Түркийәдики гезит вә тәшкилатлар уйғурларға қаритилған рамизан чәклимисини әйиблиди
2014.07.11
Түркийәдики аммиви тәшкилатлар, сиясәтчиләр хитайниң уйғурларға қаратқан диний етиқад сиясити болупму рамизан чәклимисигә қарши арқа - арқидин баянат елан қилип, хитайниң бу қилмишини әйиблиди вә хитайни уйғурларниң диний етиқад әркинликини һөрмәт қилишқа чақирди.
Түркийәдики тәшкилатларниң мәзкур баянатлири хитайниң бу йиллиқ рамизан мәзгилдә уйғур елдики һөкүмәт хадимлири, оқутқучи - оқуғучиларниң рози тутушини чәклигән вә алий мәктәпләрдә роза тутқан оқуғучиларниң розиси мәҗбурий бузуветилгәнлики хәвәр қилинған мәзгилдә тоғракәлди.
Түркийәдики диний затлар “қурани кәрим” дин нәқил елип туруп, әгәр розидар тамақ йейишкә мәҗбурланған болса униң розиси бузулмайдиғанлиқини илгири сүрди.
6 - Айниң 29 - күни түркийәдики “милли гезити” бу һәқтә елан қилған бу баш мақалида хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан диний бесим сиясити қаттиқ әйибләнгән. “ислам дуняси бу йилму рози ейиға қан вә көз йеши билән кирди” мавзулуқ узун мақалида алди билән ислам дуняси хәритиси билән дунядики мусулман районлири айрим айрим тонуштурулған.
Арқидин шәрқий түркистан тоғрисида тәпсилий мәлумат берилип мунулар йезилған: хитай шәрқий түркистандики бесим вә зулум сияситини барғансери күчәйтмәктә. Бу сәвәбтин районда давамлиқ қанлиқ тоқунушлар мәйданға кәлмәктә. Хитай һөкүмити инсан һәқлири паалийәтчилирини түрмигә ташлимақта. Хитай терроризмға қарши күрәшни баһанә қилип туруп, инсанларниң етиқад әркинликини очуқ ашкара һалда боғмақта. Хитай дөлити бу сияситидин дәрһал ваз кечиши керәк.
Түркийәниң 81 вилайитидә шөбиси бар, әң чоң аммиви тәшкилатлардин бири болған “үлкү оҗақлири” тәшкилатиму тор бетидә баянат елан қилип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан рози тутқузмазлиқ сияситини қаттиқ әйиблиди.
Баянатта мундақ дейилгән: хитай шәрқий түркистанда яшаватқан мусулман уйғур қериндашлиримизға қарши ассимилятсийә қилиш вә қаттиқ бастуруш сияситини давамлаштуруш билән бирликтә уйғурларниң рози тутушини қаттиқ чәкләпту. Хитай һәр хил баһаниләр билән мусулман уйғур хәлқини тутуп кәтмәктә, өлүм җазаси бәрмәктә, қисқиси йоқ қилишқа тиришмақта. Биз дөлитимизниң хитай һөкүмитиниң бу сияситигә болған наразилиқини билдүрүшини, уйғур қериндашлиримизға игә чиқишини тәләп қилимиз.
- Айниң 9 - күни“инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш тәшкилати” тирабзон шөбиси мәсули мәмәт чинар әпәнди мухбирларға баянат берип, хитай җамаәт хәвпсизлик хадимлириниң шәрқий түркистанниң үрүмчи, хотән, ақсу вә қәшқәргә охшаш җайлирида йүзлигән бигунаһ уйғур мусулманларни түрмигә қамап қойғанлиқини, өлүм җазаси бәргәнликини, нурғунлиған мусулман уйғурниң из - дерәксиз йоқ болуп кәткәнликини баян қилғандин кейин, хитайниң уйғурларниң рози тутушини мәни қилғанлиқини қаттиқ әйиблигән.
Булардин башқа түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин “алпәрән оҗақлири” тәшкилатиму баянат елан қилип, хитайни қаттиқ әйиблиди.
Булардин башқа милләтчи һәрикәт партийәси парламент әзаси доктор синан оган әпәнди парламент бинаси ичидә өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида хитайниң уйғурларниң рози тутушини чәклишини әйиблиди вә түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақирди.
Хитайниң уйғурларниң рози тутушини чәклишидики сәвәб немә бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн диний илимләр мутәхәссиси доктор алимҗан боғда әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.