Сәуди әрәбистандики уйғурлар бир вәтәнпәрвәр алимидин айрилди
2013.10.29

Уйғур елидин һиҗрәт қилип сәуди әрәбистанға келип йәрлишип қалған уйғурларниң сани шу вақитларда сәуди әрәбистанда йәрлишип қалған башқа милләтләрниң санидин әлвәттә көп икәнликини пешқәдәм уйғурлар сөзлимәктә.
Уйғурларниң ана вәтинидин айрилип сәуди әрәбистанда әң көп йәрләшкән вақти 1949-1950-йиллири икән. Шу вақитта келип йәрләшкән уйғурлардин биринчи әвлад уйғурларниң мутләқ көп санлиқи асасән өлүп түгигән. Һазирқилардин пешқәдәм саналғанлири пәқәт иккинчи әвлад уйғурлардур. Шундақтиму биринчи әвлад уйғурлардин узун өмүр көргән бәзилири бүгүнгичә яшиған.
Мәсилән: өткән һәптә 10-айниң 20-күни мәдинә мунәввәрә шәһиридә вапат болған әһмәд тохти һаҗим шундақ биринчи әвлад пешқәдәмлиридин бири иди. Мәрһум әһмәд тохти һаҗим чәтәлләрдә диний илим тәһсил қилған вә уйғурлар үчүн хизмәт қилған әзимәтләрдин бири икән. Бу киши өткән әсирниң 80-йиллирида сәуди әрәбистан радиосиниң уйғур бөлүмидә диктор болуп ишлигән вә кесәл сәвәби билән иштин чиқип кәткән икән. Бу киши вапат болғинида йеши тоқсандин ашқан икән.
Мәрһум әһмәд тохти һаҗим тоғрилиқ мәлумат елиш үчүн сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридики вәтәнпәрвәр устаз сираҗидин әзизигә мураҗиәт қилған идуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, сираҗидин әзизи билән елип барған сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз.