Хитайниң диний радикаллиқни йоқитиш һәрикитидә уйғур қиз, аяллири нишанға елинған
2017.06.20
Уйғур елида уруқ-туғқан вә ача-сиңиллири диний әсәбийлик дегән баһанидә тутқун қилинған аңлиғучилиримизниң йәткүзүшичә, йеқинқи икки айда, хитай һөкүмити мәхсус диний радикаллиққа қарши қаттиқ бастуруш һәрикитини қанат яйдуруп, өй ахтуруш, янфонлирини тәкшүрүш җәрянида динға мунасивәтлик сүрәт яки мәзмунлар байқалғанларни, һиҗабланған аялларни қара-қоюқ тутқун қилип, тез арида җаза көрмәктә икән, җаза бекитилмигәнлирини болса айлардин буян “радикаллиқни түгитиш тәрбийиләш курс” лириға йиғивалған болуп, ғәйрий рәсмий түрмә шәклидики бу курслар асасән һәммә кәнтләрдә тәсис қилинған. Бу хил ғәйрий рәсмий түрмиләрдә қиз-аялларниң саниниң пәвқуладдә көп икәнлики инкас қилинди.
Бу һәқтики игиләшлиримиз давамида, ениқ санлиқ мәлуматқа игә болалмиған болсақму, әмма һиҗаблиқ аялларни тутушқа кәнт сақчиханилири мәсул болушиға қаримастин, уларни мәхсус айрим бир категорийәгә киргүзүп тутуп турушқа кәнт һөкүмәт органлири мәсул болуватқанлиқи дәлилләнди.
Радийомизға йеқиндин буян чәтәлләрдики уйғурлар язма вә телефон арқилиқ учур йәткүзүп, нурғун уйғурларниң тутқун қилинғанлиқини, болупму рамизан һарписидин башлап диний тәлимгә игә, ислами йосунда яшаватқан, һиҗабланған, сақал қойған кишиләрниң йүрүш-туруши сәвәблик яки иҗтимаий алақә васитилиридә диний мәзмунларни көргән яки йоллиғанлиқи үчүнла тутқун қилинип, бәзилириниң из-дерики болмайватқанлиқини билдүрди. Инкасларда һәммидин көп, уйғур қиз, аялларниң, аниларниң, аилисидин, балилиридин мәҗбурий айрилип, даириләр тәрипидин қери-яш демәйла кәнтләрдики тутуп туруш орунлири, аталмиш радикаллиқни түгитиш курслириға елип кетилип, айларчә солап қоюлуватқанлиқи һәмдә сирт билән алақисиниң пүтүнләй үзүветилгәнлики қатарлиқ әһваллар болмақта. Йеқинда һәтта, бир қазақ зиялий хитай даирилириниң диний радикаллиққа қарши намида елип бериватқан бастурушлирида уйғурларла әмәс, ислам диниға етиқад қилидиған қазақ вә башқа милләтләрниңму қечип қутулалмиғанлиқини ейтқан иди.
Биз түркийәдин инкас қилғучи бириниң тәминлигән учуриға асасән, аилисидин аяли вә ачиси һиҗабланғанлиқи үчүн тутуп кетилип, бир айдин буян көрүштүрүлмигәнлики үчүн наһийигичә әрз қилип берипму тутқун қилинған аяли вә ачисиниң хәвирини алалмиған хотән бир уйғур билән алақиләштуқ, әмма у, өзиниң вә тутқун қилинғанларниң нам шәрипини ейтқанда, уларниң бешиға техиму чош бала-қаза келиши мумкин дәп ойлаватқанлиқини, шуңлашқа даириләрниң тәһдити түпәйли сүкүт қилип хәвәр күтүштин башқа амали йоқлуқини билдүрди.
Униң ейтишичә, кәнт даирилиридики орган кадирлири бир һәптә аввал өй тәкшүрүшкә киргәндә, һиҗабланған һалда намаз оқуватқан аяли вә ачисини байқап тутуп кәнткә елип кәткән. Шундин буян уларниң хәвирини алалмиған. Әмма, даириләр униңға тола келип аварә қилмаслиқни агаһландуруп, 3 айдин кейин қоюп беридиғанлиқини ейтқан.
Хотән лоп җамаәт хәвпсизлик идарисидин бир уйғур сақчи телефонни елип, һазирқи асаслиқ вәзипиниң диний радикаллиқни түгитиш икәнликини дәлиллигән болсиму, мунасивәтлик тутқунлар сани вә уларниң нәдә, қачанғичә тутуп турулидиғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб беришни рәт қилди.
Лоп наһийәлик җамаәт хәвпсизлик идариси тармиқидики тутуп туруш орнидин зияритимиз қобул қилған бир сақчи, йеқинқи бир һәптә җәрянида һиҗаблиқ, яғлиқ артқан аялларни тәкшүрүш вә тутуш җиддий елип берилғанлиқи үчүн, кәнтләрдә орган кадирлири йетишмәй, һазир сақчиларниңму мәхсус шуларни чарлаш вә тутушқа сәплиниватқанлиқини, әмма уларни тутуп туруш, тәрбийиләшкә кәнт органлири өзлири мәсул болғачқа, бу тутуп туруш орнида 3 аялдин башқа аял йоқлуқини ейтти.
Лоптики бир кәнттә аялларни радикаллиққа қарши курста тәрбийиләшкә қатнишиватқан бир яш аял кадир билән алақиләштуқ, йеңи хизмәткә чүшкән бу қиз көп нәрсә дейишкә петиналмиған болсиму, аялларниң айрим өгиниш қиливатқанлиқини, кәнттики аялларни кәнт аял кадирлириниң тизимлики бойичә қәрәллик тәкшүрүп туридиғанлиқини, мәсилә көрүлгәнликини өгиниш курслириға йоллап туруватқанлиқини ейтти. Әмма башқа соаллиримизға җаваб бәрмәй телефонни үзди.
18-Июн аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик идариси үндидар суписида “Қанунсиз диний паалийәт вә радикаллиқниң 26 хил ипадиси” ни тарқатқан болуп, униңда һәтта иҗтимаий алақә васитилиридә қанунлуқ яки қанунсиз болушидин қәтийнәзәр, һәр қандақ динға мунасивәтлик мәзмунни тарқатқандин башқа көргәнләрниңму қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқи көрситилгән.
Бурун даириләр йүзини япқан, җилбап, ниқаб, һиҗаб қатарлиқларни кийгәнләрни диний радикаллиқ категорийәсигә алған болса, бу йеңилиған чәкләш тәдбиридә, лечәк тақиғанларниму, һәтта түркийә байриқиниң сүрити бар кийимләрни, ай юлтуз бәлгиси бар зиннәт буюмларни тақашниму тәқипләш категорийәсигә рәсмий киргүзгән вә йәнә аялларниң сорунлардин пайдилинип диний тәблих қилиши вә аңлишиму қанунсизлиқ санилидикән.
Буниң алдида, даириләр уйғур елидики дохтурхана, һөкүмәт иш беҗириш орунлири, май қачилаш понкитлири, һәтта аммиви қатнаш қораллири, күтүпханиларға охшаш иҗтимаий сорунларғиму һиҗаблиқ айлларниң киришини чәкләйдиған мәхсус уқтуруш вә тәдбирләрни елан қилған иди.
Хитай һөкүмити бу йил йеңидин чиқирип, уйғур елидила иҗра қиливатқан “радикаллиқни йоқитиш”, “террорлуққа қарши туруш” йәрлик тәдбирини иҗра қилишқа башлиғандин буян, хитай һөкүмитиниң уйғурларни нишан қилған тәқибләш даирисиниң йәниму кеңәйтилгәнлики мәлум. Әмма бу һәқтә даириләр вә йәрликтин әһвал игилишимиз йеқиндин буян техиму зор кашила вә тосқунлуққа учримақта. Бу хил әһваллар районда рамизан киргәндин буян вәзийәтниң йәниму кәскинләшкәнликидин дерәк бәрмәктә.