Архип
2013-08-08
8-Авғуст голландийәдики бир қисим уйғурлар явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң тәшкиллиши билән роза һейт намизи оқушти. Намаз шу йәр вақти сәһәр саәт 9:30 да оқулди.
2013-08-07
Әссаламуәләйкум әләйкум қериндашлар, 11 айниң султани болған рамизан ейи ахирлишип, пүтүн дуня мусулманлири роза һейтни күтүвалди. Биз пүтүн дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларни, җүмлидин уйғурларни роза һейт мунасивити билән тәбрикләймиз!
2013-08-07
35 яшлиқ абдурахман абдурәһимниң қәшқәр конашәһәр мәсчитидә имамдин соал сориши билән башланған хитай хәвпсизлик даирилириниң нәзәрбәнд қилиши, көзитиши, тәқиб қилиши хитайниң ички районидики йивудиму давамлашқан.
2013-08-07
Һәр йили бир қетим рамзан ейиниң ахири вә роза һейтиниң бешида мусулманларниң йоқсулларға сәдиқә питири бериши ваҗип болуп, буниң билән мусулманлар арисида хәйр-сахавәт қилиш, йоқсулларниң йүзини күлдүрүш вә һәммә биргә байрам тәнтәниси қилиш көздә тутулған.
2013-08-05
Алматадики уйғурлар улуғ рамизан ейи мунасивити билән иптар паалийәтлириниң тәрбийиви әһмийити, бирлик, баравәрлик, шундақла бу улуғ күнләрдә бәзи мәмликәтләрдики мусулман қериндашларниң тартиватқан роһий вә җисманий азаблири һәққидә сөзләшти.
2013-08-05
2-Авғуст (җүмә) күни кәчқурун шиветсийә уйғур маарип уюшмиси ситокһолмниң тенста районида шиветсийәдики уйғур җамаити вә мусулман қериндашларниң вәкиллиригә иптарлиқ зияпити бәрди.
2013-08-05
Әнқәрәдики уйғурлар аммиви тәшкилат рәһбәрлири вә уйғурларниң достлириға бәргән катта иптар зияпитигә түркийә, қирғиз, афғанистандин, әзәрбәйҗан аммиви тәшкилатлири мәсуллири вә әнқәрәдики уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти.
2013-08-05
Уйғур мәсилиси ғәрб әллиридин сирт, түркийә вә явропадики түрк җамаити арисида техиму кәң тонулуп, уйғурларниң тәқдиригә көңүл бөлидиған, миллий һәрикитини қоллап, тегишлик ярдәмләрдә болидиған түркләр һәссиләп ешип бармақта.
2013-08-05
Голландийәдики уйғурлар бу йиллиқ рамизанлиқ паалийәтләрни мол-мәзмунлуқ вә нәтиҗилик өткүзгән. Бундақ болушида асаслиқи шәрқий түркистан маарип җәмийити тәминлигән муқим паалийәт сөрини алаһидә рол ойниған.
2013-08-02
Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә қолида бар уйғурлар түркләргә охшашла һәр күн дегүдәк опчи иптар тамақлири бәрмәктә. Йоқсулларға ярдәм қилмақта.
2013-08-01
Японийәлик һәрбий истратегийә тәтқиқатчилири “һәқиқәтни ашкарилимайдиған хитай дөлити” намлиқ журналда “хәлқ азадлиқ армийиси уйғурларниң земинини бесивелип, уларниң ислам дөлитини йоқ қилған” намлиқ мақалә елан қилған.