Түркийә дөлити баш министирлиқ тармиқидики диянәт ишлири идариси уйғурчә қуран бесип тарқатти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2017.08.09
quran-kerim-turkiye-uyghurche-terjime.jpg Түркийә дөлити баш министирлиқ тармиқидики диянәт ишлири идариси уйғур тилиға тәрҗимә қилип тарқатқан қуран кәриминиң муқависи.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә дөлитиниң баш министирлиқ тармиқидики диянәт ишлири идариси йәни диний ишлар идариси қуран кәрим вә башқа бәзи диний китабларни уйғур тилиға тәрҗимә қилип тарқатти.

Түркийә, 1991-йили совет иттипақи йимирилип оттура асия түркий җумһурийәтлири мустәқил болғандин кейин мәзкур җумһурийәтләр вә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан қериндаш түркий милләтләр билән болған мунасивәтни күчәйтиш үчүн түркийә диний ишлар идариси арқилиқ диний китабларни бесип тарқатмақта. Йеқинда, 1986-йили муһәммәд салиһ дамолла уйғур тилиға тәрҗимә қилған “қуран” ни түзитип қайта бесип тарқатти.

Уйғурчә қурани кәримни қайта нәшргә тәйярлаш үчүн 7 диний илимләр мутәхәссисидин тәркиб тапқан бир гуруппа қурулған болуп, мәзкур гуруппиниң мәсули, истанбул университети диний илимләр кәспидә докторлуқ оқуватқан абдуллаһ қарақаш әпәнди китабни нәшргә тәйярлаш хизмитиниң җәряни тоғрисида мәлумат бәрди.

Түркийә диний ишлар идарисидә қазақ, қирғиз, әзәрбәйҗан, әрәб, инглиз вә рус тили қатарлиқ 17 тилда китаб тәрҗимә қилиш ишханиси бар болуп, уйғур тилида мәхсус тәрҗимә ишханиси тәсис қилинмиған болсиму, китаб тәрҗимә ишлири давамлиқ елип бериливетипту. Абдулла қарақаш әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Истанбулдики тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули җелил туран әпәнди уйғурчә қурани кәриминиң 1986-йили бейҗиң милләтләр нәшриятида нәшр қилинғандин кейин, 1990-йиллардин кейин сәуди әрәбистанда көп қетим бесип тарқитилғанлиқини, әмди болса түркийәдә нәшр қилинғанлиқини баян қилди.

Абдуллаһ қарақаш әпәнди, түркийә диний ишлар идариси уйғурчә қурани кәримидин йәнә 5000 ни бесишни тәстиқлиғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.