Шветсийә парламентидики иптар зияпитигә уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз иһсан
2014.07.11
shwetsiye-parlament-uyghur-iftar-iptar-1.jpg Шветсийә парламентидики иптар зияпити
RFA/Ehsan



2014 - Йили 10 - июл шветсийә парламентида берилгән иптар зияпитигә уйғурларму қатнашти вә уйғур мәсилисини аңлитиш пурситигә игә болди.

Мәзкур зияпәтни уюштурған йешиллар партийәси әзаси мәһмәт қаплан әпәнди зияритимизни қобул қилип, нөвәттә уйғурларға қаритилған диний бесим сиясәтлирини шветсийә ташиқи ишлар вазаритигә мәлум қилип, уларни инкас қайтурушқа дәвәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Шветсийә явропадики әң мөтидил һәммә динларға һөрмәт қилидиған, көп дин, көп милләт, көп хил мәдәнийәт арилишип яшайдиған дөләт болуп, шветсийәдики 3 - орунда туруватқан шветсийә йешиллар партийиси һәр йили рамзанда шветсийә парламентида иптар зияпити берип кәлмәктә.

Бу қетимқи иптар зияпитини шветсийә йешиллар партийиси намида йешиллар партийисидин парламент әзаси, һәмдә партийидики гуруппа башлиқи, шундақла шветсийә парламентида қурулған “шветсийә - уйғур достлуқ вә һәмкарлиқ гурупписи” ниң муавин мәсули мәһмәт қапланниң орунлаштуруши билән өткүзүлди.

Шветсийә парламентида тунҗи қетимлиқ иптар бериш 2006 - йили башлиған болуп, 8 йил мабәйнидә һәр йили һәр милләт мусулманлири рамзан ейида иптар зияпити берип кәлмәктә.

2009 Вә 2012 - йили шветсийә парламентида шәрқий түркистан мусулманлириға вакалитән “шветсийә уйғур маарип уюшмиси” иптар берип, иптарға кәлгән меһманларға шәрқий түркистан мәсилиси аңлитилған иди.

Бу қетимқи иптар зияпитигә шветсийәдики барлиқ ислам тәшкилатлири тәклип қилинған болуп, тәшкилатларниң мәсуллири вә вәкиллири иштирак қилди. Бу иптар зияпитигә шветсийәдики уйғурларға вакалитән “шветсийә уйғур маарип уюшмиси” идарә һәйәтлириму тәклип билән қатнашти.

Биз иптар зияпити аяғлашқандин кейин парламент әзаси муһәммәт қапланни зиярәт қилдуқ.

У зияритимизни қобул қилип, шәрқий түркистанда хитай даирилириниң рамизан мәзгилдә роза тутушни чәклигәнликигә қарита инкаслирини баян қилди.

Парламент әзаси муһәммәт қапланниң икки қетимлиқ парламент әзаси болуш вақти тошқан болуп, һазир партийисидин ситоһхолум шәһәр башлиқ вә министирлиқ намзатлиқиға көрситилгән иди.

Биз сиз парламент әзасилиқ вәзиписидин қелип, шәһәр башлиқи вә министир болуп қалсиңиз шветсийә - уйғур достлуқ гурупписиниң давамлишишиға тәсир боламду дегән соалимизға қарита мундақ җаваб бәрди.

Парламенттики иптар залиниң 120 кишилик орун меһманлар билән толди.

Иптардин кейин түркийә “ATV” телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилған уйғур маарип уюшмисиниң муавин рәиси әхмәтҗан турсун, бүгүнки иптар тоғрисидики тәсирати вә шәрқий түркистан иптар зияпити билән пәрқләр тоғрисида соралған соалиға қарита өз тәсиратини баян қилиш билән биргә, бу йилқи рамизан айлирида хитай даирилири шәрқий түркистан хәлқигә қаратқан диний чәклимә сияситини аңлатти.

Ахирда зияритимизни қобул қилған уйғур маарип уюшмисиниң баш катипи абдулла әһәд бүгүнки ипар тәсиратини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.