Америка диний ишлар әмәлдари: хитай һөкүмити уйғур районида түп диний әркинлик һоқуқиға хилаплиқ қилди
2016.07.11

Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң алий дәриҗилик анализчиси тина муфорд, хитайниң уйғур районида түп диний әркинлик һоқуқиға хилаплиқ қиливатқанлиқини илгири сүрди. Униң көрситишичә, роза тутуш-тутмаслиқ һәр бир мусулманниң шәхси әркинлики, балиларниң роза-тутуш-тутмаслиқини хитай һөкүмити әмәс, балиларниң аилиси қарар қилиши керәк.
Хитай һөкүмитиниң һәрқандақ сәвәб билән башқиларниң роза тутушиға арилашмаслиқи керәкликини тәкитлигән тина муфорд ханим америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң бу мәсилидики позитсийәсини униң 6-июл роза һейт күни елан қилған баянатиға даир соаллиримизға җаваб бәргәндә шәрһләп өтти.
Тина муфорд мундақ дәйду: “хитай һөкүмити пуқралириниң саламәтликигә көңүл бөлгәндәк, уларни асрап, шәпқәт көрситиватқандәк қилсиму, әмма униң бу йәрдә йәнила түп диний етиқад әркинликигә сәл қариғанлиқи мәлум.
Мусулманларниң роза тутушини чәкләш дуняниң һечқандақ йеридә көрүлгән әһвал әмәс. Роза-тутуш тутмаслиқ у шәхсниң өзигә бағлиқ. Балиларға кәлсәк, уларниң тутуш тутмаслиқи аилә вә ата-аниларниң қарариға бағлиқ мәсилә. Бу диний әркинликниң түп принсипи. Неминиң пайдилиқ, пайдилиқ әмәсликини улар яхши билиду. Буни һөкүмәт таллап бәрмәслики керәк.”
Америка хәлқара диний әркинлик комитети 6-июл елан қилған баянатида, “комитетимиз (USCIRF) хитай һөкүмитиниң мусулман уйғурлар вә башқа мусулманларға йүргүзгән рамзан мәзгилидики чәкләш тәдбирлирини қаттиқ тәнқид қилиду” дәп тәкитлигән.
Баянатта, америка хәлқара диний әркинлик комитети рәиси томас рес, хитай һөкүмитиниң уйғур районида ишчи -хизмәтчиләр, оқутқучилар вә балиларниң роза тутуши, ибадәт билән шуғуллинишиға чәклимә қойғанлиқини тәнқидләп, “уйғур мусулманлириниң диний ибадәт билән шуғуллинишиға чәклимә қоюлуватқанға узун йиллар болди. Хусусән улар рамзан айлирида еғир күлпәткә учрап, бу һөкүмәтниң ‛шинҗаңда уйғур мусулманлириға диний әркинлик кәң қоюветилди‚ дегән пикрини ялғанға чиқирип кәлди. Уларниң дини әркинликтин бәһримән болғини йоқ. Хитай һөкүмити өз пуқралириниң диний әркинликини рәт қилип, өзиниң асаси қануни вә хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә өлчәмләргә хилаплиқ қилди” дегән иди.
Әмма хитай һөкүмити уйғур райониниң диний әркинлик хатирисини ақлап, бу җәһәттики тәнқидләрни изчил рәт қилип кәлди. У, бу йил рамзан һарписида елан қилған “шинҗаңниң диний әркинлик ақ ташлиқ китаби” да, мусулманларниң диний ибадәт, диний мәдәнийәт, өрп-адәт, һәҗ, диний һессияти, диний қурулуш, һалал йемәк-ичмәккә капаләтлик қилиш қатарлиқ һәр хил диний һәқ-һоқуқлириниң қоғдиливатқанлиқини илгири сүргән.
Әмма тина мофард, хитай һөкүмити өзиниң диний әркинлик өлчимини базарға селиватқанлиқини әскәртип, “әгәр хәлқара өлчәмни асас қилса, уйғур районида диний әркинлик йоқлуқи” ни билдүрди.
Тина муфорд: “хәлқара өлчәмниң өзини асас қилса, шинҗаңда диний әркинлик йоқ, бу наһайити ениқ. Хитай һөкүмити өзиниң өлчимини базарға селиватқандәк қилиду. Униң өлчиминиң хәлқара өлчәмләрдин йирақ икәнликидә һечқандақ гуман йоқ.
Мәсилән, роза тутуш мәсилисиниң өзигә қарап бақайли, әгәр сиз шәхсләрниң өз виҗданиға әгишип, рамизанда роза тутуштәк интайин муһим диний пәризини ада қилишиға йол қоймисиңиз, демәк наһайити ениқки, сиз диний етиқад әркинликиниң хәлқара өлчимигә әмәл қилмайватисиз” деди.
Бәзи мутәхәссисләр, хитай чоң дөләт болсиму, әмма хәлқара өлчәмләргә әмәл қилиш мәсилисидә униң бәзи африқа дөләтлиригә йәтмәйдиғанлиқини билдүрди. Бу қарашни америка мариланд фростбург университетиниң хитай ишлири мутәхәссиси, профессор ма хәййүн әпәнди оттуриға қойди.
Ма хәййүн мундақ дәйду: “гәрчә у (хитай) нопус, земин вә иқтисади чоң дөләт болсиму, әмма униң хәлқара өлчәмләргә әмәл қилиш җәһәттики әһвали адәттики африқа дөләтлиригә йәтмәйду. Хусусән кишилик һоқуқни қоғдаш җәһәттики әһвали. Шуңа, сиз уларниң иш һәрикитини хәлқара өлчәм билән селиштурсиңиз, уларни селиштурушқа амалсиз қалисиз, чүнки, дунядики бир қанчә диктатор дөләттин башқа башқа барлиқ дөләтләрдә аяллар вә балилар қоғдилиду. Шуңа, һазир ниңшя, гәнсу, шинҗаң қатарлиқ мусулман районлирида мәйданға кәлгән мусулманларға қарши сөз-һәрикәтләр бир хил ‛сиясий һаянкәшик‚, ‛билимсизлик‚ кә вәкиллик қилиду. Униң башқа бу йәнә, әмәлдарларниң диққәтни башқа яққа бурап, шәхсий хиянәтчиликини йепишниң бир чариси.”
Ма хәййүн бу қаришини йеқинда радиойимизниң зияритини қобул қилғанда тәкитлигән иди. Униң қаришичә, хитайниң диний сиясити, хитайда мусулманларға қарши кәйпиятниң күчийиши, бу компартийәси ичидики сиясий гуруһлар күриши билән мунасивәтлик.
Ма хәййүн, партийә ичидики бәзи гуруһларниң тоқунуш пәйда қилип, өзиниң сиясий орнини мустәһкәмләшниң пейида икәнликини илгири сүрди.
Ма хәййүн: “һазирқи хитай вәзийити наһайити осал. Шуңа, улар һәрқандақ бир нәрсини баһанә қилип, тоқунуш вә җиддийлик пәйда қилалайду. Улар җиддийлик вә тоқунуш пәйда қилишқа баһанә тапса, өзлирини қутулдурған болиду” дәп көрсәтти.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң баянати пакистан диний тәкшүрүш өмики 26-июн уйғур районида тәкшүрүш елип берип, пакистан диний ишлар министирлиқиға тәкшүрүш доклати сунған, у тәкшүрүш доклатида диний әркинликниң уйғур районида чәкләнгәнликини рәт қилған мәзгилдә елан қилинған иди.
Тина муфорд дүшәнбә күни мухбиримизға бәргән баянатида, пакистан диний өмикиниң тәкшүрүши хитай һөкүмитиниң пиланлиқ орунлаштуруши, контрол қилиши билән астида елип берилғанлиқини билдүрди.
Тина муфор мундақ дәйду: “маңа шу нәрсә ениқки, пакистан вәкилләр өмикиниң зиярити хитай һөкүмити тәрипидин пиланлиқ орунлаштурулған һәм униң контроллуқи астида елип берилған. Улар мәзкур чәтәл вәкилләр өмикиниң зияритигә наһайити обдан тәйярлиқ қилған һәм устилиқ билән оюн қоюп, у йәрдики һәқиқий әһвал вә реаллиқни ясап көрсәткән. Еһтимал, пакистан вәкилләр өмики пуқраларниң диний ибадитини 'әркин 'қиливатқанлиқини көргән болуши мумкин. Бирақ бу һәргиз шинҗаңниң башқа җайлирида қандақ ишларниң боливатқанлиқиға вәкиллик қилмайду. Еһтимал наһайити обдан оюн қоюлди.”