Намайишчилар хитайниң әнқәрә әлчиханиси алдида иптар қилип, диний бесим сияситигә наразилиқ билдүрди
2014.07.14

Ислам дининиң муқәддәс ейи болған рамзан ейида хитай даирилириниң уйғур елидә рози тутушқа чәклимиләр қоюлғанлиқ хәвири тарқалғандин кейин, буниңға наразилиқ билдүрүш үчүн хитай әлчиханиси алдида иптар тамиқи йейиш усули билән наразилиқ билдүрүлди.
450 Миң әзаси бар болған түркийә кадирлар уюшмиси фонди билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити ортақлишип уюштурған бу паалийәткә йәнә бәзи аммиви тәшкилат мәсуллири, уйғурларниң дости түркләр, ирақлиқ түркмәнләр вә әнқәрәдә яшаватқан уйғурлардин болуп көп санда киши қатнашти. Кишиләр иптар тамиқи йейишкә бир саәт қалғанда хитай әлчиханиси алдиға йиғилип, қолиға “хитай уйғурларниң рози тутушини чәклигән” дегәндәк шоарлар йезилған лозункиларни көтүргән һалда турушти. Кейин бу паалийәтни уюштурған кадирлар уюшмиси фондиниң мәсули афшин хатипоғлу әпәнди билән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи хәйруллаһ әфәндигил әпәндиләр мухбирларға баянат берип, хитайниң диний сияситини тәнқид қилди.
Көп санда мухбирларға берилгән бу мәтбуат баянатидин кейин намайишчилар хитай әлчиханиси алдида олтуруп, иптар тамақлирини йейишкәндин кейин тарқилип кетишти.
Нәқ мәйданда бу паалийәткә қатнашқанларға микрофонимизни узаттуқ.