Архип
2014-10-15
Қарамай шәһәрлик маарип идарисиниң орунлаштуруши билән һәр қайси мәктәпләрдә “оқуғучиларниң динға етиқад қилмаслиқ вәдинамиси” гә оқуғучилар вә уларниң ата-анилирини қол қойдурушқа мәҗбурлиған.
2014-10-15
Сәуди әрәбистан дөләт мудапиә министирлиқиниң мәслиһәтчиси доктор салим әһмәд саһаб “хоңкоң мәсилиси башқа” дегән темида “әл мәдинә” гезитидә елан қилған мақалисидә, уйғурларниң тартиватқан зулумлири тоғрисида тохталған.
2014-10-07
4-Өктәбир, голландийәдики уйғур қериндашлар һәр йилқидәк бу йилму қурбан һейт намизини бирликтә оқуп, һейтлирини мубарәкләшти.
2014-10-06
Пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман өзлириниң муқәддәс айими қурбан һейтини тәнтәнә билән күтүвалди. Җүмлидин, түркийәдики уйғурларму бу мубарәк күнни шат-хурамлиқ иликидә күтүвалди вә һейтлиқ паалийәтлирини башливәтти.
2014-10-06
Шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар “тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизи”ниң орунлаштуруши билән 4-өктәбир күни уйғурлар бир йәргә җәм болуп қурбан һейт намизини оқуди.
2014-10-06
Истанбулда яшаватқан уйғур мусулманлар һейт байримини хушал-хурам вә бирлик-баравәрлик ичидә өткүзүш үчүн, қурбан һейтниң 2-күни истанбулниң зәйтинбурну районида деңиз бойидики чимлиқ мәйданға җәм болуп қурбан һейтни бирликтә өткүзди.
2014-10-06
4-Өктәбир фирансийәдә яшаватқан уйғурлар реимис шәһиридики бағчиға җәм болуп қурбан һейтни бирликтә тәбриклиди.
2014-10-06
4-Өктәбир күни қирғизистандики уйғурлар бу дөләттә яшаватқан башқа мусулман хәлқләр билән бирликтә ислам динидики икки чоң байрамниң бири болған қурбан һейтни хушал-хурам күтүвалди.
2014-10-03
Һәҗ ислам динидики бәш пәрзниң бәшинчиси болуп, һәҗ пәрзни ада қилиш үчүн һәр йили милйонларчә мусулманлар мәккә-мәдинигә топлишип, һәҗ паалийити елип бариду.
2014-10-02
Игилишимизчә, 1980-йилларда қағилиқтики мәшһур диний өлима абдулһәким мәхсум һаҗимниң қолида тәрбийәләнгән әң ахирқи талиплиридин бири-абликимхан бу йил язда үрүмчидә тутқун қилинған.
2014-10-02
Хитай хәлқ тори 2-өктәбир санида, хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети тәрипидин уйғур аптоном районида бир қисим аз санлиқ милләт партийә вә һөкүмәт кадирлириниң динға етиқад қилидиғанлиқи, сиясий сәзгүрлүкиниң аҗизлиқи ениқланғанлиқини хәвәр қилди.
2014-09-23
Уйғур елидин сәуди әрәбистанға өз ихтиярлиқи билән һәҗ қилғили барған бир қисим уйғурларниң уруқ-туғқан вә бала-чақилири “аилә әзалири қанунсиз һәҗ паалийәткә қатнашқан” дәп тутқун қилинған.
2014-09-22
Хитайниң “йәр шари вақти гезити” дүшәнбә күни хәвәр елан қилип, уйғур илидин чәтәлгә қечип чиққан уйғурларниң қайтип келип, хитайға һуҗум қилиш үчүн ирақ-шам ислам дөлитидин“террорлуқ тәлим” еливатқанлиқини илгири сүргән.
2014-09-19
Хитай һөкүмити бейҗиң тйәнәнмен мәйдани алдидики аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси вә қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами җүмә таһирниң өлүмигә мунасивәтлик дәп қолға елинған кишиләрниң көрүнүшлирини откән һәптә елан қилған.
2014-09-17
Үрүмчидә мәхпий қуран курсиға қатнашқан 190 уйғур пәрзәнти қанунсиз диний паалийәткә қатнашти дегән җинайәт билән тутқун қилинди.