Түркийәниң қәйсәри, әнқәрә вә башқа шәһәрлиридики уйғурлар қурбан һейтни хушал - хурам өткүзмәктә

Мухбиримиз әркин тарим
2016.09.12
turkiye-qurban-heyt-2016.jpg Түркийәдики уйғурлар өзара һейт тәбрикләшмәктә
RFA/Erkin Tarim


Бүгүн, ислам дунясиниң әң чоң һейтлиридин бири болған қурбан һейтниң биринчи күни.

Түркийәдә бу йил қурбан һейти намизи бүгүн, йәни 9 - айниң 12 - күни оқулди. Түркийә һөкүмити бу йил һейтта 9 күн тәтил қоюп берилгәнликини җакарлиди. Түркийәдә милйонлиған кишиләр өз юртлириға қайтип уруқ - туғқанлири билән җәм болуп, һейт намизи оқуп, аләмдин өткән йеқинлириниң қәбриси бешида дуа қилип, қурбанлиқ қойларни союватқан шу пәйтләрдә, түркийәдики уйғурлар қандақ һейт өткүзүватиду?

Биз түркийәниң әнқәрә, қәйсәри вә башқа шәһәрлиридә яшаватқан бир қисим уйғурлар билән сөһбәт елип берип, уларниң һейт өткүзүш әһвалини игилидуқ.

Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди, бурун кәлгән уйғурлар билән 2014 - 2015 - йиллири тайланд вә малайшия арқилиқ кәлгән уйғурлар бир йәргә җәм болуп, һейт намизи оқуғанлиқи, намаздин кейин һал - әһвали яхши уйғурларниң қурбанлиқ қойлирини союватқанлиқи, намрат уйғурларға башқа уйғурларниң вә түркләрниң ярдәм қолини сунидиғанлиқини баян қилди.

Сейит түмтүрк әпәнди қәйсәридә һазир икки чоң уйғур мәһәллисиниң барлиқини, уйғурларниң бирлик вә иттипақлиқ ичидә, уйғурларниң әнәниси бойичә қурбан һейт өткүзүватқанлиқини баян қилип өтти.
Түркийәдики уйғурлар өзара һейт тәбрикләшмәктә
Биз бүгүн, йәни һейтниң биринчи күни мусапир уйғурларниң һейт әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн уйғур мусапирлар биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. Улар әркин дуняда қурбан һейтни яхши өткүзүватқанлиқини, әмма йүрәклириниң вәтәндики уруқ - туғқанлирини сеғиниш отида көйүватқанлиқини, көңүллириниң наһайити йерим икәнликини тәкитләшти.

Түркийәниң қәйсәри шәһридә һазир икки уйғур мәһәллиси бар болуп, буларниң бири 1964 - йили түркийәниң қәйсәри шәһири әхмәт йәсәвий мәһәллисигә җайлаштурулған уйғурлардин тәркип тапқан мәһәллә, йәнә бири болса 2013 - 2014 йиллирида малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлар турушлуқ бәлсин дөләт қорусидур. Бу йәрдики уйғурларниң сани һазир 2 миңдин ешип кәткән.

Қурбан һейт 20 - синтәбир күни ахирлишиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.