Бәзи уйғур һаҗилар хитай һөкүмитиниң балдуррақ завал тепишини тиләп дуа қилған
2013.10.23

Мәлум болушичә, бу йил хитай һәҗ өмики қатарида һәрәмгә кәлгән уйғур һаҗилар һәрхил чәклимиләргә учриған. Бу хил чәклимиләргә учриған һаҗиларниң шикайитини аңлиған мәккидики абдурахман һаҗимниң билдүрүшичә, һәҗигә кәлгән уйғурларниң мусулманчә кийим сетивелишиғиму йол қоюлмиған. Һәтта бир қисим уйғур һаҗилар бу сәвәбтин өмәк башлиқлириниң һақаритигә учриған.
Бу иштин ғәзәпләнгән һаҗиларниң бәзилири хитай һөкүмитиниң балдуррақ завал тепишини тиләп дуа қилған.
Һәр йили дуняниң һәр қайси җайлиридин һаҗилар келип мәккигә топлишиду вә улар бу җайда “алланиң һөрмәтлик меһманлири” дегән чирайлиқ нам билән атилиду вә шундақ һөрмәткә сазавәр болиду. Һаҗиларни сәуди әрәбистан һөкүмити вә өзлири тәвә болған дөләтниң һәҗ өмәк мәсуллири алаһидә һөрмәтләйду, уларға хизмәт қилиду вә уларни қәтий рәнҗитмәйду.
Пәқәт уйғур елидин келидиған уйғур һаҗиларниң қисмити башқичә болуп, ейтишларға асасланғанда, уйғур һаҗиларниң өзлирини башлап кәлгән һәҗ өмикиниң кадирлири тәрипидин тартмиғанлири қалмиған, тәһдитләр вә қорқутушлар астида туридикән. Сомкилирини халиғанчә ахтуруш, һақарәтләш вә һәр хил тәһдитләр билән қорқутуш дегәнләр уйғур һаҗилириниң ортақ қисмити болуп кәлгән болсиму, бу йил униңдинму ешип кәткән, уларниң қара рәңлик рәхт вә ақ көңләк сетивелиш мәни қилинған.
Мәккә мукәррәм шәһиридә узун вақиттин бири һаҗиларға хизмәт қилиш, уларға тәлим бериш ишлири билән мәшғул болуп келиватқан абдурахман һаҗимға бу һәқтә аңлиғанлирини баян қилди.