Токйодики уйғурлар бирликтә һейт намизини оқуп роза һейтни тәбриклиди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.08.08
tokyo-jame-meschit.jpg Токйо җамәсидә намаз оқуватқан мусулманлар.
halalfocus.net

Японийәдики уйғурлар пүткүл дунядики мусулманлар билән бирликтә улуғ рамизан ейини ахирлаштуруп бүгүн роза һейт намизини токйодики түрк җамәсидә бирликтә оқуди.

Һейт намизи башлиништин илгири түрк җамәсигә йиғилған барлиқ мусулманлар мәсчит имаминиң рамизан ейиниң хасийити, һәр-бир қурби йәткән мусулманниң беришигә тегишлик болған сәдиқә, питири вә униң әһмийити һәққидә сөзлигән вәзигә қулақ салғандин кейин, һәммә бирдәк үнлүк авазда тәкбир оқуп, роза һейт намизиға тәйярланди.

Биз роза һейт намизи тамамланғандин кейин бир-бири билән қериндашларчә қучақлишип, бири-бириниң һейтини тәбриклишиватқан уйғурларға микрофонимизни сундуқ.

Зияритимизни қобул қилған, әмма нам шәрипини ашкарилашни халимайдиған токйодики мәлум бир уйғур рестораниниң мәсулиниң билдүрүшичә, йилда өткүзүлидиған роза һейт вә қурбан һейт байрамлирида токйо тәвәсидики алий мәктәпләрдә оқуйдиған оқуғучилар намаздин кейин һәммиси шу ресторанға йиғилип,һейтни тәнтәнә қиливатқанлиқини, әмма бу йилқи роза һейт байрими язлиқ тәтилгә тоғра келип қалғанлиқи үчүн токйо тәвәсидики уйғур оқуғучиларниң көпинчисиниң вәтәнгә тәтил қилип кетип қалғанлиқи сәвәбидин, роза һейтни тәбрикләш паалийитиниң өткүзүлмәйдиғанлиқини билдүрди.

Японийәдә туғулған йеши йәтмиш бәш яштин һалқиған татар түркләрниң мөтивәрлиридин бири болған айнан сафа әпәнди зияритимизни қобул қилип мундақ деди:
‏-Бүгүн биз мәсчиттә миңдин ошуқ әр-аял бирликтә роза һейт намизини оқуп, роза һейтни тәбриклидуқ. Мән уйғур қериндашларға қизғин салимимни йоллаймән. Роза һейтини тәбрикләймән.

Ахирида зияритимизни қобул қилған токйо ислам мәркизидики түркийәлик шәйх немтулла ғоҗам илгири японийәгә келип вәтини, диний үчүн хизмәт қилип токйода вапат болған шәрқий түркистан вә ғәрбий түркистанлиқ шеһитларға дуа қилди.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.