Муһаҗирәттики уйғурлар хитай үрүмчидә чақирған ислам муһакимә йиғиниға инкас билдүрди
2016.07.25
Мәркизи бейҗиңдики хитай ислам дини җәмийити билән җуңхуа дин вә мәдәнийәт алмаштуруш җәмийити бирликтә 20-июлдин 21-июлға қәдәр үрүмчидә ислам дининиң оттураһал йол тутуш идийәси хәлқара муһакимә йиғини чақирған.
Тәңритағ ториниң хәвиридә көрситилишичә, йиғинға хитай, русийә, өзбекистан, қазақистан, қирғизистан вә таҗикистан қатарлиқ дөләтләрдин бир қисим ислам диний алимлири қатнашқан. Йиғинда дуняниң бир қисим җайлирида йүз бериватқан террорлуқ, зораванлиқ һадисилиригә қарита ислам дининиң оттураһал йол тутуш идийәсини ислам динидики айәт-һәдисләр арқилиқ тәһлил қилған. Йиғин ахирлашқандин кейин оттура һал йол тутуш һәққидә хитабнамә елан қилинған.
Үрүмчидә ечилған мәзкур йиғинда муһакимә қилинған “оттура һал йол тутуш” ниң конкрет мәзмунлири, йиғинға қатнашқан кишиләрниң көз қарашлирини игиләш имканийитимиз болмисиму, биз хитай тәрәп йиғинда тәкитләватқан оттура һал йол мәсилиси вә йиғинниң ечилиш түп мәқсәтлири һәққидә үрүмчи шәһәрлик ислам диний җәмийитигә телефон қилдуқ. Бирақ, телефонимиз җавабсиз қалди.
Әмма, хитай ислам диний җәмийитиниң уйғурчә тор бетидики йиғинға аит хәвәрдә көрситилишичә, йиғинда уйғур аптоном районниң рәиси шөһрәт закир сөз қилип, хитайниң ислам динидики оттура һал йол сиясити һәққидә пикир баян қилған. У мундақ дегән: “хәлқарадики диний әсәбийликниң сиңип кириши вә ямришиға әгишип, нурғун дөләтләр униң балайиапәтлиригә учриди. Җуңгониң шинҗаң райониму диний әсәбийликниң зийиниға учриған районларниң биридур. Диний әсәбийликкә қарши туруп вәтәнниң бирлики,милләтләр иттипақлиқи вә җәмийәтниң муқимлиқини қоғдаш 23 милйон һәр милләт хәлқиниң ортақ ирадиси вә аңлиқ һәрикитигә айланди.”
У йәнә сөзидә, бу қетимқи йиғинниң асаслиқ мәқсити уйғур елида милләтләр иттипақлиқини вә муқимлиқни илгири сүрүш икәнликини оттуриға қойған.
Хитай мәмликәтлик диний ишлар идарисиниң башлиқи ваң зуән сөз қилип, әсәбийликниң пәйда болуши вә ямришиға тақабил турушта қилишқа тегишлик ишлар қатарида тәшвиқат -тәрбийини қанат яйдуруш, қанундин пайдилинип әсәбий идийини тосуш керәкликини көрсәткән. У:“диний затларниң актип ролини җари қилдуруп, шәриәтни чүшәндүрүш хизмитини чоңқур қанат яйдуруп, әсәбий күчләрниң сәпсәтилиригә системилиқ һалда рәддийә берип, мусулман аммини тоғра етиқад тикләп әсәбийликкә қарши турушқа йетәкләш керәк” дегән.
Йиғинда шундақла хитай, русийә вә оттура асия әллири террорлуқ, бөлгүнчилик, радикаллиққа қарши турушта өз-ара һәмкарлиқни күчәйтип район тинчлиқни вә бихәтәрликини қоғдиши керәклики тәкитләнгән.
Хәвәрдә дейилишичә, һәр қайси дөләтләрдин кәлгән ислам дини өлималири бөлгүнчилик вә радикаллиққа қарши туруш җәһәттики өзлириниң көз қарашлирини баян қилип өткән.
Үрүмчидә чақирилған мәзкур йиғин муһаҗирәттики уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири билән бир қисим диний зиялийларниң күчлүк инкасини қозғиди.
Алди билән дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим хитай ислам җәмийитиниң ачқан бу қетимқи мәхсус хәлқаралиқ исламдики оттура һал йол мәсилисигә аит йиғиниға өзлириниң алаһидә диққәт қилғанлиқи, йиғинда әсли ислам дини билән мунасивити болмиған яки диний алим һесабланмиған, әксичә атеист әрбабларниң сөз қилип, әсәбийликкә қарши туруш вә хитай дөлитиниң сияситини тәрғиб қилишни баштин -ахири асасий нуқта қилиши, уларниң мәзкур йиғинни сиясий мәқсәт үчүн хизмәт қилдурушни көзлигәнликини тәкитлиди.
У, йәнә мәзкур йиғинни асаслиқи шаңхәй һәмкарлиқиға әза дөләтләрниң кишилирини чақирип келип ечиши вә ахирида бу дөләтләр билән әсәбийликкә қарши турушта һәмкарлишишни тәкитлиштики мәқситиниң хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт билән бирлишип уйғурларниң дини етиқад әркинлики, кишилик һоқуқи вә сиясий һоқуқлирини қоғдаш һәрикәтлиригә уйғур дияридила әмәс, бәлки оттура асия районлиридиму зәрбә беришни күчәйтмәкчи болғанлиқини илгири сүрди.
Һазир германийәдә яшаватқан, мисирдики әләзһәр университетини пүттүрүп, мәхсус ислам дини саһәсидә йетишкән уйғур өлималиридин бири турғунҗан алавудун әпәнди исламдики оттура һал йол мәсилиси вә хитай һөкүмити дәватқан оттура һал йол мәсилиси һәққидики өз қарашлирини оттуриға қойди.
Хитай ислам җәмийитиниң рәиси һилалидин чен гуаңйүән ахун йиғинда қилған тәбрик сөзидә: “мусулманларниң маарип ишлирини зор күч билән тәрәққий қилдуруп, ислам дининиң илимгә әһмийәт беридиған, мәрипәтни улуғлайдиған роһини җанландуруп, яш әвладларға ислам дининиң һәқиқий мәниси вә қиммитини тонутуп, әсәбийликниң җаһалити вә зиянкәшликигә өзлүкидин тақабил туруш иқтидарини юқири көтүрүш керәк” дәп тәкитлигән.
Уйғур өлимаси турғунҗан алавудон әпәнди һилалидин чен гуаңйүән ахунниң сөзлири һәққидә пикир баян қилип, хитай һөкүмитиниң, 18 яштин төвәнләр мәсчиткә кирсә, дини паалийәт билән шуғулланса болмайду, һөкүмәт кадирлири, оқуқтучи-оқуғучилар дини паалийәткә қатнашса болмайду дегәндәк бәглимиләрни чиқирип, уйғур мусулманлириниң өзлирини диний җәһәттин тәрбийилишигә, болупму яш -әвладларға диний билимләрни беришигә йол қоймиғанлиқини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса хитайниң үрүмчидә чақирған бу йиғинини өзини ислам дуняси вә хәлқара җәмийәткә динни қоғдайдиған вә һөрмәт қилидиған қилип тәшвиқ қилиш тактикисидин ибарәт икәнликини, әмма хәлқаралиқ диний вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң доклатлирида хитайдики уйғурларниң, тибәтләрниң, хирстиянларниң, фалуңоңчиларниң шуниңдәк башқа дини гуруппиларниң диний паалийәтлириниң даим бесим вә зәрбә бериш обйекти болуп келиватқанлиқини изчил тәнқидлиниватқанлиқини билдүрди.
Түркийәдә уйғур тилида нәшр қилинидиған “шәрқий түркистан мусулманлири” журнилиниң баш муһәррири, илгири мисирдики әл-әзһәр университетида тәлим көргән тәтқиқатчи абдуҗелил туран үрүмчидә чақирилған мәзкур муһакимә йиғининиң ислам динида дейиливатқан оттураһал йол тутуш тәлимати билән
Пүтүнләй қарму-қарши идийидики йиғин икәнликини илгири сүрди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2014-йилидин буян уйғур райони вә башқа мусулманлар районида ислам динидики оттураһал йол тутуш идийиси тәшвиқати хизмитини елип берип,бу арқилиқ милләтләр иттипақлиқини бәлгилик һалда яхшилимақчи болған. Хитай оттураһал йол мәсилисигә аит мәмликәтлик йиғиниму 2014-йили үрүмчидә чақирилған иди.