Хитай уйғурларниң ирақ шам ислам дөлитидин һәрбий тәлим-тәрбийә алғанлиқини илгири сүрди

Мухбиримиз әркин
2014.09.22
xitay-saqchi-uyghur-qizi-chong-bazar.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң хәлқаралиқ чоң базар әтрапида коча чарлаватқан көрүнүши. 2009-Йили 14-июл, үрүмчи.
AFP

Хитайниң “йәр шари вақти гезити” дүшәнбә күни хәвәр елан қилип, уйғур илидин чәтәлгә қечип чиққан уйғурларниң қайтип келип, хитайға һуҗум қилиш үчүн ирақ-шам ислам дөлитидин“террорлуқ тәлим” еливатқанлиқини илгири сүргән.

Илгири бәзи таратқулар уйғурларниң ирақ вә сүрийәдики җиһадчиларниң сепидә уруш қиливатқанлиқини оттуриға қойған болсиму, бирақ бу қетим хитай һөкүмәт ахбаратиниң тунҗи рәт ирақ вә сүрийәдики мәзкур радикал сәләфий қораллиқ гуруһниң тәркибидә уйғурларниң барлиқини, уларниң хитайға һуҗум қилиш үчүн “террорлуқ тәлими” еливатқанлиқини елан қилишидур.

“йәр шари вақти гезити”ниң хәвиридә исми ашкариланмиған бир хитай “анти‏ террорлуқ хадими”ниң сөзини нәқил кәлтүрүп, улар террорлуқ маһарити өгинишни истәпла қалмай, әмәлий урушқа қатнишиш арқилиқ хәлқара террорлуқ тәшкилатлири билән болған алақини кеңәйтип, җуңгоға қарши террорлуқ һәрикәтләрни күчәйтиш үчүн қоллашқа еришмәкчи болуватиду, дегән.

Көзәткүчиләр вә хәлқара кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң қаришичә, хитай һөкүмити өзиниң уйғурларни бастурғанлиқини рәт қилип, уйғурларни террорчилиқ билән әйиблисиму, бирақ иҗтимаий тәңсизлик, сиясий зораванлиқ, мәдәнийәт, тил, диний җәһәттики бастуруш уйғурларни радикаллишишқа, һәр хил радикал васитиләрни қоллинип, бастурушқа тақабил турушқа мәҗбур қилған.

“йәр шари вақти гезити” америка башчилиқидики дөләтләр хәлқара иттипақ қуруп, ирақ-шам ислам дөлитигә қарши һәрикәткә өткән бир мәзгилдә, шәрқий түркистан күчлирини ирақ-шам ислам дөлити сепидин орун елиш билән әйиблигән.

Америка хадсон институтиниң тәтқиқатчиси хән лйәнчав әпәндиниң қаришичә, хитай уйғурларни ирақ-шам ислам дөлитигә бағлап, бу арқилиқ өзиниң уйғур илидики наһәқ бастуруш һәрикәтлирини йоллуқ һәм қанунлуқ қилип көрситишкә тиришиватиду.

У: уларниң бундаш дейиши вә бундақ қилишидики мәқсити, бурунқиға охшаш 11‏-сентәбирдин кейин уйғурларниң қаршилиқини әлқаидигә бағлиғандәк, һазир хәлқара җәмийәтниң диққити ирақ-шам ислам дөлитигә мәркәзләшти. Америка мәзкур органни йоқитишқа киришп, униңға зәрбә беришкә башлиғанда, хитай уйғурларни униң билән бағлап көрсәтти. Бу йәрдики мәқсәт наһайити ениқ, йәни хәлқара җәмийәтниң диққитини униң уйғурларға зәрбә бериш, бастурушидин йирақлаштуруп, өзиниң бигунаһ пуқраларни өлтүргәнликини қоллиғузуш. Бу уларниң асаслиқ мәқсити. Мән ирақ-шам ислам дөлитиниң җуңгоға тәһдит пәйда қилғанлиқини көрүп йитәлмидим, деди.

“йәр шари вақти гезити”ниң көрситишичә, уйғурлар ислам дөлитиниң ирақ һәм сүрийәдики һәрикитигә қатнишипла қалмай, улар йәнә ислам дөлитиниң шәрқий җәнуби асиядики шөбилириниң паалийитигә қатнашқан. “йәр шари вақти гезити” бу пикри йеқинда һиндонезийә даирилириниң гуманлиқ 4 уйғурни қолға елип, урларниң ирақ-шам ислам дөлити билән болған алақиси тәкшүрүватқанлиқ хәвиригә асасланған. Һалбуки, һиндонезийә тәрәп уларниң ирақ-шам ислам дөлити билән алақиси барлиқиға даир һечқандақ пакит тепилмиғанлиқини билдүргән иди.

Америкида турушлуқ йипәк йоли мәдәнийәт тәтқиқатчиси доктор қаһар баратниң қаришичә, ирақ-шам ислам дөлити бир хәлқара радикал һәрикәт. Уйғурлар бир мусулман хәлқ болуш сүпитидә бирәр йерим адәмниң мәзкур һәрикәткә қатнишип қелиши нормал әһвал. Бу һәргиз пүтүн уйғур давасиниң һәрикәткә қатнашқанлиқини яки уни қоллиғанлиқини билдүрмәйду.

Қаһар барат мундақ деди: хитай 11‏-сентәбирдики вәқәдин кейин, боз қозғиған террорлуққа қарши күрәшкә йоқилаң йәрдин ‏(уйғурларни) қошувелип, йоқ террорни бар қилип, өзигә бирмунчә иш теривалди. Әгәр бу дорәм йәнә уйғурни ирақ-шам ислам дөлитигә бағлавәрсә, чатақниң чоңини тапиду. Бу төһмәтниң үстигә төһмәтни артивәргәнлик. Уйғурлар он нәччә милйонлуқ бир хәлқ. Биздә һазир йүз миңлап уйғур һәммә йәрдә йүриду. У мусулман хәлқ. Һазир дунядики мәйли афғанистан, мәйли ирақ, мәйли сүрийәдә болсун, мусулманлар сап бир милләт бир иш қилғини йоқ. Ирақтики соқушуватқанларниң 70% чәтәллик пидаийлар. Бундақ әһвалда 4-5 нәпәр уйғурниң униң ичигә кирип қелиши һечқандақ иш әмәс. Әгәр униму төһмәт қилип артса, у һалда вәзийәт техиму яманлишиду. У чағда бизгә йәнә бир йеңи төһмәт қошулиду. Боз қозғиған террорлуққа қарши күрәшкә уйғурларни иттирип әкирип, бунчивала мәсилә чиқарди. Әмди ирақ-шам ислам дөлитигә иттәрсә, охшаш хаталиқ садир қилиду, бәрибир ақивити яхши болмайду.

Униң қаришичә, хитай һөкүмити йеқинқи 20 йиллиқ сиясити арқилиқ уйғур хәлқиниң хитайлар билән ортақ яшаш имканлириға бузғунчилиқ қилған. У мундақ деди: әгәр сән бир аз санлиқ милләтни башқуримән десәң, алғанни аз дәп, униң өзини ундақ харлисаң у турмайду. Хитай мәдәнийәт җәһәттин өз алдиға алаһидә бир дөләт. Бу дөләттә иккила йол бар, я ассимилятсийә болуп түгәйсән, я айрилисән. Баравәр яшаш иши йоқ. Әсли аз санлиқ милләтни башқуримән десәң, сән хәқтин алғандин кейин хәққиму бәр. Көрүп туруватимиз өзбекистан, қазақистанларни русийә қандақ қилғанлиқини. Бизниңкидә бәк инсансизлиқ болуп кәтти, әмди уйғур хәлқи чидимайду. Иккинчи, аз санлиқ милләт тили, дини башқа бир ят милләт. Шуңа, уларға әқәллийси бир һөрмәт болуши керәк. Мән бесивалдим, дәп ундақ сәт зомигәрлик қилип, айропилан, танка, қуруқлуқ армийә билән бундақ һуҗумға өтсәң, хәлқ қандақ чидайду. Әмди хитайлар билән қандақ биргә яшайду. Шуңа, униң һазирқи идийәсидә бизниң хитай билән яшиғудәк йеримизни қоймайватиду.

“вашингтон почта гезити”дә 19‏-сентәбир елан қилинған бир мақалидә көрситишичә, хитайниң шинҗаңдики террорлуқ уруши исламға қарши һуҗумға айланған. Мақалидә, рамзан ейи мусулманлар үчүн роза тутуп, закат беридиған, ибадәт билән шуғуллинидиған ай болсиму, бирақ бу, уйғур илиниң җәнубидики нурғун йеза-базарларда қорқуш, бастуруш вә зораванлиқ ейиға айланғанлиқини тәкитлигән. Мақалидә көрситишичә, “уйғур илида қаршилиқниң башқа шәкиллиригә имканийәт болмиғачқа, дин райондики хитай һөкүмранлиқиға “қаршилиқ қилишниң символи” болуп қалған.

Хән лйәнчав әпәнди, исламға қаритилған бу хил бузғунчилиқ ислам дунясиниң наразилиқ вә қаршилиқини қозғайдиғанлиқини билдүрди. У: мениңчә, бу чоқум ислам дунясиниң инкасини қозғайду. Чүнки, сән пүтүн бир ислам диниға қара чаплисаң, буниң қаттиқ наразилиқ қозғайдиғанлиқи чоқум. Бу, чоқум мусулманларниң радикаллишишини кәлтүрүп чиқириши мумкин. Униң һазирқи усули ислам динидики бәзи мөтивәр диний затларниң кишиләрни ислам диний қаидисигә асасән һәқиқий йитәклишигә йол қоймайла қалмай, қуран курси ечишни өз ичигә алған диний паалийәтләрни чәкләватиду. Бирақ диний радикаллиқни зәрбә бериш арқилиқ бастуруш усули һәргиз яхши усул әмәс. Бәлки, бундақ усул диндарларни техиму радикаллишишқа мәҗбурлайду. Бу кишини әндишигә салидиған бир әһвал. Диний радикаллиқ мәвҗут болған тәқдирдиму, у зораванлиқ қилмиғучә униң мәвҗут болуп турушиға чеқилмаслиқ керәк. Шундақ қилғанда мәсилини диалог, сөһбәт арқилиқ һәл қилиш имканийити туғулиду, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.