Хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурларниң диний әркинликини қоллаш үчүн иптар зияпити бәрди
2014.07.10
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай һөкүмитиниң уйғурларға қойған рамизан чәклимисигә наразилиқ билдүрүш үчүн мәхсус иптар зияпити бәрди. 9-Июл күни кәчтә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән иптар зияпитигә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим алаһидә меһман сүпитидә тәклип қилинди.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати вашингтон ишханисиниң мудири т. Кумар башчилиқида һәрқайси башқа кишилик һоқуқ органлириниң вәкиллири вә уйғур җамаитиниң қатнишиши билән өткүзүлгән иптар зияпитидә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириниң диний етиқадиға қиливатқан бузғунчилиқи тәнқид қилинди.
Т кумар мундақ деди: бу улуғ рамизан чәкләнгән бирдинбир дөләт хитайдур, бу чәклимигә учраватқан хәлқ уйғурларду. Бизниң мундақ бир күндә бу иптар паалийитини уюштурушимиз, әнә шу уйғурларға “силәр ялғуз әмәс” дегән садани йәткүзүш.
Паалийәткә йәнә америка дөләт мәҗлиси, дөләт ишлар министирлиқи, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вәкиллири вә вашингтон әтрапидики уйғурлар болуп 140 қа йеқин адәм қатнашти.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати паалийәт мунасивити билән елан қилған баянатида һазир хитайда зиярәттә болуватқан америка дөләт ишлири министири җон керийини икки тәрәп сөһбитидә уйғурларниң мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирди. Улар баянатида нохтилиқ һалда уйғурларниң рамизанлиқ ибадәтлириниң тосқунлуққа учраш мәсилиси үстидә тохтилип, “министир җон керий бу мәсилини хитай һөкүмити билән болған сөһбәттә биваситә оттуриға қоюши керәк. Хитайдики мәзгилидә уйғурларниң мәсчитлирини зиярәт қилиши керәк. Әгәр ундақ қилмайдикән, америка хитайниң бундақ чәклимилиригә пәрва қилмайдиғанлиқидәк хата чүшәнчә берип қойиду” дегән.