Қәйсәридики уйғурлар рамизан ейини инақлиқ вә һәмкарлиқ ичидә өткүзмәктә
2013.08.02
12 Айниң султани дәп аталған муқәддәс рамизан ейини түркийәдики уйғурлар иттипақлиқ вә инақлиқ ичидә өткүзмәктә. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә қолида бар уйғурлар түркләргә охшашла һәр күн дегүдәк опчи иптар тамақлири бәрмәктә. Йоқсулларға ярдәм қилмақта. Түркийәдики миңлиған аммиви тәшкилатлар рамизан ейи мунасивити билән намратларға һәр хил ярдәм буюмлирини тарқатмақта. Түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириму вә уйғур байлар опчи иптар зияпәтлири өткүзмәктә.
Истанбул вә әнқәрәдики уйғурларға охшашла қәйсәридики уйғурларму 8-айниң 1-күни чоң иптар зияпити өткүзди. Бу иптар зияпитигә қәйсәридики уйғурлардин башқа уйғур дияридин кәлгән мусапирларму қатнашти.
Түркийәдики уйғурлар рамизан ейини қандақ өткүзүватиду? рамизан ейида уйғурлар вәтәндики қериндашлири үчүн немә дуаларни қилди? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн иптар зияпитини уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилати мәсули сейит түмтүрк вә муавин рәиси амануллаһ әфәндигилләр билән сөһбәт елип бардуқ.