Архип
2016-07-21
Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси 2016-йили хотәндин һәҗ сәпиригә маңидиған һаҗиларниң бир һәптилик сиясий өгинишкә қатнишишини тәләп қилип уқтуруш чиқарған.
2016-07-19
Уйғурларниң диний һоқуқлири хитай һөкүмитиниң тосқунлуқиға учраватқанлиқи хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири тәрипидин бирдәк тилға елинип кәлгән.
2016-07-11
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алий дәриҗилик анализчиси тина муфорд, хитайниң уйғур районида түп диний әркинлик һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди.
2016-07-07
Истанбулда яшаватқан 1000 ға йеқин уйғур 6-июл йәни роза һейтниң 2-күни, деңиз бойидики бағчиға җәм болуп, роза һейтни бирликтә тәбрикләш паалийити өткүзди.
2016-07-06
5-Июл японийәдики уйғурлар һәр қайси өлкә вә шәһәрләрдики мәсчитләргә җәм болуп һейт намизини тамамлап, бу йилқи роза һейт байримини қизғин күтүвалди.
2016-07-06
Голландийәдики уйғурлар 5-июл явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, 2016-йиллиқ роза һейт намизини биргә оқуди вә һейтлашти.
2016-07-06
Шиветсийәдики уйғурлар шималий явропа ислам бирликиниң қарари бойичә, 5-июл күни ситокһолм шәһириниң рнкибий районидики мәсчиттә роза һейт намизини бирликтә оқуди.
2016-07-04
Уйғур райониға әвәтилгән пакистан диний ишлар тәкшүрүш өмики уйғур районида розиниң чәкләнгәнликигә даир һечқандақ дәлил байқимиғанлиқини елан қилған.
2016-07-04
Ача-сиңил мәһбусларниң әһвали ахбаратқа чиққандин кейин, алақидар даириләр мәзкур мәһбусларниң түрмә сиртидики әзалиридин һал сориған вә нопуссиз балиларни нопусқа, мәктәпсиз қалғанларни мәктәпкә орунлаштурған.
2016-07-04
Мюнхендики уйғур җамаити дуняниң һәр йеридики уйғурларға охшаш бу йилқи рамизанни опчә иптар вә тилавәт паалийәтлири билән көңүллүк өткүзди.
2016-07-04
Голландийәдики уйғурлар рамизанниң 27-күни вә 28-күнлири явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, түнәк паалийити қилди.
2016-07-02
Уйғур елидики йәрлик һөкүмәт даирилири 1 - июл партийә байримини тәбрикләш намида, хитай компартийисини мәдһийиләйдиған қизил нахшиларни ейтиш қатарлиқ паалийәтләрни орунлаштурған.
2016-07-02
27 - Июн сәуди әрәбистан сақчилири мәккиниң мисфәлә уйғур мәһәллисидә һәҗ мәзгилини күтүп туруватқан йүзләрчә уйғурни топлиғанлиқи вә уларни юртиға қайтурғанлиқини хәвәр қилинған.
2016-06-30
Чоңқурчақ йезилиқ сабиқ партийә ячейка секретари давут һашим илгири өз алдиға һәҗ қилип кәлгән һаҗиларниң йиғивелинип қанун өгитилгәнликини, йезида рамизан мәзгилидиму һашарниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.
2016-06-29
Юқири дәриҗилик пакистан диний вәкилләр өмикиниң уйғур районида тәкшүрүш елип бериш паалийитини пакистан диний ишлар министирлиқи тәшкиллигән.