики бир гуруппа сақчи хадимлириниң “динни қәтий рәт қилайли вә динға ишәнмәйли” дәп йезилған бир лозункини көтүрүп турған көрүнүши хәвәр қилинди.

Мухбиримизниң бу йип учиға асасән елип барған телефон зиярәтлири давамида мәзкур тәшвиқатниң уйғур районида омумйүзлүк елип бериватқанлиқи йәкән, қағилиқ, ақсу вә керийәдики сақчи хадимлири тәрипидин дәлилләнди.

Хитай даирилириниң уйғур районида йолға қоюлуватқан аталмиш диний әсәбийликкә қарши туруш тәшвиқатиниң нишанни айдиңлаштуруш җәһәттә йәнә бир балдақ илгирилигәнлики ашкариланди.

6-Феврал күни иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир учурда маралбеши наһийәсидики бир гуруппа сақчи хадиминиң бир мәйдан тәшвиқат паалийитиниң рәсими тарқалди. Рәсимдики лозункида “динни қәтий рәт қилайли, динға ишәнмәйли” дегән хәтләр йезилған.

Биз учурниң тоғрилиқини дәлилләш үчүн, аввал маралбеши наһийәсидики сақчиханиларға телефон қилдуқ. Маралбешидики шәһәр ичи сақчиханиси қатарлиқ 3 сақчихана хадими өзлириниң юқириқидәк бир тәшвиқат паалийитигә қатнишиватқанлиқини ашкарилиди.

Һазирға қәдәр муһаҗирәттики уйғур паалийәтчиләр, хитай даирилири уйғур районида елип бериватқан аталмиш диний әсәбийликкә қарши һәрикәтниң маһийәттә бир пүтүн ислам диниға вә уйғур миллитигә қарши һәрикәт икәнликини илгири сүрүп кәлгән, хитай даирилири болса, буниң аз сандики бир очум террорчи вә бөлгүнчиләрни нишанлиғанлиқини тәкитләшкән иди. Әһвал ениқлишимиз давамида “динни қәтий рәт қилиш вә вә динға ишәнмәслик” тәшвиқатиниң ялғуз маралбешидила әмәс, йәкән наһийәсидиму, ақсуниң айкөл базиридиму, хотәнниң керийә наһийәсидиму елип бериливатқанлиқи сақчи хадимлири тәрипидин дәлилләнди.

Бүгүнгә қәдәр хитай даирилири аталмиш диний әсәбийликкә қарши тәшвиқатини асаслиқи мәмурий кадирлар вә тәшвиқат хадимлири арқилиқ елип бериватқан иди. Бу қетимқи динға қарши тәшвиқатида сақчилар яки сақчиларму алдинқи сәптин орун алған. Хитайниң һазирғичә болған ашкара тәшвиқатлирида, партийә әзалири вә дөләт кадирлириниң динға ишиниши чәклинип кәлгән иди. Мәлум болушичә, сақчиларниң бу қетимқи тәшвиқати сақчиларнила әмәс, бәлки аммини нишан қилған.

Бүгүн игилигән учурлиримиздин, сақчиларниң динға ишәнмәслик тәшвиқатини елип бериватқанлиқиға 1-2 айчә болғанлиқи дәлилләнгән болсиму, бу тәшвиқатта конкрет немиләр дейиливатқанлиқи, бу тәшвиқатқа әгәшмигәнләрниң ақивитиниң қандақ болидиғанлиқи һәққидә немиләрниң дейилгәнлики һазирчә мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.