Японлар: хитайда уйғурларниң қуран оқуши террорлуқ, туңганларниң диний паалийәт
2013.04.10

Японийәдә елан қилинған бир парчә мақалидә хитайниң уйғур вә туңганларға икки хил диний сиясәт қоллинидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Мақалидә қуран өгәнгән уйғурларниң җазаға тартидиғанлиқи, әмма туңганларниң болса нормал диний паалийәт шуғулланғучи сүпитидә муамилә учрайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Бу қарашлар йеқинда нәшр қилинған “хитай компартийәси вә ислам” намлиқ мақалидә илгири сүрүлгән.
Мақалә японийәдики “хитайдики ислам динини тәтқиқ қилиш җәмийити” ниң йитәкчиликидә тәтқиқ қилинип рәтләнгән, “акайиши шотән” нәшрияти тәрипидин коллектип нәшргә тәйярланған.
Мәзкур мақалидә хитайдики ислам дининиң әһвали шундақла хитай компартийәси қурулғандин тартип та һазирғичә болған арилиқта компартийәниң хитайдики мусулманларға елип барған түрлүк бастуруш һәрикити вә сиясәтлири әтраплиқ издинип тәтқиқ қилинған.
Мақалидә мундақ баян қилиниду: хитай хәлқ җумһурийити маркисизм, ленинизмни тәрғип қилидиған сотсиялистик бир дөләт. Хитай компартийәси 1921-йили қурулғандин бери худасизлиқни тәрғип қилип, дин билән сиясәтни айрип кәлгән. Компартийә 1934-йилидин башланған узун сәпәрдә гәнсу, ниңшада мусулман котуңган әскәрлиригә йолуқуп уларниң һуҗумида көплигән қизил армийә әскәрлири яриланған. Мушу сәвәбтин компартийә ғәрбий шималда яшайдиған котуңганларға ислам диниға йеқин сиясәтләрни йүргүзүшкә башлиған. Компартийә узун сәпәрдин кейин шәнши, ниңша, гәнсудики ахун, сопиларниң рәһбәрлири билән көрүшкән. Мәсилән: 1936-йили 5-айда котуңганларға өз тәғдирини өзи бәлгиләш һоқуқи беришкә вәдиләшкән. 10-Айда аптономийә қурушқа қошулған. Компартийә котуңганларға достлуқ муамилисидә болуп, сотсиялистик инқилабта котуңганларниң қоллишиға еришмәкчи болған. 1936-Йилидики партийә қурултийида мав зедуң оттуриға қойған “йеңи қәдәм” нәзирийисигә милләтләр түзүми қошулуп,1941-йили 5-айда аптоном район һоқуқи бекитилгән.
Апторлар хитай компартийәсиниң диний сияситидә хитай дөлити қурулғандин кейин мусулманларға түптин қарши болған вәзийәт шәкилләнгәнликини мундақ тәсвирлигән: хитай компартийәси башчилиқидики дөләт қурулуп болғандин кейин, хитайдики аз санлиқ милләтләрниң өз тәғдирини өзи бәлгиләш һоқуқи тамамән йоқ қилинған. Мусулманларға берилгән диний әркинлик сиясәтлириниң һәммси ахирлашқан. 1950-Йилиниң бешида зәрбә бериш башлинип, буниңда ислам дининиң рәһбәрлирини һуҗумниң нишани қилған.1957-Йили оңчиларға қарши һәрикәт башлинип,мәсчит имамлирини тутуп өлтүргән. Ислам қанунини иҗра қилғучи қазиханилар,мәсчитләр, мәдирисләр тақалған. 1966-Йили мәдәнийәт зор инқилаби башлинип, мусулманларға йәнә қайтидин зулум селиш башланған, мәсчитләр чеқилип,ислам дини өлүмалири түрмигә солинип, әмгәк билән өзгәртиштәк қамақ җазалириға һөкүм қилинған. Мусулманларниң әнәниви кийимлири, өрп-адәтлири, вапат болған инсанниң җәситини тупраққа көмүштәк диний адәтлири инқилабқа, компартийәгә қарши дәп қаралған. 1978-Йили мәдәнийәт зор инқилаби ахирлишип, ишикни ечивитиш сиясити башланған. 1980-Йилиниң бешида йеңичә диний сиясәт йолға қоюлуп, диний етиқад әркинлики қанунда бекитилгән.
Апторлар мақалисидә мусулманларниң диний әркинликиниң қисқа вақит ичидә ахирлашқанлиқини билдүрүп мундақ баян қилған: 1989-йили “тйәнәнмен вәқәси” дин кейин йәни 1990-йили, диний ишлар идариси вә униң астида ислам җәмийити дегәндәк җәмийәтләр қурулуп ислам динини башқуруш күчәйтилди. 1980-Йили ғәрбий шималда йүз бәргән хитай компартийәсигә қарши диний қирғинчилиқни бастурушқа қатнашқан компартийә әзаси болған мусулманларму, әксичә шу қетимқи диний қирғинчилиқни бастурмастин, бәлки өзликидин диндарлар топиға қошулуп кәткәнликидин ибарәт бу вәқәдин кейин, хитай компартийәси ислам диний вә хитайдики мусулманлар тоғрисида қайта ойлинип, уларға қайтидин диққәт қилишқа башлиған. 2004-Йили 11- айда хитай компартийәси ислам динини башқуруш йеңи түзүми бекитип, мәсчитләрни диний ишлар идарисиниң башқурушида башқуруп кәлгән. Мәсчитләрниң имамлириниң һәммиси диний ишлар идариси, ислам диний җәмийити тәрипидин бекитилгән, мәсчитләрдә балиларни әнәниви диний усулда оқутуш чәклинип, мәдирис ечишқа йол қоюлмиған. 18 яштин төвән мусулман пәрзәнтлириниң мәсчитгә кириши чәкләнгән.
Һазир сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә яшаватқан журналист сираҗидин әзизи бу һәқтә тохталди.
Апторлар мақалиниң ахирида уйғурлар һәққидә тохтилип мундақ баян қилған: хитайдики мусулманлар ичидә уйғурларниң тарихий арқа көрүнүши башқичә. Уйғурлар хитай тарихидики қәдимий китабларда түрлүк намларда йәни “хуйхе” дегәндәк намларда атилип кәлгән, улар қәдимий атлиқ, чарвичи, түркий милләт,“уйғур” дегән сөзниң мәниси иттипақлашмақ дегән мәнини билдүриду. Улар тарим бостанлиқида қәдимдин тартип яшап кәлгән хәлқ. Улар һәр дәвирдә өзигә хас нам билән дөләт қуруп кәлгән милләт. 1930-Йиллири шәрқий түркистан ислам җумһурийитини, 1940-йиллири шәрқий түркистан җумһурийити қурған. Кейин бу җумһурийәтләр түрлүк сиясий суйиқәстләр сәвәбидин вәйран қилинип, 1955-йили шинҗаң уйғур аптоном райони қурулған. Шундин итибарән уйғурларниң тили, диний хитай компартийәсиниң ассимилиятсийә қилиш сияситигә учрап кәлмәктә.1950-Йилиниң кейинки йеримида хитай компартийси уйғурларниң барлиқ ислам диний өлималирини өлтүрүп түгитиш билән биргә, уйғурларни бастуруп,динсизлаштурушқа урунған. 1950-Йили қурулған шинҗаңдики ишләпчиқириш қурулуш армийиси йәни биңтуәнгә хитай өлкилиридин көпләп көчмән йөткәш билән биргә, уйғурларниң нопусини азлитип, уларни тарқақлаштуруп хитай көчмәнлири билән биллә арилишип яшашқа мәҗбурлиған. 1990-Йилларғичә уйғурлар туприқида көплигән атом бомбиси синақлирини елип барған. Хитайниң асасий қанунида динға етиқад қилиш әркинлики йолға қоюлған, мәсчитләр ечивитилгән болсиму, әмма 2001-йилидин башлап америка башлиқ дөләтләрниң террорлуққа қарши туруш шуаридин пайдиланған хитай компартийәси, уйғурларниң мустәқиллиқи үчүн һәрикәт елип бериватқан шәрқий түркистан пидаийлирини террорға баһанә қилип җазалап, уйғурларниң барлиқ диний һәрикәтлирини террорлуқ һәрикәт дәп һесаблап, уларни җазалашни йолға қойған. Хитай компартийәсиниң адаләтсизлики, хитай җәмийитидики уйғурлар дуч кәлгән иқтисади пәрқләр вә түрлүк сиясий бесимлар түпәйлидин 2009-йили үрүмчдә “үрүмчи вәқәси” йүз бәргән.
Мақалини апторлар төвәндикидәк ахирлаштурған: хитайдики уйғурларниң мәйли ялғуз вә яки коллектип һалда қуран оқуши террорлуқ һәрикәт дәп қарилиду. Котуңганларниң қуран оқуши диний паалийәт һесаблиниду. Бу, хитай компартийәсиниң бир дөләттики охшаш диндики мусулманларға тутуватқан айримичилиқ диний сиясити. Бу йәрдики мәсилә шуки, хитай компартийәси билән уйғурларниң оттурисида тупрақ маҗираси бар. Котуңганлар болса әксичә.