Сәдиқә питир вә униң әһмийити

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.08.07
xoten-namaz-jamaet-305.png Хотәндики җамаәт
AFP

Һәр йили бир қетим рамзан ейиниң ахири вә роза һейтиниң бешида мусулманларниң йоқсулларға сәдиқә питири бериши ваҗип болуп, буниң билән мусулманлар арисида хәйр-сахавәт қилиш, йоқсулларниң йүзини күлдүрүш вә һәммә биргә байрам тәнтәниси қилиш көздә тутулған.

Уйғурлардин чиққан истедатлиқ алим, әзһәрий доктор абдуләзиз рәһмәтулла сәдиқә питири һәққидә язған тәпсилий мақалисидә сәдиқә питирини тонуштуруп мундақ дәйду:
“сәдиқә питири луғәттә: еғиз ечиш сәдиқиси яки бәдән сәдиқиси дегән болуп, истемалда рози һейт мунасивити билән мусулманлар рамзан розисини тутушни тохтитип еғиз ачқанда пеқирларға бериши ваҗип болған сәдиқидин ибарәт.Бу сәдиқә адәм бешиға ваҗип болғанлиқи үчүн калла закати дәпму атилиду, қандақла болмисун буни һәдистә кәлгән бойичә бир хил закат дәп атиған тәқдирдә, рамзан розисини тутушни тохтитип еғиз ачқанда рамизанда садир болған бәзи гунаһларни паклиғучи, кәм қалған нуқсанлирини толуқлиғучи закат дегән мәнидә болиду, чүнки закат дегән сөз паклаш вә өстүрүшни билдүриду, лекин пул-мал вә башқа иқтисадқа муәййән өлчәм билән берилидиған закат билән бу закатниң көп пәрқлири бар.”

Сәдиқә питириниң пайдиси

Доктор абдуләзиз рәһмәтулла сәдиқә питириниң пайдиси вә әһмийити һәққидә йәнә мундақ дәйду:
“сәдиқә питирдин ибарәт бу сәдиқә рамзан ейида садир болған ғәйвәт вә тил-һақарәттәк бәзи гунаһларни юйиду, мәсилән роза тутқан киши ғәйвәт яки тиллаш яки намәһрәмләргә қарап селиш вә яки бәзибир налайиқ ишларни билип-билмәй садир қилип қалиду, сәдиқә питир башқа тәвбә, зикир, истиғпар вә нәплә намаз қатарлиқ яхши әмәлләргә қетилип һәммиси бирликтә роза тутқан кишиниң гунаһлириға каппарәт болуп уларни ююветиду, кәм йәрлирини толуқливетиду. Йәнә рамизанда ачлиқниң тәмини тетиған киши ач-ялиңач қалғанларға бу азғинә сәдиқә билән ярдәм қилип рамизандин әмәлий дәрс алған болиду, рамизанда роза вә таравиһ намазлирини ада қилишқа, башқиларни иптарлитивелиш вә мал закатлирини ада қилиштәк яхши әмәлләрни ада қилишқа муйәссәр қилғанлиқи үчүн аллаһ таалаға шүкүр изһар қилиш һәм бу сәдиқиниң пәрз болушидики һекмәтләрниң биридур. Шуңа кимики рамизанда роза тутуп бу сәдиқини бәрмәйдикән роза тутуш ибадитидин һәқиқий бәһримән болмиғанлиқи яки уни яхши ишларға мувәппәқ қилғанлиқиниң шүкранисини бәрмигән болиду. Йәнә бир тәрәптин намратлар бу сәдиқини елип һейт-айәмни моһтаҗлиқ һес қилмай хошал-хурам өткүзиду, буниң билән йилда бирәр күн болсиму намратларни тиләш харлиқидин қутулдурған болиду. Демәк сәдиқә питири икки тәрәпкә пайдиси йетидиған ибадәттур, бири роза тутқан кишиниң өзи, йәнә бири намратлар. Нәтиҗидә җәмийәттики барлиқ тәбиқә вә қатламлар һейт күнлирини һәқиқий шад-хурамлиқ вә хатирҗәмлик ичидә өткүзәләйду.”

Сәдиқә питириниң һөкүми

Доктор абдуләзиз рәһмәтулла сәдиқә питириниң һөкүми тоғрилиқ мундақ дәйду:
-Бу сәдиқиниң пәрз-ваҗиплиқини қуран кәриминиң айәтлириниң омум мәниси, шундақла сәһиһ һәдисләр вә барлиқ мусулманларниң иҗмаи испатлиғандур. Һәзрити өмәр ибни абдуләзиз вә әбул алийә қуран кәримидики “пак болған адәм мәқситигә йәтти, у пәрвәрдигариниң намини яд әтти, андин намаз оқуди” дегән айәтни сәдиқә питирини берип андин һейт намизи оқуди, дәп тәпсир қилған. Лекин улардин башқа барлиқ алимлар бу сәдиқә пәйғәмбәр әләйһиссаламниң һәдислири билән ваҗип болған дәп қариған, имам бухари вә муслим топлиған бир һәдистә мундақ кәлгән: “пәйғәмбәр әләйһиссалам мәйли қул болсун яки һөр болсун, әр болсун яки аял болсун, кичик болсун яки чоң болсун, һәр бир мусулманға хорма яки арпидин бир са сәдиқә петир беришни пәрз қилип бәлгиләп, уни кишиләр һейт намизиға чиқиштин бурун ада қиливетишкә буйруған(бир са 2040 грамға тоғра келиду.) Шундақла барлиқ мусулманлар бу сәдиқиниң пәрз-ваҗиплиқиға пәйғәмбәр әләйһиссаламниң дәвридин тартип та һазирқи күнгә қәдәр бирликкә кәлгәндур. Сәдиқә питири һиҗрәтниң иккинчи йили рамзан розисини тутуш пәрз қилиниш билән биллә пәрз қилинғандур.

Сәдиқә питирини бериш қандақ кишигә ваҗип болиду?

Доктор абдуләзиз рәһмәтулла йәнә мундақ дәйду:
“бу сәдиқә һәр бир мусулманға ваҗип болуп һәнәфий мәзһәбтә бу сәдиқини закат бериш дәриҗисигә йәткән бай кишила бериду, кәмбәғәл бәрмәйду, чүнки закат бериш билән елиш бир кишидә җәм болмайду, дәп қарайду.

Башқа мәзһәпләр сәдиқә питири миқдаридин башқа, бир кечә-күндүзлүк озуқи қолида ашидиған болса бу сәдиқини бериши ваҗип дәп қариған, бу қарашқа асасән намрат кишиләрму сәдиқә питирини бериду, һәм әйни вақитта башқилардин алиду, йәни намрат киши сәдиқә питирини елип қолида сәдиқә питири миқдаридин башқа бир кечә-күндүзлүк озуқи ашидиған болса, башқа зөрүр еһтияҗи қамдалған болса, у киши бу сәдиқини башқиларға бериши ваҗип болиду, елип-бәргәнниң немә пайдиси дегәндә, уни мундақ изаһлашқа болиду: йилда бир қетим болсиму намрат кишиләрму өзини байларға охшаш башқиларға берәләйдиған һес қилиши, башқиларға сәдиқә бериштин ибарәт бу һузурдин бәһримән болуши, давамлиқ елишқила көнмәй беришкиму көнүши, баяшат чағдила беридиған әмәс, бәлки намрат чағдиму берәләйдиғанға чениқтуруш үчүндур. Униң үстигә бу, һәр бир шәхс, һәр бир һаят инсан үчүн берилидиған сәдиқидур, калла закитидур, шуңа һейт намизиға он минут қалғанда туғулған боваққиму бу сәдиқини бериш ваҗип болиду. Сәдиқә питирини пеқир вә мискин кишиләргә бәрсә болиду. Бу сәдиқини һәр бир мусулман өзи вә өзи бақидиған барлиқ бала-чақилири, аяли үчүн һәр бир кишигә бир кишиликтин бериду, йәнә улардин башқа өзи беқиватқан ата-аниси, толуқ игидарчилиқ қилидиған киши үчүнму бериду, һейт намизиға қәдәр туғулған бовақ үчүнму бир кишилик сәдиқә бериду. Қорсақтики балиға бәрмәйду. Сәдиқә питири рамизанниң ахирқи күни күн патқандин кейин ваҗип болиду, ваҗип болғандин кейин таки намаз оқушқа қәдәр бәрсә болиду, намаз оқушқа қәдәр бәрмәй намаздин кейингә кечиктүргән әһвалда гунаһкар болиду, бу закат намратларниң һәққи болғачқа таки бәрмигүчә қәрз һесабида бойнидин сақит болмайду. Сәдиқә питирини һейт намизиға чиқиштин бурун бериш мустәһәб, һейт күнидин бир яки икки күн бурун бәрсиму болиду. Йәнә бәзиләр рамзан ичидә беривәтсиму болиду, дәп қарайду, әлвәттә унтуп қелиштин әнсиригән киши рамзан ичидила пурсәт тапқанда бериветиши әвзәл.

Киши қәйәрдә турған болса сәдиқә питирни шу йәрдики намратларға бериши ваҗип болиду, әмма мәлум сәвәбләр түпәйлидин башқа җайдики намратларға бәрсиму һәм болиду. Мәсилән бири ичкиридә яки чәтәлдә туридиған болса, турған орунда намрат мусулман йоқ болуп башқа юртларда намрат мусулманлар болса яки намрат туғқанлири болса шуларға йоллап бәрсә болиду.

Өзи бир юртта, балилири башқа җайда болса балилири үчүн сәдиқә питирини өзи турған җайда бәрсиму болиду, балилири бар юртта бәрсиму болиду, лекин сәдиқә питириниң өлчимини һесаблашта өзи турған җайдики баһа бойичә бериду. Мәсилән бир киши явропада туруп қәшқәрдики балилири үчүн сәдиқә питири бәрмәкчи болса, явропада бир кишилик сәдиқә 75 йүән болса, қәшқәрдики һәр бир балиси үчүн 75 йүән әвәтип бәрсә яки буйруп бәрсә болиду.”

Сәдиқә питириниң миқдари

Доктор абдуләзиз рәһмәтулла сәдиқә питириниң миқдари һәққидә мундақ дәйду: “һәнәфий мәзһәптә һәр бир киши буғдай яки буғдай унидин 1625 грам бериду, арпа, хорма яки йимиштин 3250 грам бериду, сәдиқә питир үчүн нәқ пул бәрсиму болиду, бәлки техи нәқ пул бериш яхширақ, чүнки кәмбәғәлләр нәқ пул арқилиқ һәрқандақ еһтияҗини қамдиялайду, нәқ пул бәрмәкчи болғанда, ашу миқдардики озуқниң шу күндики базар баһасини бериду. Чүнки намрат кишиләр нәқ пулни қолиға елип лазимлиқ нәрсиләрни сетивалалайду, буниңға асасән буғдай уни яки гүрүчниң бир килоси 3 йүән болса, бир киши үчүн 5 йүән болиду. Әмма ачарчилиқ яки ашлиқ қис чағларда ашлиқниң өзини бериш әвзәл болиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.