Архип
2013-04-19
Қазақистанда һиҗаб кийгәнләргә нисбәтән икки хил көз қарашниң шәкилләнгәнлики һәққидә аммиви ахбарат васитилиридә мақалиләр елан қилинмақта. Һазир қазақистан мусулманлириниң диний башқармиси вә мәмликәтниң билим вә пән министирлиқи оттурисида әнә шундақ әһвал мәвҗут.
2013-04-11
Түркийәдики нопузлуқ диний тәшкилатларниң бири болған миллий гөрүш тәшкилатиниң шветсийә шөбиси уюштурған паалийәттә уйғурлар мәсилиси музакирә қилинди.
2013-04-10
“хитай компартийиси вә ислам” намлиқ мақалидә қуран өгәнгән уйғурларниң җазаға тартидиғанлиқи, әмма туңганларниң болса нормал диний паалийәт билән шуғулланғучи сүпитидә муамилигә учрайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
2013-04-03
Нөвәттә парижда өткүзүлүватқан франсийә мусулманлириниң зор көләмлик йиллиқ йиғилишида тунҗи қетим уйғур вәкиллириниң авази яңриған.
2013-04-02
Уйғур хәлқи ичидә “булбулқарим” дәп нам алған мәшһур диний затлиримиздин абләт қариһаҗим 4-айниң 1-күни қәшқәр айродроми билән атуш арилиқидики йолда аптомобил һадисисигә учрап әтигән саәт 8:30 минут өткәндә қутқузуш үнүм бәрмәй қаза қилған.
2013-04-01
Шветсийини асас қилған скандинавийә дөләтлиридики мусулман җамаәтчиликиниң һәр йиллиқ чоң йиғилишида уйғурлар ислам дунясиниң бир парчиси болуш сүпити билән муһим орун елип кәлмәктә.
2013-03-14
Йеқинда хитайниң әнәниви панус байрими күни мунасивити билән қәшқәрдики һейтгаһ мәсчити алдида мәхсус хитайчә усул ойнаш, көңүл ечиш паалийити уюштурулуши қәшқәрдила әмәс бәлки буниңдин хәвәр тапқан чәтәлләрдики уйғур җамаити арисидиму күчлүк наразилиқ инкаси қозғилип, бу инкаслар таки һазирғичә давамлашмақта.
2013-03-07
Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси тарқатқан “2012-йилидики тәшкиллик һәҗ хизмитини яхши ишләш тоғрисидики уқтуруш” намлиқ тамғисиз қизил башлиқ һөҗҗәттә һәҗ қилидиғанларниң һазирлашқа тегишлик шәртлири вә һәҗ қилишқа болмайдиған кишиләрниң алаһидилики һәққидә маддилар оттуриға қоюлған.
2013-03-07
Токйодики отсука мәсчитидин һәр күни йеқимлиқ хуш аваз әзини билән токйодики мусулманларға һәқиқәт авазини аңлитип, уларни намазға дәвәт қилидиған бовай түркийилик диний зат шәйх нимәтулла ғоҗадур.
2013-03-05
Ислам дининиң дәвити пүтүн инсанийәткә қаритилған омумйүзлүк дәвәт болғанлиқтин, ислам дини дуняға кәлгән 14 әсирдин көпрәк вақиттин бири һәр қайси милләтләрдин ислам диниға киргәнләрниң сани интайин көптур.
2013-03-04
Чәтәлләрдики хитай демократлиридин америкидики “пуқралар күчи” тәшкилатиниң мәсули яң җйәнли әпәнди радиомиз уйғур бөлүминиң мәхсус зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний вә маарип сиясити һәққидә тохталди.
2013-03-04
Тасадипийлиқ-нә низам, нә сситема билән һесаблашмайдиған вә уштумтут мәйданға чиқидиған надир һадисә демәктур. Каинат тасадипийлиқ билән пәйда болуп қалған әмәс.
2013-02-28
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, бултурдин буян ғулҗа наһийисидә мәктәп балилириниң диний паалийәткә қатнашмаслиқи һәққидә бир қатар һөҗҗәт бәлгилимиләр тарқитилған. Бу бәлгилимиләрниң қаттиқ иҗра қилиниши наһийидики уйғурларни нарази қилған.
2013-02-28
Йеқинда хитайниң “сина” микроблогида мусулманларниң муқәддәс дәстури “қуран кәрим” гә һуҗум қилинди. Бу муқәддәс дәстурға қилинған һуҗум уйғур мусулманлириниң дилиға азар берипла қалмиған.
2013-02-27
Японийилик мусулман қиз айишә норико һәсән қирғизистандики хитай консулханисиниң чағанни тәбрикләш мурасимиға қатнашқан тәсиратини “пәрғанә вадисидики хитай консулханисида мән көргән уйғурлар” сәрләвһилик мақалиси арқилиқ ипадилигән.