Архип
2013-06-12
Хитай даирилириниң уйғур елиниң һәр қайси җайлиридики диний түстә кийингән йәни ропаш аялларға қаратқан түрлүк чәклимилири, кәмситишлири уларниң түрлүк иҗтимаий мулазимәтләрдин бәһримән болуш һәқ-һоқуқлириға таҗавуз қилиш дәриҗисигә йәтти.
2013-06-11
Уйғур ели даирилириниң нөвәттә хотән, қәшқәр қатарлиқ уйғурлар көп олтурақлашқан районларда дини бесимни техиму ашуруп, партийиниң дини сияситини тәшвиқ қилишни күчәйтиватқанлиқи мәлум болмақта.
2013-05-30
Уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчилири чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған “хитайниң төмүр мушти астидики уйғур диний әркинлики” намлиқ доклат бериш йиғинида хитайниң уйғурларға қаратқан диний чәклимә сияситигә агаһландуруш бәрди.
2013-05-24
Мәсчит һәрәмниң имами әлламә салиһ али талиб йеқинда мәсчит һәрәмдә җүмә намизиға оқуған хутбисида, сүрийидики вәзийәтни тәһлил қилип, һәр ким өзини тәкшүрүп беқишқа тегишлик толиму әһмийәтлик нутуқ сөзлиди.
2013-05-23
Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә давамлаштуруватқан қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш һәрикити, болупму уйғур елиниң җәнубида чекидин ашқан, қанунға хилап, көп хил шәкилләрдә елип берилмақта.
2013-05-20
Америка дөләт ишлар министирлиқи йеңи диний әркинлик доклатида өткән йили хитай һөкүмитиниң диний әркинликни һөрмәт қилиши суслишип, уйғур вә тибәтләрниң диний әркинлик вәзийити начарлашқанлиқини көрсәтти.
2013-05-17
4 - Айниң 15 - күни ислам динидики мубарәк үч айниң башлиниши мунасивити билән германийәниң дуисбург шәһиридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан енформатсйон мәркизидә сериқбуя вәқәсидә шеһит болған уйғурларниң роһиға атап қуран оқутулди.
2013-05-15
Уйғур аяллириниң диний йосунда кийинишигә қаритилған чәкләш ақсу тәвәсидиму қаттиқ йүргүзүлгән. Һалбуки, даириләрниң шу хилдики чәкләш һәрикити ақсу деһқанлириниң қаттиқ қаршилиқида суға чилашқан.
2013-05-13
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеқиндин буян уйғурлар зич олтурақлашқан хотән, қәшқәр қатарлиқ җайларда “диний түс алған кийимләрни чәкләш” һәрикити әвҗ алған.
2013-05-09
Японийидә тәтқиқатчи саваи митсуо қатарлиқлар бирликтә язған “хитайдики мәсчитләр”намлиқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә хитайдики ислам диниға етиқад қилидиған хуйзулар билән уйғурларниң мәсчит қурулушиниң шәкли җәһәттә бир - биридин пәрқлинидиғанлиқи үстидә өзгичә издиниш елип барған.
2013-04-26
Түркийәдә тунҗи мәхсус уйғур тәтқиқати һәққидики алтә айда бир нәшр қилинидиған илмий журнал оқурмәнлири билән йүз көрүшүшкә башлиди.
2013-04-26
Түркийиниң коҗаели вилайәтлик вә шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән бу йил 23 - април балилар байримини тәбрикләш мунасивити билән, коҗа ели вилайитидә 41 дөләттин 1000 дин артуқ балиларни тәклип қилип хәлқаралиқ чоң бир паалийәт өткүзүлди.
2013-04-26
Йеқинда японийидә “ислам диниға етиқад қилидиған коммунистлар” мавзулуқ мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалә японийидики хитайдики ислам динини тәтқиқ қилиш җәмийити тәрипидин коллектип нәшргә тәйярланған.
2013-04-23
Голландийәлик парламент әзаси “андорофан” исимлик бир шәхс мундин бир йерим йил бурун ислам пәйғәмбири муһәммәд әләйһиссаламни һақарәтләп һәҗвий филим ишлигән, андин йәнә шундақ бир филим ишләш үчүн диний материялларни көрүш җәрянида 3 ай бурун мусулман болғанлиқини елан қилди.
2013-04-22
Шветсийә телевизийисиниң хәвәр қилишичә, шветсийә сақчи мәһкимиси стокһолмдики фития райониға җайлашқан түрк мәсчитиниң илтимасиға асасән һәр җүмә күни җүмә намизиниң әзан авазини сиртқа қоюветишкә рухсәт қилған.