Уйғур диний затлар: рухсәт қилиниватқан “тәриқәт йиғилиши” хитайниң мәнпәәтигә баб келиду
2016.05.13

Иҗтимаий таратқуларда тарқилип йүргән бир қисим син материяллиридин мәлум болушичә, ислам диниға даир етиқад паалийәтлири қаттиқ тәқиб қилиниватқан уйғурлар диярида “Суфизм” намидики коллектип диний йиғилиш паалийәтлири бу хилдики чәклимиләрниң дәхлисигә учримиған һалда мәвҗут болмақта. Бу хил зиддийәтлик әһвалниң соал ишарәтлири бир қисим диний затларни ойландурди һәмдә улар буниңдики мәқсәт еһтималлиқи һәққидә өз қарашлирини баян қилди.
Нөвәттә мәлум болуватқан син материяллирида әкс әткән мәзмунлардин әң гәвдилик болуватқан бири, уйғурлар дияриниң җәнубидики қәшқәр, йәкән вә хотән тәвәсидә йеңидин ямрашқа башлиған “суфилиқ” шәклидики диний йиғилиш паалийәтлириниң әвҗ елишидур. Ислам динидики түрлүк мәзһәпләрниң уйғурлар районида тарихтин буян мәвҗут болғанлиқи һәмдә уйғурларниң оттура әсир вә йеқинқи, һазирқи заман тарихидики бир қатар вәқәләрниң сәвәбкари болғанлиқиму уйғур зиялийлириға сир әмәс.
Түркийәдики диний өлималардин доктор алимҗан боғда әпәнди бу һәқтә сөз қилип милади 16 - әсирниң оттурилири башланған “ақ тағлиқ” вә “қара тағлиқ” хоҗилар тоқунушиниң “суфилиқ” яки “тәсәввуп” намида оттуриға чиққан тәприқичилик һәрикити икәнликини алға сүрди.
Униң баян қилишичә, “суфизм” әслидә инсан билән аллаһ оттурисидики мукәммәл дил риштиси вә ички бирдәкликни нишан қилған гүзәл бир илим системисидур. Әмма, өзлириниң хусусий мәнпәәтини диндин йүксәк орунға қоювалған “диний зат” сияқидики бир түркүм инсанлар һәқиқий “суфилиқ” яки “тәриқәт” ниң шәклән һадисилиригә мәнсуп болған җәндә кийиш, һалқа болуп һөкмәт оқуш қатарлиқ ташқи аламәтләрни “суфилиқ” дәп чүшинивалған һәмдә униң әсли принсиплиридин узақлишип кәткән. У өз сөзидә бу нуқтиларни алаһидә гәвдиләндүрди.
Ашкара учурлардин мәлум болушичә, уйғурлар районида даириләрниң “диний әсәбийликкә қарши хәлқ уруши қозғаш” чақириқи астида хитай асасий қанунида қанунлуқ икәнлики бәлгиләнгән бәзи диний әркинлик түрлири “қанунсиз диний паалийәт” дәп бекитилгән. Бу әһваллар диний паалийәтләргә қаритилған чәклиминиң қайси дәриҗигә барғанлиқини көрситидиған әң җанлиқ мисал тәриқисидә қоллиниливатқанлиқи мәлум. Сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә олтурушлуқ уйғур җамаәт әрбаблиридин әһмәд мөмин һаҗи йеқинқи мәзгилләрдин буян даириләрниң диний етиқадқа майил болған яшларни “һеҗрәтчи” яки “җиһад идийисигә четишлиқ” дегәндәк намларда җазалаватқанлиқини әскәртти.
Униң қаришичә, хитай даирилири һазир һәммидин бәк әнсирәйдиған нуқта уйғур яшлириниң ислам дининиң тәсиридә “җиһад” идийисини сиңдүрүвелиши икән.
Һазирқи алақидар учурларда қәйт қилинишичә, уйғурлар дияридики қаршилиқ һәрикәтлириниң қатнашқучилири бирдәк “азадлиқ үчүн җиһад қилиш” ғайисидә болуватқан яшлар вә оттура яшлиқлар икән.
Әмма униң чүшәндүрүшичә, уйғурлар дияриниң һәрқайси җайлирида “суфилиқ” намида оттуриға чиқиватқан ислам диниға ят бу хилдики қилмишлар бирдәк ислам динидики бир муһим әһкам болған “җиһад” чүшәнчисини инкар қилидикән.
Биз униңдин уйғурларниң нормал диний әқидисигиму чәк қоюватқан хитай даирилириниң немә үчүн “һөкмәт оқуш” шәклидики хәлқ йиғилишиға йол қоюватқан болуши мумкинликини сориғинимизда у мушу нуқтини алаһидә шәрһлиди.
Әһмәд мөмин һаҗиниң ейтқанлири ғәрб дунясидики мутәхәссисләр вә оттура шәрқ әллиридики өлималарниң “җиһад” чүшәнчиси вә “суфизм тәриқити” ниң зорлуқ күчни инкар қилиштәк характери һәққидики тәтқиқатлири билән бирдәкликкә игә.
Бу һәқтә пикир баян қилған доктор алимҗан боғда бу хилдики “суфи йиғилиши” ға йол қоюш хаһишиниң йәнә бир яқтин дуня мәтбуатлириға “уйғурлар толуқ диний әркинликтин бәһримән болмақта” дәп җакарлашқа толиму мас келидиғанлиқини тилға алди.
Униң қаришичә, һазирқи хәлқара вәзийәт хитайни уйғурларниң диний етиқад әркинлики вә башқа инсан һәқлирини дәпсәндә қилишта әйибләватқан болуп, хитай һакимийитигә һечқандақ сиясий хәвп елип кәлмәйдиған бу хилдики сахта “суфизм” хитай үчүн дуняни алдашта наһайити яхши васитә болалайдикән.
Алақидар учурлардин мәлум болушичә, уйғурлар диярида “җиһад” идийиси һәққидики һәрқандақ чүшәнчә яки буюм мәни қилинидиған болуп, буниңға четишлиқи барлиқи байқалған мусулманлар һаман қаттиқ җазалинип кәлмәктә.