Имамдин соал сориған уйғур яшниң сәргүзәштлири
2013.08.07

Һазир 40 яштин төвән уйғурларниң сақал қоюши, намаз оқуши, аялларниң һиҗап кийиши хитай даирилирини сарасимигә салмақта.
35 яшлиқ абдурахман абдурәһимниң қәшқәр конашәһәр мәсчитидә имамдин соал сориши билән башланған хитай хәвпсизлик даирилириниң нәзәрбәнд қилиши, көзитиши, тәқиб қилиши хитайниң ички районидики йивудиму давамлашқан.
Кейин малайшия вә мисирға чиққандин кейинму тәқибгә учриған абдурахман абдурәһим, мәккидики һәҗ пәрзини ахирлаштурғандин кейин, вәтәнгә қайтиш үчүн анисиға, аталмиш аптоном районлуқ террорлуққа қарши күрәш қилиш ишханисиниң мәсули қурбанға, өз юртидики сақчи идарисиниң мудириға телефон қилип, юртиға қайтишниң йолини издигән болсиму, кетишкә җүрәт қилалмиған.
Униң билән өткүзгән бу телефон сөһбитини аңлиған вақтиңизда, хитайниң уйғурларға қаратқан диний бесиминиң қанчилик еғир икәнликини көрүвалалайсиз.