Токйодики афғанистан муһаҗирлириниң қурбан һейт паалийитигә уйғурларму қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.09.13
Tokyo-afghanistan-muhajir-qurban-heyt.jpg Японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим токйодики афғанистан муһаҗирлириниң қурбан һейт паалийитигә қатнашти. 2016-Йили 12-сентәбир.
RFA/Qutluq

12-Сентәбир токйода өткүзүлгән афғанистан муһаҗирлириниң қурбан һейтни тәбрикләш паалийитигә уйғурларму қатнашти.

Токйодики афғанистан ресторанида өткүзүлгән афғанистан муһаҗирлириниң қурбан һейтни тәбрикләш паалийити алди билән қуран тилавәт қилиштин башланған болуп, қуран тилавитидин кейин дуа қилишқа тәклип қилинған японийәдики афғанистан муһаҗирлириниң мойсипитлиридин 75 яшлиқ өзбек әмин муһәммәдәмин коһи дуа қилип уйғурларниң балдуррақ азад болушини аллаһтин тиллиди.

Токйода елип берилған афған муһаҗирлириниң қурбан һейтни қутлаш мурасимиға иштирак қилған японийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси турмуһәммәт һашим паалийәт һәққидә тохталди.

Қурбан һейтни тәбрикләш паалийитигә иштирак қиливатқан афған муһаҗирлиридин рәһмитулла тилавәт уйғурлар һәққидә тохтилип: “биз уйғурларниң һазирқи сиясий вәзийитидин толуқ хәвәрдар. Уйғурлар һәқиқәтән зулум ичидә яшаватиду. Биз уйғурларниң диний қериндашлири болуш сүпитимиз билән, әлвәттә қолимиздин келишичә маддий вә мәниви җәһәттин ярдәмдә болимиз ” деди.

Зияритимиз җәрянида 75 яшлиқ әмин муһәммәдәмин коһи дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни бир көрүш арзуси барлиқини билдүрүш билән биргә, афғанларға мәлум болған уйғур тарихий һәққидә қисқичә тохтилип өтти.

У сөзидә йәнә, өзиниң токйода яшаватқан бир қисим уйғурларни тонуйдиғанлиқини, бирақ хитай вәтәндашлиқидики бу уйғурларниң хитайниң түрлүк бесимидин қорқуп мәсчитләргә намаз оқушқа баралмайдиғанлиқини шундақла сиясий гәп сөзләрни қилса өзидин йирақлишип кетидиғанлиқини билдүрди.

Японийәдики бир қисим уйғур зиялийлириниң билдүрүшичә, 2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәси мунасивити билән токйода өткүзүлгән хитайға қарши наразилиқ намайишлирида токйода яшаватқан афғанистанлиқ өзбек муһаҗир қериндашлар маддий вә мәниви җәһәттин түрлүк ярдәмләрдә болған.

Японийәниң учур мәнбә архиплирида көрситилишичә, 1979-йили декабир ейида сабиқ советлар иттипақи афғанистанға һәрбий һуҗум қозғап икки дөләт арисидики уруш 1989-йили ахирлашқучә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар ишханисиниң орунлаштуруши билән аз сандики бир қисим афғанистанлиқлар токйо әтрапидики шәһәрләргә орунлаштурулған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.