Түркийәдә өткүзүлгән хәлқара балилар байримида аййолтузлуқ күк байрақ ләпилдиди
2013.04.26

Түркийиниң коҗаели вилайәтлик вә шәһәрлик һөкүмәтниң уюштуруши билән бу йил 23 - април балилар байримини тәбрикләш мунасивити билән, коҗа ели вилайитидә 41 дөләттин 1000 дин артуқ балиларни тәклип қилип хәлқаралиқ чоң бир паалийәт өткүзүлди.
Бу паалийәткә уйғур пәрзәнтлиригә вакалитән истанбулда яшаватқан 6 нәпәр уйғур балилири қатнашти вә паалийәт җәрянида миллийчә кийимләрни кәйгән уйғур балилар, қоллирида аййолтузлуқ көк байрақни ләпилидитип, уйғурларни тонуштуруш паалийити елип барди.
Бу паалийәткә коҗаели валийиси, шәһәрлик һөкүмәт башлиқи, даңлиқ сәнәтчиләр вә тәнтәрбийәчиләр шундақла түркийиниң шов телевизийисиниң қабилийәт сиздә дегән программисида маһарәт көрсәткән мәшһур шәхсләр болуп нәччә миң киши қатнашти.
Паалийәт җәрянида һәр бир милләткә сөз қилиш яки паалийәт көрситиш пурсити берилгән болуп, уйғур қизлар әтләс көйнәк вә чимән доппа билән сәһнигә чиқип қоллирида көк байрақни игиз көтүргән һалда “мән түркистан қизи” дегән шеирни җараңлиқ декламатсийә қилди вә йиғин әһлиниң қизғин алқишиға еришти. Нәччә миң кишилик чоң залда алқиш садалири яңриди.
Бу паалийәт 18 - априлдин 20 - априлғичә давам қилған болуп, биринҗи күни тонушуш, номур көрситиш, шеир вә нахша оқуш паалийити елип берилған. Паалийәтниң кийинки күнлири нәччә километирлиқ мусапини пиядә йүрүш паалийити елип берилған болуп, нәччә миң киши кичик балилар билән бирликтә, өзлириниң миллий кийимлирини кийип йүрүш қилған. Уйғур балиларму аййолтузлуқ көк байрақни көтүргән һалда әтраптикиләргә уйғурларни тонуштуруп йүрүш қилған.
Паалийәт давамида һәр қайси дөләттин кәлгән балилар коҗаели вилайитигә тәшәккүр ейтиш вә һәдийә тәқдим қилиш мурасими өткүзүлгән болуп, уйғур балилар валийға йипәк әтләс һәдийә қилди. Һәдийәни тапшуруп алған валий қизғин алқишлар ичидә, “шәрқий түркситанлиқ оқуғучиларниң бу гүзәл һәдийәси үчүн рәһмәт ейитимән” деди.
Биз бу паалийәт тоғрисида техиму кәң мәлуматқа еришиш үчүн бу паалийәткә уйғур балиларни тәртиплигән шәрқий түркситан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң аяллар бөлүми башлиқи мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ. Мунәввәр ханим бу хил паалийәтләрниң уйғурларни тонуштурушта әһмийәтлик икәнликини, бу паалийәттә уйғур балиларниң шеир оқуш вә уйғурларни тонуштуруш паалийити елип бериш пурситигә еришкәнликидин мәмнун болғанлиқини ипадилиди.