Чәтәлләрдики мәтбуатларда хитай һөкүмитиниң уйғур елидики дини бесим сиясити тәнқид қилинмақта

Мухбиримиз ирадә
2015.09.09
xitay-saqchi-meschit-charlash.jpg Хитай қораллиқ сақчилири җүмә намизидин бурун мәсчит әтрапини чарлаватқан көрүнүш. 2009-Йили 10-июл, үрүмчи.
AFP

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида террорлуққа қарши туруш нами астида елип бериватқан һәрикәтлири дунядики көзәткүчиләрниңму диққитини қозғап кәлмәктә.

Бу һәқтә чәтәлләрдә елан қилиниватқан мулаһизиләрдә бейҗиң һөкүмитиниң уйғур елида түрлүк диний зулумларни йүргүзүши нәтиҗисидә келип чиқиватқан ақивәтләрни диний радикаллиққа артип қоюш арқилиқ дуняниң көзини бойимақчи болуватқанлиқи билдүрүлди.

Уйғурлар учраватқан диний бесим дунядики кишилик һоқуқ органлири вә вәзийәт көзәткүчилири диққәт қиливатқан бир мәсилә болуп, һазир бу һәқтә елан қилиниватқан хәвәрләр күндин-күнгә көпәймәктә. “йеңи керала” намлиқ гезитниң хоңкоңда турушлуқ мухбири йеқинда елан қилған “хитайниң шинҗаңдики дөләт терроризми ашкариланмақта” мавзулуқ мақалә әнә шуларниң бири. Мақалә “башқа дөләтләр өз ичидики рәқиблири билән ахбарат алдида очуқ-ашкара күрәш қилиду, әмма хитай өзиниң сиясий мәсилилирини устилиқ билән йошуруп келиватқан бирдин-бир дөләттур” дегән җүмлә билән башланған вә хитай һөкүмитиниң бу ишта қанчилик дәриҗидә устилиқи дәл уларниң уйғурларға йүргүзүватқан вәһшийликини қандақ йошуруватқанлиқида өз ипадисини тапиду, дегән.

Мақалидә, уйғурларниң мусулман түркий милләт икәнлики, уларниң диний етиқади сәвәблик түрлүк ениқсиз җинайәтләр билән қарилинип түрмигә ташлиниватқанлиқи, һәтта өткән йили майда 55 кишиниң интайин қәбиһ болған очуқ мәйдан соти арқилиқ нәччә миң кишигә сазайи қилинғанлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур оқуғучилири вә кадирларни рози тутуштин чәкләйдиғанлиқи, уйғурларниң диний етиқадлирини бәҗа кәлтүрүшигә чәклимә қоюдиғанлиқи қатарлиқларни баян қилип өткән вә мундақ дегән: “ишниң қизиқ йери, һазир хитайниң ғәрбий райони дәп атиливатқан бу земин әслидә тарихта хитай императорлуқиға тәвә әмәс иди. Хитай коммунист һакимийити 1949- йилиға кәлгәндә бу земинни мәҗбурий өзигә қошувалған. Уйғурлар болса һазир исянчилар, дәп атилиду. Хитай бу йәрни ишғал қилғанда инчикилик билән пиланлап туруп һәрикәт қилған, улар алди билән бу земинниң нопус алаһидиликини бузуш үчүн районға зор миқдарда хитай йөткигән. Уйғурлар уларни “сирттин келип, земинини мәҗбурий бесивалғанлар” дәп тонуйду. Уйғурлар болса бүгүнки күндә земинниң байлиқлиридин вә дөләтниң муһим аппаратлиридин чәттә қалдурулмақта.”

Мақалиниң давамида, районда хитайларниңму уйғурларға өчмәнлик қилидиғанлиқи, әмма санаәт үчүн селиниватқан милярдларчә доллар мәбләғдин хушал икәнлики йезилған вә һәр икки тәрәпниң муназирисиниң хитай коммунист һакимийити пәйда қилған зиддийәтни йоқитиш үчүн йетәрлик әмәслики әскәртилгән. Униңда йәнә мундақ дейилгән: “хитайниң худди тибәтни бесивалғандәк, уйғур елиниму мәҗбурий бесивелиши вә буниңға дуняниң сүкүт ичидә қарап туруши қобул қилиш қейин болған бир әһвал. Һазир бу районлар хитайниң истратегийилик вә иқтисадий пиланлирини ишқа ашуруш үчүн қоллинилмақта. Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә кишилик һоқуқ органлириниң районда йүз бериватқан вәқәләрни хитай һөкүмитиниң бесим сияситидин келип чиққан дейиши һәргизму орунсиз әмәс. Хитай һөкүмити районда йүргүзүватқан йиргинчлик сиясәтлирини аз дәп, у йәрдики наразилиқларни “бөлгүнчилик”вә техиму ечинишлиқи “террорлуқ” билән әйибләватиду. Хитай шуни тонуп йетиши керәк, хитай һәргизму дуняни уйғурлар бир қанчә қәбиһ моллиларниң кәйнигә кирип кашила чиқириватиду, дегәнгә ишәндүрүп әхмәқ қилалмайду. Һәргизму йүз бәргән вәқәләрни “террорлуқ” дәп көрситәлмәйду, инсанларни җазалаш арқилиқ өзлири йүргүзүватқан дөләт террорлуқини йошуралмайду.”

Мақалә ахирида, хитай һөкүмитиниң уйғурларни рази қилмай туруп, улар билән мурәссәләшмәй туруп, һәргизму тинч һалда пүтүнлишишни, бирликтә яшашни әмәлгә ашуралмайдиғанлиқи әскәртилгән.

Буниңдин сирт, йеқинда йәнә “дуня дин хәвәрлири” гезитидә елан қилинған бир хәвәр мақалисидә, хитай компартийисиниң хитайда барғансери йейиливатқан ислам дини вә христиан диниға қарита бастуруш тәдбирлирини еливатқанлиқи, уйғур мусулманлириниң рамзан мәзгилидә рози тутушини чәкләйдиғанлиқи, бу сәвәблик уйғур елида һөкүмәткә қарши наразилиқ һәрикәтлири йүз бериватқанлиқи тилға елинған. Мәзкур мақалидә баян қилинишичә, хитай компартийиси христиан черкавлириға қәрәллик һалда бузғунчилиқ қилип, униң йейилишини чәкләшкә тиришип кәлгән болсиму, әмма хитайда католик вә протестант диниға ишинидиғанлар сани сүрәт билән көпийип, 1991- йилидики 8 милйондин һазирқи 100 милйонға йәткән. Йәни, хитай һөкүмитиниң барлиқ чәклимилиригә қаримай, хитайдики мусулманлар вә христианлар сани һазир үзлүксиз көпәймәктикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.