Даириләр уйғур елида 2016-йиллиқ һәҗ қилғучиларни сиясий өгинишкә орунлаштурған

Мухбиримиз меһрибан
2016.07.21
hej-siyasiy-oginish-xoten.jpg Хотән виләйәтлик диний ишлар идариси 2016-йили хотәндин һәҗ сәпиригә маңидиған һаҗиларниң бир һәптилик сиясий өгинишкә қатнишишини тәләп қилип чиқарған уқтуруши.
Social Media

Хотән вилайәтлик диний ишлар идариси 2016-йили хотәндин һәҗ сәпиригә маңидиған һаҗиларниң бир һәптилик сиясий өгинишкә қатнишишини тәләп қилип уқтуруш чиқарған. Йәрликтин зияритимизни қобул қилған һөкүмәт хадими вә уйғурлар бу йиллиқ курсниң ечилиш вақти вә курсниң мәқсити һәққидики соаллиримизға җаваб бәрди. Чәтәлләрдин зияритимизни қобул қилған диний затлар вә уйғур паалийәтчилириму мәзкур курс һәққидә өз қарашлирини билдүрди.

Аңлиғучилиримиз тәрипидин, радийомиз уйғур бөлүмигә әвәтилгән, хотән вилайәтлик диний ишлар идарисиниң уқтурушидин мәлум болушичә, хотән вилайитидин 2016-йиллиқ һәҗ сәпиригә рухсәт қилинған 155 кишиниң 25-июлдин 28-июлғичә хотән вилайәтлик сотсиялистик институтта 4 күнлүк курсқа қатнишидиғанлиқи уқтурулған.

Уқтурушта йәнә курс һәққидә изаһат берилип, мәзкур курсниң уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идариси тарқатқан “2016-йиллиқ һәҗ сәпиригә маңғучиларни тәрбийиләш уқтуруши” намидики 2016-йиллиқ 102-номурлуқ һөҗҗәтниң роһиға асасән чиқирилғанлиқи, хотән вилайәт тәвәсидин һәҗ сәпири илтимаси тәстиқланған 127 нәпәр әр вә 28 нәпәр аялниң 24-июл йәкшәнбә күни келип тизимға алдуруши, курс аяғлашқандин кейин 29-июл күни курсантларға гуваһнамә тарқитилип андин өйлиригә қайтурулғанлиқи билдүрүлгән.

Биз мәзкур уқтуруш һәққидә техиму тәпсилий әһвал игиләш үчүн хотән вилайәтлик диний ишлар идарисигә телефон қилғинимизда, телефонимиз җавабсиз қалди.

Әмма аңлиғучилиримиз тәрипидин тәминләнгән хотәндин һәҗ сәпиригә маңидиғанларниң тизимға алдуруши үчүн берилгән телефон номури, хотән шәһәрлик нурбағ сақчиханисиниң кечилик нөвәтчи хадимиға уланди.

Мәзкур хадим баянида, хотәндин һәҗ сәпиригә маңидиғанларниң өгиниш курсиға қатнишидиғанлиқидин хәвири барлиқини вә һәҗ сәпиригә маңғучиларниң өзи турушлуқ җайлардики сақчи идарилиригә келип тизимлитиши тәләп қилинғанлиқи қатарлиқ әһвалларни билидиған болсиму, әмма курсқа даир башқа тәпсилатларни билмәйдиғанлиқини билдүрди.

Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән зияритимизни қобул қилған бир нәпәр һөкүмәт хадими бу хил курсларниң һәр йили орунлаштурулидиғанлиқини билдүрүп, һәрқайси вилайәт,наһийиләргә берилгән санға асасән һәҗ илтимаси тәстиқланғанларниң өзи тәвә җайларда бир һәптилик яки униңдин узун болған курсларға қатнаштурулидиғанлиқи вә бу курсларда һәҗ сәпиридә диққәт қилидиған мәсилиләр тоғрилиқ курсантларға мәхсус тәрбийә елип берилидиғанлиқини билдүрди.

Униңдин һәҗ қилғучилар қатнаштурулидиған курсларда қандақ мәзмунлардики тәлим-тәрбийә елип берилидиғанлиқини сориғинимизда, бу киши курсантларға әң аввал “җуңго пуқраси болуш сүпити билән компартийиниң рәһбәрликини һимайә қилип, җуңгониң бирликини қоғдаш, һәҗ паалийити мәзгилидә дөләтниң қанун-түзүмлиригә хилап сөз-һәрикәтләрдә болмаслиқ, һәҗ җәрянидики барлиқ паалийәтләрдә һәҗ өмикидики мәсул кадирниң йетәкчиликидә коллектип паалийәт елип бериш қатарлиқ интизам мәсилилири тоғрилиқ сават берилидиғанлиқини билдүрди.

Қандақ кишиләрниң һәҗ сәпири илтимаси тәстиқлинидиғанлиқини сориғинимизда, у өз районидики әһвални билдүрүп, адәттә һәҗ сәпиригә кетидиған барлиқ чиқимларни үстигә алалайдиған, аилисидә артуқ һечқандақ иқтисадий йүки болмиған, йеши 60тин һалқиған, сиясий җәһәттә һөкүмәтниң қанун бәлгилимилиригә хилап қилмишларда болғанлиқи һәққидә қанун орунлирида исми йоқ кишиләрниң һәҗ сәпиригә илтимас қилса болидиғанлиқи, әгәр илтимас қилғучилар ичидә“сиясий мәсилиси бар” дәп қаралған кишиләр болса, улар мәлум мәзгил көзитиш, тәрбийә бериш вә өгиниш курслириға қатнаштурулғандин кейин андин ипадисигә қарап һәҗ илтимаси тәстиқлинидиғанлиқини билдүрди.

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридиму 2016-йиллиқ һәҗ сәпири хизмити һәққидә хәвәр берилгән. Хитай ислам җәмийити торида елан қилинған “2016-йиллиқ һәҗ йетәкчи хадимлири вә диний йетәкчи хадимларни тәрбийиләш курси ниңшаниң вуҗуң шәһиридә ечилди” дегән хәвәрдә, 12-июл күни, хитайниң ниңша туңган аптоном райониниң вуҗуң шәһиридә мәхсус йиғин ечилип, хитайдики 15 өлкә аптоном район шәһәрдин сәуди әрәбистанға һәҗ сәпиригә баридиған өмәк мәсуллиридин бу йилқи һәҗ сәпирини орунлаштуруш хизмитини яхши елип бериш тәләп қилинғанлиқи тоғрулуқ мәхсус тохталған.

Даириләрниң уйғур елида йүргүзүватқан диний сиясити узундин бери хәлқара диний җәмийәтләр вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғап келиватқан мәсилиләрниң бири. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, паалийәтчилири вә уйғурлардин чиққан диний затлар хитай һөкүмитиниң уйғурларниң диний етиқадиға қарита һәр хил бәлгилимиләрни чиқирип үзлүксиз һалда чәкләш сиясити қоллинип келиватқанлиқини тәнқидләп кәлмәктә.

Даириләрниң бу йиллиқ һәҗ сәпиригә маңидиғанлар үчүн мәхсус курс уюштуруши йәнә бир қетимлиқ диққәт нуқтиси болди.

Дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мудири, германийәдики диний зат турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, даириләрниң бу йилқи һәҗ сәпиригә маңғучиларға орунлаштурған курси вә йиллардин бери уйғурларға қаритиливатқан диний чәклимиләр һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Мисир әзһәр университетини тамамлиған диний өлима турғунҗан әпәнди баянида, даириләрниң йиллардин буян уйғурларниң һәрәмгә берип һәҗ қилишиға қарита һәр хил бәлгилимә-шәртләрни йолға қоюп, һаҗилар санини чәкләш, һөкүмәт тәләп қилған шәртләни һазирлап һәрәмгә бериш пурситигә еришкән һаҗиларни сәпәрдин илгири мәхсус сиясий курсларға қатнаштуруш қатарлиқ васитиләрни қоллиниши уйғурларниң диний етиқадини чәкләш тәдбирлири икәнликини билдүрүп, бу хил вәзийәтниң өзгириши керәкликини, уйғурларниң һәқиқий диний етиқад әркинликигә игә болуши керәкликини тәкитлиди.

Турғунҗан әпәнди йәнә, даириләрниң уйғур қатарлиқ мусулманларниң һәҗ илтимасиға қарита бәлгилигән “60 яштин юқири болған, иқтисадий йүки болмиған вә сиясий җәһәттин сағлам болғанлар һәҗ қилиш илтимаси йоллиса болиду” дегән шәртигә қарита өз қаришини билдүрүп, хитай һөкүмитиниң һәҗ қилиштин ибарәт мусулманларниң диний мәҗбурийитигиму сиясий шәртләрни қошувелишиниң динға нисбәтән әң еғир дәриҗидики һөрмәтсизлик вә инсанниң кишилик һоқуқиға таҗавузчилиқ сиясити икәнликини тәкитләп, бу қилмишларни қобул қилиш мумкин әмәсликини вә хитай һөкүмитиниң нөвәттә йүргүзүватқан диний етиқадни чәкләш сияситини шәртссиз тохтитиши керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.