Архип
2014-08-29
Бу һәптә уйғурлар һәққидә ройтерс, бирләшмә вә б б с қатарлиқ хәвәр агентлиқлири, шундақла ташқи сиясәт вә вақит журнили қатарлиқларниң хәвәр мақалилири елан қилинди.
2014-08-20
Японийә қанунида япон пуқралириниң шундақла чәтәлликләрниң тинчлиқ асасида диний паалийәтләрни елип бериш вә өз әркинлики билән һәр қандақ динға етиқад қилиш әркинлики бәлгиләнгән болуп, японийәдики мусулманларниң күчлүк исламий тәшвиқларни елип бериш нәтиҗисидә японийә җәмийитидә һазир ялғузла японлар әмәс, бәлки көплигән чәтәлликләрму өзликидин ислам динини қобул қилмақта.
2014-08-13
Уйғур аптоном районлуқ аяллар бирләшмиси 7-авғуст чүштин бурун, “аялларға болған тәшвиқат-тәрбийәни күчәйтип, дин әсәбийлик идийисиниң сиңип киришниң алдини алайли” намлиқ телевизийә-телефон йиғини ачқан.
2014-08-13
Қарамай шәһиридә өткүзүлидиған уйғур аптоном райониниң 13-нөвәтлик тәнһәрикәт мусабиқисиниң саһипхани қарамай шәһири мусабиқиниң бихәтәрлики нами астида уйғурларға болған назарәт вә тәкшүрүшни күчәйткән.
2014-08-13
Йеқинда хитай мәтбуатлирида “җуңго ислам тори”ниң уйғурчә бети алаһидә дағдуға билән елан қилинғанлиқи мәлум болғандин кейин, чәтәлләрдә туруватқан диний зиялийлар бу һәқтә пикир йүргүзүп оз қарашлирини оттуриға қойди.
2014-08-07
Учтурпанниң ақтоқай йезилиқ әдлийә понкити башлиқи нурмәмәт рози, өткән айниң 18-күни 7-кәнт мәсчитигә тәравиһ намизиға кирип чиқиватқанларға пайлақчилиқ қиливатқан мәзгилидә мәсчитиниң алдида өлтүрүлгән.
2014-08-07
Америка уйғур бирләшмиси хитай даирилириниң қаримай шәһиридә 5 хил кишиләрниң коча аптобусиға олтурушини чәклигәнликини әйибләп, авам уйғур аммисини нишан қилған бу бәлгилимә ирқчилиқ вә кәмситиш сияситини очуқ -ашкара қоллиғанлиқ, дәп тәнқид қилған.