Сәуди әрәбистандики уйғур оқуғучилар: “вәтәнгә қайтип хизмәт қилиш асаслиқ ғайимиз”
2014.11.19

Хитай даирилири уйғурларниң паспорт рәсмийәтлирини қейинлаштуруш қатарлиқ тәдбирләр билән уйғурларниң ташқи дуня билән учришиши, болупму алий билим юртлирида илим тәһсил қилишини чәкләп келиватқан болсиму, әмма җәмийәтниң омуми тәрәққияти, җүмлидин уйғур яшлириниң тинимсиз тиришчанлиқлири арқилиқ, бир қисим мәшһур хәлқаралиқ университетларда уйғур оқуғучиларниң сани көпәймәктә. Мәлум болушичә, сәуди әрәбистандики мәдинә хәлқаралиқ ислам университетиниң өзидила, йеқинқи 3 йил ичидә уйғур оқуғучиларниң сани дәсләпки 30 нәччидин 100 нәччә нәпәргә йәткән.
Бүгүн мухбиримиз шөһрәт һошур мәзкур университетдики уйғур оқуғучиларниң нөвәттики рәиси яқуп қари вә сабиқ рәиси сәйпидин қариларни зиярәт қилип, мәзкур университеттики уйғур оқуғучиларниң омуми әһвали һәққидә мәлумат игилиди; бу оқуғучиларниң мәктәпкә қәдәм қоюш җәряни, уларниң ғайиси вә шараитлири һәққидики мәлуматларни мухбиримиз шөһрәтниң бу һәқтики сөһбитидин аңлайсиләр.