Хитай даирилири: “һәҗ қилғучилар алди билән компартийәгә садақитини билдүрүши лазим!”
2018.04.25
Уйғурларниң мәниви һаятидики әң муһим мәзмунлардин болған ислам диниға мунасивәтлик паалийәтләрниң изчил бастуруш нишани болуп келиватқанлиқи мәлум. Бу мәсилиләргә четилип миңлиған кишиләр “тәрбийәләш мәркәзлири” намидики йиғивелиш лагерлириға яки түрмиләргә йоллиниватқанда хитай һөкүмити “хәлқ турмушиға асанлиқ туғдуруш” дегән нам астида буниңдин кейинки һәҗ ишлириға қатнашмақчи болғанларниң “халиған вақитта халиғанчә торға чиқип торда илтимас қилса болидиғанлиқи” ни җакарлиған.
Мәзкур йеңи чарә бойичә ечилған тор бети үрүмчи шәһәрлик милләт вә дин ишлири идарисиниң башқурушида болуп, униңда һәҗгә бармақчи болғанлар өзиниң хусусий учурлирини мушу тор бети арқилиқ тапшурса болидиғанлиқи әскәртилгән. Һалбуки бу һәқтики башқуруш чарисиниң 2-бабида буниңдики бир муһим нуқта, йәни һәҗ илтимаси тапшурғучиниң җәзмән 50 яш билән 70 яш арилиқидики киши болуши тәкитләнгән.
Бу ғәйрийлик көплигән кишиләрниң диққитини қозғиғини мәлум. Әнә шу хил һәйранлиқниң бир ипадиси 24-апрел күни “сода ички хәвәрләр” торида елан қилинған розий перпер вә тара чан имзасидики “хитайда мусулманлар мәккә сәпиригә атлиништин бурун компартийәгә өз садақитини көрситиши лазим” сәрләвһилик мақалида әкс әтти.
Мақалида көрситилишичә, 2017-йили сентәбирдә ечилған бу тор бәттә һәҗ сәпиригә илтимас қилғучилар алди билән торда өз материяллирини тапшуруши, шу қатарда өзлириниң дөләткә вә җәмийәткә садиқ икәнликини, шундақла компартийә рәһбәрликини вә милләтләр иттипақлиқини қәтий һимайә қилидиғанлиқини билдүрүши лазим икән. Һалбуки, ичкири өлкиләрдики һәҗ ишлириға торда илтимас қилишта һечқачан бундақ тәләп оттуриға қоюлмиған икән.
Биз бу һәқтики әһвалларниң тәпсилатини ениқлап көрүш мәқситидә үрүмчи шәһәрлик милләт вә дин ишлири комитети билән алақиләшкән болсақму, идарә хадими һазир кишиләрниң иштин чүшүп кәткәнликини, һәҗ ишлирини башқуридиған ишханиниң телефон номурини билмәйдиғанлиқини баһанә қилип телефонни қоювәтти.
Мәзкур мақалида вә инсан һәқлиригә мунасивәтлик хизмәтләр билән мәшғул болуватқан тәшкилатларниң доклатлириға, шуниңдәк радийомизда берилгән хәвәрләргә қариғанда хитай һөкүмити изчил уйғурларниң чәтәлгә чиқишини “диний әсәбийлик” кә бағлап бастуруватқанлиқи мәлум. Йәнә келип 2016-йили уйғурлар дияридики милйонлиған кишиләр қоллиридики паспортни сақчиханиларға тапшуруп беришкә буйрулған иди.
Уйғурлар дияриниң вәзийити билән яхши тонушлуқ мутәхәссисләрдин роз халмән техника университетиниң профессори тим грос бу һәқтә “сода ички хәвәрлири” гезитигә сөз қилип “чәтәлгә чиққан уйғурлар һәрқачан һөкүмәтниң һуҗум нишани болуп қеливатиду. Бундақ кишиләр бирдәк ‛йепиқ тәрбийәләш мәркизи‚ гә өгинишкә әвәтилиду” дегән. У бу һәқтә тохтилип “уйғур достлирим билән болған алақә җәрянида аилә әзалиридин бирәри ‛қара тизимликтики дөләтләр‚дә оқуватқан яки ишләватқан кишиләрниң қолға елиш нишани болуватқанлиқини аңлидим” дегән.
Уйғурларниң чәтәлгә чиқиши һәмдә диний етиқадқа мунасивәтлик паалийәтлирини изчил бастуруп келиватқан, җүмлидин әң әқәллий диний һәқләрдин болған рамизан розисини тутуш, сақал-бурут қоюш, яғлиқ-ромал артиштин тартип исламий мәзмундики исимларни қоюшқичә чаңгал селип кәлгән хитай һөкүмитиниң нөвәттики һәҗ чәклимилири һәққидә “сода ички хәвәрлири” дики мақалиниң апторлири буниң йеңи вәқә әмәсликини алға сүриду.
Уларниң пикричә буларниң һәммиси хитай һөкүмити өткән йиллардин башлап омумлаштурушқа башлиған “мәсчитләрни сиясий тәшвиқат орниға айландуруш” урунушиниң давами халас. Шу вақитлардила мәсчитләрниң алди йүзигә “партийәни сөйүш, дөләтни сөйүш” дегән хитайчә вә уйғурчә плакатлар көпләп есилғанлиқини алаһидә тәкитлигән апторлар “шүбһисизки, һөкүмәтниң бу җайдики назарәт механизми барғансери зорийип маңмақта” дәйду.
Бу һәқтә пикир қилғучилардин түркийәдики уйғур диний алим һәбибулла күсәни хитай компартийәсиниң һәҗ қилғучиларни яш чәклимиси арқилиқ контрол қилишиға қарита “уларниң әзәлий гуманхорлуқи буниң сәвәбчиси” дәп қарайду. Униң пикричә, хитай һөкүмити әқлий қуввити урғуп турған яшларниң чәтәлгә чиқип ташқи дуня билән учришишидин һәмдә йеңилиқларни қобул қилип уни вәтәнгә апиришидин бәкму әнсирәйдикән.
Хитай компартийәсигә охшаш диний етиқадни қәтий инкар қилидиған бир сиясий партийәниң уйғур һәҗ қилғучиларни алди билән өзлиригә садақитини билдүрүшкә мәҗбурлиши һәққидә тохталған һәбибулла күсәни хитай компартийәсиниң бу қилмиши мәйли диний нуқтидин болсун яки хәлқаралиқ қанун җәһәттин болсун бирдәк инсанийәткә қарши һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.
Мәлум болушичә, хитай компартийәсиниң диний затларни илаһқа әмәс, бәлки партийәгә һәмдә хитай дөлитигә садиқ болушқа мәҗбурлаш қилмиши охшаш болмиған җайларға кеңийиш алдида турмақтикән.