Хәлқаралиқ тәшкилатлар хитайни уйғурларға қаратқан диний чәклимә сияситидә агаһландурди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.05.30
uaa-xitay-diniy-cheklime-yighin.jpg Америка дөләт мәҗлисиниң райборн сарийида өткүзүлгән уйғурларниң диний әркинлик әһвали һәққидә мәхсус доклат бериш йиғинидин бир көрүнүш. 2013-Йили 29-май, вашингтон.
RFA

Уйғурлар, дунядики коммунизм түзүмидә яшаватқан ислам диниға етиқад қилғучи әң чоң гуруппа һесаблиниду, шундақла хитай һөкүмити тәрипидин әң қаттиқ диний бастурушқа учраватқан хәлқтур “уйғурларниң диний әркинликини чәкләш, хитайниң уйғур кимликини йоқитиш истратегийисидики һалқилиқ сияситиниң бири.” бу, уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчиси һенрйк сзадзевскиниң чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә ечилған “хитайниң төмүр мушти астидики уйғур диний әркинлики” намлиқ доклат бериш йиғинида оттуриға қойған баяни, йиғинда сөз қилған башқа хәлқаралиқ тәшкилат мәсуллири бирдәк хитайға уйғурларға қаратқан диний чәклимә сиясити тоғрисида агаһландуруш бәрди.

29-Май, америка дөләт мәҗлисиниң райборн сарийида уйғурларниң диний әркинлик әһвали һәққидә мәхсус бир йерим саәтлик доклат бериш йиғини вә музакирә елип берилди, америка уйғур бирләшмиси қармиқидики уйғур кишилик һоқуқ программиси тәтқиқатчилири тәрипидин майниң бешида елан қилинған “булғанған муқәддәс һоқуқлар, хитайниң төмүр мушти астида дәпсәндә қилиниватқан уйғур диний әркинлики” намлиқ доклат асасида ечилған мәзкур музакиригә, йиғин уюштурғучи орун уйғур америка бирләшмиси рәиси алим сейитоф әпәнди вә америка демократийини илгири сүрүш фонди җәмийитиниң муавин рәиси лойиса гревйи ханим риясәтчилик қилди.

Йиғинға америка хәлқара диний әркинлик комитети, әркинлик сарийи, хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитети вә бир қисим хәлқаралиқ ахбарат орунлиридин болуп 50 әтрапида киши қатнашти.
Уйғур кишилик һоқуқ программиси ишханисидин һенрйк сзадзевски уйғурларниң диний әркинликиниң бастурулушқа учраш әһвали һәққидә бәргән доклатида, уйғурларниң диний әркинлик вәзийитиниң, болупму 2005 -йилидин кейин хитайниң районда йүргүзгән йеңи диний сиясәтлири билән йәниму кәскинләшкәнликини, хитай өзиниң асасий қануни вә хәлқаралиқ қанунларға хилап һалда уйғурларниң роза тутуш, намаз оқуш, һәҗгә бериш, мәвлут өткүзүш, қуран өгитиш қатарлиқ қанунлуқ диний паалийәтлириниму җинайәт категорийәсигә киргүзүп бастурғандин сирт, һәтта сақал, бурут қоюш, яғлиқ артиш, өрп-адәтлири бойичә кийинишигә чәклимә қоюш һәққидики бәлгилимиләрни йолға қоюп, уйғурларниң диний әркинлики билән тәң кишилик һоқуқлириниму дәпсәндә қиливатқанлиқини пакитлиқ мисаллар билән көрсәтти.

У йәнә, хитайниң уйғурларға, хитайниң башқа җайлиридин қаттиқ сиясәт йүргүзүшидики сәвәб һәққидә тохтилип, “ислам диний уйғурларниң миллий кимликиниң муһим бир парчиси, шундақла уларни хитайдин айрип туридиған әң муһим амил, шуңа хитай буни бир тәһдит вә уйғур елини контрол қилишта бир тосалғу дәп қарайду, әмма хитайниң уйғурларға қаратқан диний бесими чәктин ешип уйғурларниң кимликигә таҗавуз қилишқа йетип барғанлиқи үчүн, бу вәзийәт уйғурларни түрлүк қаршилиқларға зорлимақта, хитай хәлқаралиқ террорчилиққа қарши күрәшни суйиистемал қилип, бу хил чәктин ашқан бастуруш сиясәт тәдбирлири арқилиқ уларни террорлуққа мәҗбурлимаслиқ керәк” дәп оттуриға қойди.

Йиғинда мәхсус сөзгә тәклип қилинғанлардин хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон шөбә мәсули т. Кумар әпәнди баянини “биз хитайни хәлқара террорчилиққа қарши урушни суйиистемал қилмаслиққа қайта агаһландуримиз” дәп қәтий тәләппузда ахирлаштурди.

Инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати хитай ишлири мәсули софийә ричардсон ханим болса “бүгүнки доклатта көрситилгәндәк, хитайниң динға қаритилған чәклимилири, уйғурларниң күндилик һаятидики әң негизлик болған етиқадқа қаритилған чәклимә, бу хил чәклимиләр арқилиқ хитай өзиниң қануни вә хәлқара қанунларға еғир хилаплиқ қилмақта. Бу хил чәклимиләрниң ақивәтлирини мөлчәрлимәк тәс, бу вәзийәт мушу йосунда давамлишивәрсә, уйғурлар өз юртини тәрк етип, башқа дөләтләрдин панаһлиқ тиләшкә мәҗбур болушиму мумкин....” дегән әндишилирини баян қилди.

Йиғиндин кейин ақсарайда йәнә бир йиғинға меңиш алдида зияритимизни қобул қилған америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң сиясәт вә тәтқиқат ишлири мәсули доктор скот филипс мундақ деди:
-Мән бүгүн ақсарайда хитайдики диний әркинликни өз ичигә алған кишилик һоқуқ вә интернет әркинлики мәсилилирини оттуриға қоймақчи, келәр һәптә президент обама хитай рәиси билән көрүшиду, мениңчә, диний етиқад әркинлик мәсилиси уларниң сөһбитидә муһим мәсилә қатаридин орун елиши зөрүр, диний етиқад әркинлики мәсилиси икки дөләт оттурисидики муһим мәсилиләрниң бири, йеқинда елан қилинған доклатимизниң хитайға қаритилған қисмида, уйғур мусулманларға аит мәзмунларму көп, уйғур кишилик һоқуқ программисиниң бүгүнки бу һәқтики доклатидиму диний етиқадқа даир нурғун мәсилиләр йорутулған, мән бу қетим ақсарайда оттуриға қойидиған мәсилиләр, американиң хитай билән болған сөһбәт җәрянида қайси нуқтиларни оттуриға қоюш һәққидә болиду.

Америка демократийини илгири сүрүш фондиниң муавин президенти луиса грев, уйғурларниң диний әркинлик мәсилисини өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилилириниң хәлқара җәмийәткә бара-бара тонулуватқанлиқини әскәртип:
‏-Хитай түрлүк бесим сиясәтлирини давам қилмақта, диний етиқад бир хәтәрлик ишла болуп қалмастин, бу һәқтә наразилиқни ипадиләшму интайин хәтәрлик, әмма шундақтиму уйғурлар ичидә учраватқан диний бесимларни сөзләшкә бир қанчә адәм җүрәт қилалиған болса, бу һәқтә техиму толуқ доклатларни тәйярлашқа вә буни хәлқаралиқ җәмийәткә тонутушқа пайдилиқ болған болатти, әлвәттә уйғур елидә мустәқил тәкшүрүш елип бериш мумкин әмәс, хитай сөз вә интернет, ахбарат әркинликини боғуватқан бир пәйттә, мән хәлқаралиқ ахбарат орунлири вә тәшкилатларни уйғур елидә йүз бәргән мәсилиләр һәққидә хитай тарқатқан тәшвиқатларға таянмаслиққа, бу һәқтә йәниму кәң тәкшүрүш елип беришкә агаһландуримән вә йәниму көп кишиләрниң, даңлиқ шәхс, аптор вә башқиларниң уйғурларниң инсан һәқлири мәсилилирини тоғра тонуп тәшвиқ қилишини, болупму хитай пуқралириниң уйғурлар учраватқан бесим вә хитай сиясәтлирини йәниму илгириләп тоғра тонушини үмид қилимән.

Уйғур кишилик һоқуқ программиси ишханисидин һенрйк сзадзевски уйғурларниң диний етиқад әркинлик вәзийитиниң өзгиришигә болған үмидини ипадиләп:
‏-Уйғурлар өзлириниң өрп-адәтлири бойичә диний етиқадини әркин һалда давам қилалайдиған, буниң үчүн хитай һөкүмитиниң бастурушиға учримайдиған болушини, хитай һөкүмитиниң уйғурларниң етиқадини бир тәһдит әмәс, бәлки өз-ара чүшинишни илгири сүрүштики бир күч дәп тонуп йетишини үмид қилимән. Шундақ болғанда, нөвәттики җиддийлик вә уйғурларниң наразилиқиниң пәсийишигә түрткә болған болатти, деди.

Йиғин ахирида зияритимизни қобул қилған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси алим сейитоф әпәнди нөвәттә уйғур мәсилисиниң хәлқаралашқан бир мәсилигә айланғанлиқини, диний әркинлик мәсилисиниң болса, уйғурлар учраватқан мәсилиләр ичидә әң ядролуқ мәсилә икәнликини оттуриға қойди.

Чаршәнбә америка дөләт мәҗлисидә уйғурларниң диний әркинлик мәсилиси һәққидә уюштурулған мәзкур доклат бериш йиғини мувәппәқийәтлик ахирлашти, йиғин әһли доклатта уйғурларниң диний етиқад әркинлик мәсилиси һәққидә нурғун тәпсилий мәлумат берилгәнликини баһалашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.