Уйғур муслимәләр чәтәлләрдә 2
2016.08.18

Хитай һөкүмити уйғур аяллириниң һиҗаблинишиниға охшаш диний қаидиләр бойичә кийинишини чәкләшни қанунлаштурушини йоллуқ көрситиш үчүн, “аялларниң орнивелиши” ни чәкләш тоғрисидики қанун бәлгилимилириниң башқа әлләрдиму барлиқини мисал кәлтүрүп тәшвиқат елип бармақта. Бу һәқтә өзиниң инкасини билдүргән чәтәлләрдики һиҗаблиқ уйғур ханим - қизлар, хитай мисал алған қисмән әлләрдики аялларниң оринивелишни чәклишигә даир бәлгилимиләрниң һиҗаб әмәс, бәлки йүзни пүтүнләй йепивелишқа қаритилғанлиқини һәмдә бу хилдики чәклимиләрниң мусулманларниң нормал диний етиқад әркинликигә дәхли йәткүзмигәнликини билдүрмәктә. Шундақла улар хитайниң һәр қандақ шәкилдики диний йосунда кийинишини чәкләш арқилиқ, барлиқ уйғурларниң диний етиқадиға әҗәллик зәрбә беришни мәқсәт қилғанлиқини көрсәтмәктә.
Юқиридики улиништин, мухбиримизниң әнглийә вә фирансийәдики һиҗаплиқ уйғур ханимлар билән өткүзгән сөһбитиниң тәпсилатини аңлаңлар.