Шиветсийәдики уйғурлар роза һейт намизида вәтинидики мусулманларға атап дуа қилди
2014.07.28
Шиветсийәдики уйғурлар пүтүн дунядики мусулманлар билән бир күндә 28-чесла әтигәндә роза һейт намизини бир йәргә җәм болуп оқуди.
Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар шиветсийәдә паалийәт қиливатқан тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң орунлаштуруши билән ситокһолм шәһиридики рнкибий районида бир мәсчиткә уйғурларни җәм болуп роза һейт намизини биргә оқуди.
Тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң орунлаштуруши билән 5 йилдин буян изчил һаләттә шиветсийәдики уйғурларни бир йәргә җәм қилип йилда келидиған икки һейт намизини бирликтә оқуп, тәбрикләп келиватқан болуп, шиветсийәдә яшаватқан 300дин артуқ аилиниң бир йәрдә җәм болуп һейт намизини биргә оқуши, шиветсийәдә яшаватқан уйғурларниң өз ана тилида хутбә аңлаш, дуа қилиш һәмдә бир-бириниң һейтини тәбрикләштәк шараитларни һазирлап, шиветсийәдики уйғурларниң яхши баһасиға еришип кәлди.
Роза һейт намизиға тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули өмәр мәхсум имамлиқ қилған болуп, өмәр мәхсум намаз хутибида шәрқий түркистанда һәр хил шәкилдики чәклимиләргә учраш билән биргә, хитай даирилири тәрипидин системилиқ йоқитишқа учраватқан уйғур мусулманларға игә чиқишниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийәт икәнликини әскәртти. У хутибини шәрқий түркистандики мусулманларға атап дуа билән ахирилаштурди.
Намаздин кейин уйғурлар бир-бириниң һейтини қизғин тәбрикләшти һәмдә өй-өйгә кирип һейт пәтиси қилди. Өсмүр балиларға һейтлиқ совға тарқитип берилди.
Зияритимизни қобул қилған тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизи мәсули өмәр мәхсум уйғурларниң бир йәргә җәм болуп, һейт намизи оқушиниң әһмийити һәққидә тохталди.
Һейт намизиға ситокһолм вә әтрапида яшаватқан уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.