Тәрбийә көргән адәмниң 10 чоң алаһидилики
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.09.18
2013.09.18
Тәрбийә инсанни һәқиқий адәм қатариға көтүридиған әңгүштәр болуп, у инсанларғила хастур. Демәк, адәм тәрбийә арқилиқла һәқиқий адәм болуп йетилиду.
Әвладларға елип берилған әхлақ тәрбийиси қәйәрдә яхши елип берилса, шу йәрдики адәмләрниң идийәви сапаси, мәдәнийәт сапаси, әхлақ сапаси, тән сапаси яхши болиду. Әхлақий тәрбийә арқилиқ әвладларға қандақ адәм болуш, қандақ ғайә турғузуш, дәвргә мас қәдәмдә қандақ илгириләш, қандақ қиммәт яритиш, немини қилиш, немини қилмаслиқ, немини сөйүш, немиләрдин нәпрәтлиниш тоғрисида тәлим берилиду.
Йеқинда сәуди әрәбистан радиоси уйғур бөлүминиң тор бекитидә “тәрбийә көргән адәмниң 10 чоң алаһидилики” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
- Тәрбийә көргән адәм вақитқа әмәл қилиду. Йиғинға яки вәдиләшкән җайға әзәлдин кечикип бармайду. Мәқсәтсиз кечикип қелишниму башқиларға болған һөрмәтсизликниң ипадиси дәп қарайду. Чүнки инсан һаятида һесабсиз, судәкла еқип кетиватқан нәрсиләрниң бири вақиттур. Вақит шунчилик қиммәтликки, вақитниң өзи өмүр, вақитниң өзи нәқ пул, вақитниң өзи иҗад вә вақитниң өзи ғәлибидур. Дуняда нурғун кишиләр вақтини биһудә өткүзүветиду, униң қәдрини билмәйду. Пурсәт қолдин кетип қалғандин кейин пушайман қилиду-ю, у вақитта пушайманниң пайдиси болмайду. Бир һәдистә: “кишиләр қәдригә йетәлмәйдиған икки нәрсә бар болуп, униң бири тән сақлиқи, йәнә бири, вақиттур” дәп кәлгән. Вақитни қәдирләшни билмигәнләр өзлиринила әмәс, бәлки башқиларниму чоң зиянларға учритиду. Чүнки вәдә қилған йәргә вақтида бармаслиқ, кишиләрни күткүзүп қоюш уларниң вақтини оғрилиғанлиқ вә уларға зиян салғанлиқтур.
- Тәрбийә көргән адәм гәп-сөзгә диққәт қилиду. Әзәлдин башқиларниң сөзигә лоқма салмайду, қарши тәрәпниң сөзини толуқ аңлап болғандин кейин андин өзиниң пикрини вә көз қаршини оттуриға қойиду. Өзила сөзләп башқиларға сөзләш пурсити бәрмәслик яки башқиларниң сөзини хош яқмиғандәк аңлаш әдәпсизликтур. Мәдәнийәтлик вә тәрбийә көргән адәм мундақ шәхсийәтчи болмайду, башқиларға йол қоюшни билиду, башқилар сөзләватқанда униң көзигә қарап туруп тиңшайду, сөзлигүчини биарам қилмайду.
- Тәрбийә көргән адәм позитсийәдә мулайим келиду, хуш пеил, иллиқ келиду, қопал, бағри қаттиқ болмайду, һәркимгә силиқ муамилә қилиду. Башқилар билән параңлашқанда диққитини чачмастин мулайимлиқ билән аңлайду. Позитсийәдә яхши адәм кишиләрниң һөрмитигә вә сөйгүсигә сазавәр болиду. Қуран кәримидә муһәммәд әләйһиссаламниң әхлақини мәдһийәләп: “әгәр сән қопал, бағри қаттиқ болған болсаң, кишиләр чөрәңдин тарқап кетәтти” дейилгән.
- Тәрбийә көргән адәм кишиләргә юқири авазда варқирап сөз қилмайду, кишиләрни раһәтсиз қилмайду. Бәлки сийлиқ-сипайә муамилә қилиду вә башқиларни асрайду. Кишиләргә юқири авазда варқирап сөз қилиш мәдәнийәтсизликниң аламити болуп, кишиләр мундақ тәрбийәсиз адәмләрни яқтурмайду вә улар билән муамилә қилиштин ваз кечиду.
- Тәрбийә көргән адәм сөһбәт маһаритигә диққәт қилиду. Башқиларниң көз қарши вә пикригә һөрмәт қилиду, өзи қарши пикирдә болса, қопаллиқ қилмастин, қарши тәрәпни әйиблимәстин, бәлки өзиниң көз қаршини йоллуқ ибариләр арқилиқ силиқ баян қилиду.
- Тәрбийә көргән адәм һакавурлуқ қилмайду, өзини қалтис чағлимайду, кәмтәр болиду. Башқилар билән бериш-келиш қилғанда өзиниң артуқчилиқи вә әвзәлликини қәтий тәкитлимәйду.
- Тәрбийә көргән адәм ләвзидә туриду. Вәдә қилған ишни пүтүн күчи билән бәҗа кәлтүриду, ләвз қилған гепини өз әмәлийитидә көрситиду, һәрқандақ қийинчилиққа учрап қалған тәқдирдиму вәдисигә вапа қилиду, бәргән сөзигә әсла хилаплиқ қилмайду. Бир һәдистә:“мунапиқниң аламити үч болуп, улар вәдигә хилаплиқ қилиш, ялған сөзләш вә аманәткә хиянәт қилиштур” дәп кәлгән.
- Тәрбийә көргән адәм башқиларға ғәмхорлуқ қилиду, һәркимгә меһир-шәпқәт көрситиду, кишиләрниң қәлбини иллитиду, чоңларға һөрмәт қилиду, кичикләрни асрайду. Мәйли қачан, қәйәрдә болсун аяллар, балилар вә яшанғанларға көңүл бөлиду вә уларға қулайлиқ яритип бериду.
- Тәрбийә көргән адәм кәң қорсақ келиду. Башқилар билән бериш-келиш қилғанда мәрд вә кәң қорсақ келиду, әрзимәс ишлар үчүн достлири, қошнилири вә кәсипдашлири билән аразлашмайду яки мунасивәтни үзүп қоймайду.
- Тәрбийә көргән адәм башқиларға һесдашлиқ қилиду. Башқилар бәхтсизликкә йолуққанда уларға пүтүн күчи билән ярдәм қилиду. Чүнки башқиларға ярдәм қолини созалиған адәм бәхтлик адәмдур.