Түрк дуняси иптар зияпитидә уйғур мәсилиси алаһидә тәкитләнди
2014.07.22
Түрк дуняси иптар зияпитидә сөз қилған парламент әзаси өзҗан йеничәһри әпәнди, түркләрни уйғурларға ярдәм қилишқа, һеч иш қилалмиса намазлирида уйғурларниң әркинлики үчүн дуа қилип қоюшқа чақирди.
7-Айниң 19-күни түркийә кадирлар уюшмисиниң залида түрк дуняси иптар зияпити өткүзүлди. Улудағ гурупписи мәсули мәмәт фатиһ шаһин әпәнди уюштурған бу иптар зияпитигә парламент әзаси өзҗан йеничәһри, қазақистан, қирғизистан, әзәрбәйҗанға охшаш түркий җумһурийәтлириниң вәкиллириниң сиртида һазир вәзийити еғир болған қирим татарлири вәкили, ирақ түркмәнлири вәкили, сүрийә түркмәнлири вә уйғурларниң вәкиллири қатнашти вә сөз қилди. Улар һәммиси айрим - айрим һалда өз районидики вәзийәт тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди. Бу вәкилләрниң һәммиси түрк һөкүмитини шундақла түрк хәлқини қейин вәзийәттә турған қериндашлириға ярдәм қолини узитишқа чақирди.
Түрк дуняси иптар зияпитидә парламент әзаси өзҗан йеничәһри әпәнди сөз қилди. У нутқида түрк дунясиниң вәзийити тоғрисида тохталди. У, алди билән қирим татарлириниң һазирқи вәзийити тоғрисида мундақ деди:
- Алди билән бу муқәддәс рамзан ейида түрк дунясини бир йәргә җәм қилған улудағ гурупписиға, гуруппиниң мәсули фатиһ шаһин әпәндигә рәһмәт ейтимән. Бүгүнләрдә йүрикимиз дәрдкә толди, ғәмкин вә матәм ичидә турмақтимиз. Һазир қиримдики қериндашлиримиз татар түрклири әнсирәш ичидә бесим астида турмақта. Русийә қиримни қайта бесивалди. Қиримниң келәчәкиниң қандақ болидиғанлиқи намәлум.
У, иптар зияпитидә қилған сөзидә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида тохтилип мундақ деди:
- Шәрқий түркистанниң вәзийитини һәммимиз билимиз. Вәһим бир вәзийәттә турмақта. Өткәндә бир хәвәр оқудум, шәрқий түркистанда рози тутуш чәкләнгән икән, хитайлар уйғурларға мәҗбурий су ичкүзүп розисини буздуруветипту. Залим хитай һөкүмити зулумни техиму күчәйтипту. Йәнә биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, йеқиндин бери көп санда бигунаһ уйғур тутқун қилинған, түрмигә ташланған, һәтта бәзилиригә өлүм җазаси берилгән. Шәрқий түркистан хәлқи еғир вәзийәттә, чәтәлгә қечип чиққан уйғурларму қейин вәзийәттә. Буларға бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә демократик дөләтләр игә чиқиши керәк.
Парламент әзаси өзҗан йеничәһри әпәнди шәрқий түркистан мәсилисидин қалса түрк дунясиниң әң чоң мәсилилиридин бириниң шималий ирақтики түркмәнләр мәсилиси икәнликини баян қилип мундақ деди:
- Шималий ирақтики вәзийәт түркләрни техиму көп әнсирәшкә салмақта. Шималий ирақтики түркмән қериндашлиримиз қирғинчилиққа учримақта. Биз йеңи алған мәлуматқа асасланғанда, 350 миң түркмән юртидин өйидин айрилип башқа җайларға қечишқа мәҗбур болған. Нурғун түркмән өлтүрүлгән, ханим қизлар басқунчилиққа учриған. Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, һәр күни 10 бовақ һаятидин айриливетипту. Әмма биз бу йәрдә тамақ йәп олтуруптимиз. Буларни ирақ дәмәшқ ислам дөлити террорчилири қилмақта.
У нутқида пәләстин хәлқи тоғрисида тохтилип мундақ деди:
- Исраил армийиси давамлиқ һалда газаға һуҗум елип бериватиду. Хәвәрләргә асасланғанда бүгүнгичә 400 әтрапида киши өлүпту, көп санда киши яридар болупту. Буларға қарайдиған болсақ, рамзан ейида түрк дуняси вә мусулман дунясида болуватқанлар бизни матәмгә чөмдүрди.
Түркийә парламент әзаси өзҗан йеничәһри әпәнди иптар зияпитидә қилған сөзидә кишиләрни зулумға учраватқан бигунаһ инсанлар үчүн дуа қилишқа чақирип мундақ деди:
- Мениң көңлүм бәкла йерим. Қисқичә шуни демәкчимәнки, йемәк йәйли, айлинайли вә ибадитимизни қилайли. Әмма қиримниң вәзийити ундақ икән, кәркүк, шәрқий түркистан вә пәләстинниң вәзийити ундақ еғир икән, уларни һәргиз унтумайли, һеч болмиса улар үчүн дуа қилайли. Һәммиңларниң рамзан ейи мубарәк болсун.
Иптар ахирида қазақистандин кәлгән молла қазақ тилида дуа қилип езиливатқан түркий хәлқләргә әркинлик тәләп қилди.