Иптарда “үрүмчи вәқәси” ниң қурбанлири үчүн дуа қилинди
2014.07.09

Мусулманларниң мубарәк рамизан ейида истанбулдики уйғурларму роза тутуш, тарави оқуш, дини сөһбәт вә қуран тилавәт қилиш дегәнгә охшаш ибадәтләр билән мәшғул болмақта.
Мубарәк рамизан ейи мунасивити билән истанбулда паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин истанбулдики уйғурлар үчүн бир иптар зияпити берилди, иптарда “үрүмчи вәқәси”дә һаятидин айрилғанлар яд етилип, уларниң роһиға дуа оқулди.
Зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт даириси ичидики чоң мәйданға орунлаштурулған иптар зияпитигә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп 1000 ға йеқин киши қәдәм тәшрип қилди.
Һәм иптар зияпити һәм үрүмчи вәқәсидә түрмигә қамалған вә шеһит болғанларни хатириләш, роһиға дуа қилиш йиғинида алди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилди.
Һидайәтуллаһ оғузхан алди билән иптар зияпитигә қәдәм тәшрип қилғанларни қарши алидиғанлиқини ипадилиди, андин кейин рамизан ейиниң әһмийити тоғрисида вә 5-июл үрүмчи вәқәси һәққидә тохталди.
У, уйғурларниң йеқинқи вәзийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: хитай уйғурларға еғир зулум қилишни давам қиливатиду, мушу бир ай ичидә көп санда яшлиримиз шеһит қилинди. Шуниң үчүн қериндашлар өзимизниң кимликини, дуняға келиштики ғайә-мәқсәтлиримизни унтуп қалмаслиқимиз керәк, мәйли дуа билән болсун мәйли әмәлийитимиз билән болсун һәр заман аҗиз мәзлум қериндашлиримизниң йенида туридиғанлиқимизни ипадиләш үчүн һәм дуа һәм сөз-һәрикәт һәм әмәлийитимиз арқилиқ көрситишимиз керәк.
Кейин җәмийәтниң баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум сөз қилип рамизанниң әһмийити тоғрисида тохталди вә иптар зияпитини тәшкиллигән шәрқий түркистан маарип җәмийити идарә һәйәт рәһбәрликигә вә иптарға қәдәм тәшрип қилған әр-аял пүтүн һәмшәһәрләргә тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.
Абдулһәкимхан мәхсум иптар зияпитиниң әһмийити тоғрисида тохтилип җәм болуш арқилиқ қериндашлиқ мунасивәтниң күчийидиғанлиқини ипадиләп мундақ деди: бу иптар зияпити қаримаққа иптар қилип тарқилип кетидиған бир сорундәк һес қилинған билән әмәлийәттә, айларчә һәтта йилларчә учришалмиған қериндашлар бир орунға җәм болдуқ, һәмнәпәс болдуқ, дидар көрүштуқ, дидар ғәниймәт, пурсәт ғәниймәт қериндашлирим, мушу арқилиқ өз- ара қериндашлиқ күчийиду, буниң нурғун пайдилиқ, һекмәтлик тәрәплири бар, өз-ара мушуниңға охшаш мунасивәтләр билән пат-пат учришип турушимиз лазим, шуниң билән биз һәр заман башқа қериндашларниң хизмитини қилишқа тәйяр туридиған бир роһқа игә бөлишимиз керәк.
Ахирида көпчилик бирдәк дуа қилди.