Хитай һөкүмитиниң нәзиридә қанунсиз диний паалийәтниң 26 түрлүк ипадиси

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2014.02.11
chen-yuenxua-xoten-din-hijab-romal-yaghliq.jpg Хотән шәһәрлик партком секретари чен юәнхуа “мубада, дохтурханида бирәр йүзини япқан аял байқилип қалса, дохтурханиниң давалаш иҗазәтнамисини бикар қилип дохтурханини печәтләймиз...” дәп тәһдит салған. 2014-Йили 12-январ, хотән.
hts.gov.cn

Йеқинда мәрипәт тор бекитидә “хитай һөкүмитиниң нәзиридә қанунсиз диний паалийәтниң 26 түрлүк ипадиси” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә хитай һөкүмити қанунсиз диний паалийәт дәп бәлгилигән маддиларниң һәммисини әйнән баян қилип өткән.

Улар төвәндикичә:

  1. Диндин пайдилинип җәмийәт тәртипигә тәсир йәткүзүп, дөләтниң маарип түзүмигә кашила пәйда қилиш, мәмурийәт, әдлийә, пиланлиқ туғут сиясити вә мирас бөлүшүш һәм дөләт мәнпәитигә һәмдә пуқраларниң қанунлуқ һоқуқ-мәнпәитигә зиян йәткүзүш қилмишлири.
  2. Башқиларниң диний етиқад әркинликигә арилишип, динға етиқад қилиш, роза тутуш, намаз өтәшкә зорлаш яки динға етиқад қилишқа мәҗбурлаш, роза тутушни баһанә қилип амминиң нормал ишләпчиқириш, тиҗарәт вә иҗтимаий паалийәтлиригә арилишиш, аялларни мәсчиткә кирип намаз өтәшкә, чүмбәл тартишқа зорлаш қилмишлири.
  3. Вәтәнпәрвәр диний тәшкилат тәклип қилмиған, дин дәрси өтүш салаһийәт гуваһнамиси йоқ хадимларниң диний паалийәтләрни тәшкилләп, риясәтчилик қилиш, диний мурасим өткүзүш қилмишлири.
  4. Тәстиқлатмай туруп диний паалийәт сорунидин башқа йәрләрдә диний паалийәт тәшкиллигән диний хадимлар вә динға етиқад қилғучи амма, диний паалийәт сорунидин башқа йәрдә динни тәшвиқ қилған, тойин дини әқидилирини сөзлигән, топлишип диний паалийәт қилған қилмишлар.
  5. Тәстиқлатмай туруп башқа җайдин өз бешимчилиқ билән диний хадимларни тәклип қилған җүмлидин ички өлкиләрдин диний хадимларни аптоном районимизға тәклип қилип, диний паалийәт өткүзгән қилмишлар.
  6. Өзини диний әһкамларни тәрғиб қилғучи дәвелип, өз мәйличә мурит йетиштүргән, өз бешимчилиқ билән поп болувелип, чәт әл диний тәшкилатлириниң вәзлирини қобул қилған қилмишлар.
  7. Қанунсиз дин өгитиш синипи (нуқтиси), монах, теологийә синипи ачқан, тәстиқлатмай туруп шәхсий дин өгәткән қилмишлар.
  8. Тәстиқлатмай туруп, һәр дәриҗилик түрлүк мәктәпләр вә ғәйрий маарип аппаратлирида дин дәрси тәсис қилған яки диний паалийәт билән шуғулланған қилмишлар.
  9. Қурамиға йәтмигәнләрни мәктәпләрдә намаз өтәшкә, роза тутушқа зорлиған, күшкүрткән, қанат астиға алған, оқуштин ваз кечишкә зорлиған қилмишлар.
  10. Никаһлиниш гуваһнамиси алмай туруп “никаһ” оқутуштәк диний мурасим арқилиқ той қилған, никаһтин аҗришиш рәсмийитини қанун бойичә өтимәй “үч талақ” қилиш усули билән никаһтин аҗришишқа арилишиш қилмишлири.
  11. Бикар қилинған диний, феодаллиқ имтияз вә експилататсийә түзүмини әслигә кәлтүргән яки шәкли өзгәргән һалда әслигә кәлтүрүп, “поп” ларни варислиқ қилдурған, алмаштурған, ахунларни әвәткән, диний дәрс өшрә-закити йиғқан қилмишлар.
  12. Диний паалийәт сорунлириға юқири авазлиқ канай орнитип диний паалийәт қилған, даим диний паалийәтләргә арилашқан қилмишлар.
  13. Той, дәпнә мурасими вә аилә йиғилишлириға һәмдә “мәшрәп” ләргә қатнишиштин пайдилинип “тәблиғ” қилған, диний әқидиләрни тәрғиб қилған қилмишлар.
  14. “һалал” билән “һарам” ни дәстәк қилип, диний радикал идийәләрни тәрғиб қилип, нормал диний паалийәтләргә арилашқан қилмишлар.
  15. Ичкиридики қанунсиз диний тәшкилатларға хадим әвәтип, ғоллуқ хадимларни тәрбийиләш вә мәбләғ билән тәминләш усуллири арқилиқ аптоном районимиздики динға етиқад қилғучиларни өз йениға тартқан, мәхпий күчләрни тәрбийиләп, қанунсиз диний тәшкилат қурған қилмишлар.
  16. Тәстиқлатмай туруп өз бешимчилиқ билән “әрваһи алмашқан лама” ни издигән һәмдә район атлап әрваһи алмашқан балини издигән, бекиткән қилмишлар.
  17. Охшашмиған динлар арисида қәстән хирис пәйда қилип, охшашмиған мәзһәпләр арисида маҗира шәкилләндүрүп, чатақ чиқарған қилмишлар.
  18. Тәстиқлатмай туруп қанунсиз диний нәшр буюмлири вә үн-син буюмлирини тәһрирлигән, тәрҗимә қилған, нәшр қилған, басқан, көпәйткән, ишлигән, тарқатқан, сатқан, тәрғиб қилған қилмишлар.
  19. Тәстиқлатмай туруп рәқәмлик нәшр, интернет, янфон, запас шараитлиқ ахбарат васитилиридин пайдилинип динни тәшвиқ һәм тәрғиб қилған қилмишлар.
  20. Сүний һәмраһ қобуллиғучи әслиһәләрдин қанунсиз пайдилинип, чегра сиртидики диний радио-телевизийә программилирини аңлаш, көрүш, тәрғиб қилиш қилмишлири.
  21. Мәмликәт характерлик диний өмәкни өз бешимчилиқ билән тәшкиллигән һәм һәҗ тавап қилишқа мәсул болған қилмишлар.
  22. Тәстиқлатмай туруп өз бешимчилиқ билән чегра сиртидики тәшкилат яки шәхсниң вә чегра ичидики қанунсиз диний тәшкилатниң диний характерлик ианисини қобул қилған қилмишлар. Мәсилән: тарқақ һәҗ
  23. Тәстиқлатмай туруп, өз бешимчилиқ билән дөләт ичи-сиртидики диний тәшкилатниң тәрбийиләш һәм түрлүк йиғинлириға қатнашқан, өз бешимчилиқ билән дөләт (чегра) сиртидики диний тәшкилат билән алақилишип, диний паалийәт вә бериш-келиш қилған, чегра ичидики қанунсиз диний тәшкилатниң тәрбийиләш һәм түрлүк йиғинлириға қатнашқан қилмишлар.
  24. Чегра сиртидики тәшкилат һәм шәхсләр билән тиҗарәт, саяһәт, дин өгиниш, оқушқа бериш, мәдәнийәт алмаштуруш, апәткә учриған районға вә оқушқа ианә бериш, намратларни йөләш, кесәлликниң алдини елиш-давалаш қатарлиқ намлар билән динни тәрғиб қилған қилмишлар.
  25. Тизимлатмай яки тәстиқлатмай өз алдиға паалийәт нуқтиси тәсис қилған, тәстиқлатмай диний паалийәт сорунлирини салған, кеңәйткән, өзгәртип салған яки башқа қурулушларни диний паалийәт соруниға өзгәрткән, мәбләғ селишни баһанә қилип, ибадәтхана, мәсчитләрни кеңәйткән қилмишлар.
  26. Тәстиқлатмай туруп диний паалийәт сорунлириниң сиртиға чоң типтики диний һәйкәлләрни турғузуш қилмишлири.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.