Шиветсийәдики иптарлиқ зияпитидә уйғурлар тоғрисида муһакимә қилинди
2013.08.05

2-Авғуст (җүмә) күни кәчқурун шиветсийә уйғур маарип уюшмиси ситокһолмниң тенста районида шиветсийәдики уйғур җамаити вә мусулман қериндашларниң вәкиллиригә иптарлиқ зияпити бәрди.
Иптарлиқ зияпитигә шиветсийәдики уйғур җамаитини асас қилған һалда “шиветсийә мусулманлири тинчлиқ вә адаләт җәмийити”, “шиветсийә ислам бирлики” һәмдә б д т ниң шиветсийәдики ишханисидин болуп җәмий 160 тин артуқ адәм қатнашти. Бу қетимқи мол мәзмунлуқ иптарлиқ паалийитиниң күнтәртипидә уйғурлар һәққидики муһакимә мәркизий тема сүпитидә орун алди.
Иптар зияпитидә мәхсус тәйярланған уйғур таамлири тартилғандин кейин, уйғурлар һәққидики муһакимә паалийити қизғин кәйпият иликидә башланди. Алди билән шиветсийәдики қериндаш мусулман тәшкилатлириниң вәкиллири сөзгә чиқип өзлириниң уйғурларға вә уйғурлар вәтинидики мусулманларниң әһвалиға болған чоңқур һесдашлиқини билдүрди. Андин шиветсийә уйғур маарип җәмийитиниң рәиси ниҗат турғун шивет тилида “унтулған әл-шәрқий түркистан” темисида мәхсус доклат бәрди.
Ниҗат турғун доклатида, миң йиллардин буян ислам әқидиси билән яшап кәлгән һәмдә дуня мәдәнийитигә өчмәс төһпиләрни қошқан уйғурларниң бүгүнки күндә өз вәтинидә еғир дәриҗидә миллий вә диний җәһәттики бастурушқа дуч келиватқанлиқини, сиясий җәһәттин дуняниң қизиқ нуқтилири билән селиштурғанда унтулған район болуп қалғанлиқини тәкитлиди.
Доклатни мәзмун җәһәттин техиму рәңдарлиққа вә чинлиққа игә қилиш үчүн арилиқта “шәрқий түркистан” намида ишләнгән мәхсус видео филими көрситилди. Шивет тилида аваз берилгән мәзкур филим аңлиғучиларниң күчлүк инкасини қозғиди.
Доклатниң ахирида ниҗат турғун дунядики даңлиқ таратқуларда қизиқ нуқта болуватқан мисирлиқлар, сүрийәликләр, афғанлар, бермилиқлар вә башқа мусулманларға охшашла уйғурлар мәсилисиниңму хәлқара җамаәтчиликниң тегишлик диққәт-етибариға еришиши керәкликини илгири сүрди.
Ахирида шиветсийә мусулманлири тинчлиқ вә адаләт җәмийити иҗраийә комитетиниң рәиси әмир әпәнди сөз қилип өзлириниң барлиқ имканийәтләр билән уйғурларға ярдәмдә болушни халайдиғанлиқини һәмдә шиветсийә уйғур маарип уюшмиси билән һәмкарлиқ орнитидиғанлиқини билдүрди.
Мол мәзмунлуқ иптар зияпити ахирлашқанда ниҗат турғун зияритимизни қобул қилип, өзиниң тәсирати вә қарашлирини оттуриға қойди.
Тәпсилатини аваз улиништин аңлиғайсиз.