Уйғур җәмийитидә хәлқарада тәнқид қилиниватқан “террорлуқ вә диний әсәбийлик” идийиси мәвҗутму?

Ихтиярий мухбиримиз еһсан
2014.07.30
diniy-ziyaliy-abdulla-ehed.jpg Шиветсийәдә яшаватқан диний зиялий абдулла әһәд(оттурида) “хотәндики қериндашлар, биз диний әсәбийликкә қачанғичә йол қойимиз?” намлиқ очуқ хәткә қарита өз көз қаришини баян қилди. 2014-Йили июл, шиветсийә.
RFA/Ehsan

Шиветсийәдә яшаватқан диний зиялий абдулла әһәд хотән вилайәтлик милләт-дин ишлири идарисидики кадирлар тәрипидин елан қилинған “хотәндики қериндашлар, биз диний әсәбийликкә қачанғичә йол қойимиз?” намлиқ очуқ хәткә қарита өз көз қаришини баян қилди.

Хотән вилайәтлик аталмиш милләт-дин ишлири комитетидики кадирлар намида 2014-йили 6-айниң 12-күни елан қилинған “хотәндики қериндашлар, биз диний әсәбийликкә қачанғичә йол қойимиз?” намлиқ очуқ хәт идарә органниң рәсмий мәсулиниң намида әмәс, алтә хитай, йәттә уйғур намидин елан қилинған болуп, хитай даирилири дава қилғандәк, уйғур җәмийитидә “террорлуқ вә диний әсәбийлик” идийиси зади мәвҗутму әмәсму? бүгүнки күндә хәлқарада тәнқид қилиниватқан “террорлуқ вә диний әсәбийлик” идийисиниң хәлқарада бирликкә кәлгән өлчими билән хитай даирилири уйғурларға қарши дава қилған аталмиш “террор, үч хил күч” уқуминиң өлчими арисидики пәрқләр нәдә? ислам дунясида тәшәббус қилиниватқан “динда оттураһал йол тутуш” йүксәк идийиси билән хитай даирилири тәшвиқ қиливатқан “җәмийәттики қоюқ диний кәйпиятни аҗизлитиш” маһийәттә атеизм тәтүр тәшвиқатиниң охшашмайдиған тәрәплири қайси?

Диний зиялий абдулла әһәд юқиридики соалларға җаваб берип мундақ деди: ‏дәрвәқә, уйғурлар миң йилдин бири етиқад қилип келиватқан ислам дини болса тинчлиқни тәшәббус қилидиған, тинчлиқни сөйидиған вә уни қәдирләйдиған һәмдә миллий кеңәймичилик вә қошна дөләтләргә таҗавуз қилип бесивелишни, мустәбитлик түзүмни, атеизм-худасизлиқ идийисини күчлүк тәнқид қилидиған бир дин. “қуран кәрим” барлиқ етиқадчиларниң әмәл қилидиған һәрикәт мизани болуп, у тинчлиққа чақириқ қилип, зораванлиққа, истибдат түзүмгә қарши туриду. Барлиқ һаятлиққа һөрмәт қилиду, мусулманлар билән тинч өтүшни халиған ғәйрий мусулманлар ара һәмдә охшимиған милләтләр өз-ара, инақ-иттипақ өтүшни тәшәббус қилиду. Шундақла хитай даирилиригә охшаш атеизм байриқини көтүрүвелип йеқин қошниси болған шәрқи түркистанға, тибәткә таҗавуз қилип кирип уларниң динини, әркинликини боғуп, коммунизм худасизлиқ идийисини йәрлик аммиға мәҗбурий теңип, меңә ююш тәтүр инқилаби қозғиған, амминиң етиқади, тәбиий байлиқи, миллий кимлики, мәдәнийити, өрп-адитигә арилишивелип, хәлқиниң һаятиға тәһдит селиватқан таҗавузчилиққа қарши күрәш қилишниму буйруйду.

Муқәддәс “қуран кәрим” дә мундақ дейилиду: “и мөминләр! ислам диниға пүтүнләй кириңлар (йәни ислам дининиң пүтүн әһкамлириға бойсунуңлар, бәзи әһкамлириға әмәл қилип, бәзи әһкамлирини тәрк әтмәңлар), аллаға ишәнмәйдиған шәйтанниң йоллириға (вә иғвасиға) әгәшмәңлар, шәйтан силәргә һәқиқәтән ашкара дүшмәндур (2-сүрә бәқәрә 208-айәт)”; “яхши ишқа вә тәқвадарлиққа ярдәмлишиңлар, гунаһқа вә зулумға ярдәмләшмәңлар”(5-сүрә маидә 2-айәтниң бир қисми); “и инсанлар! силәрни биз һәқиқәтән бир әр, бир аялдин, (адәм билән һәввадин ибарәт) бир ата, бир анидин яраттуқ, өз-ара тонушушуңлар үчүн силәрни нурғун милләт вә уруқ қилдуқ(49-сүрә һуҗрат 13-айәтниң бир қисми)”.

Диний зиялий абдулла әһәд “әмәлийәттә, шәрқи түркистанлиқлар һеч бир заман хитайниң бирәр ғерич земинини бесивалмиди бәлки йоқитип қойған дөлитини әслигә кәлтүрүш, таҗавузчи хитайларни қоғлап чиқириш үчүн һәрхил қаршилиқларни билдүрди. Хәлқарадики көп санлиқ дөләтләр етирап қилғинидәк, шәрқи түркистанлиқлар елип бериватқан қаршилиқ билдүрүш һәрикити “террорлуқ, зораванлиқ” һәрикити болмастин, бәлки әркинлик, азадлиқ уруши, бу уруш таки хитай даирилири шәрқи түркистанни ташлап өз юртлириға чекинип чиқип кәткәнгә қәдәр давамлишиду” дәп көрсәтти.

У сөзидә, мәзкур һәрикәтләрниң террорлуқ билән һеч бир алақиси йоқлуқини, уйғур җәмийитидә бүгүнки күндә хәлқарада тәнқид қилиниватқан “террорлуқ вә диний әсәбийлик” идийиси мәвҗут әмәсликини, хитай даирилириниң коммунизм худасизлиқ идийәсиниң ислам идийиси билән тамамән бир-биригә қаршилиқини, шуңа улар партийә әзалириниң динға чоқунмаслиқини, роза, намазға охшаш диний паалийәткә қатнашмаслиқини тәләп қилидиғанлиқини әскәртип өтти.

Абдулла әһәд сөзидә “әҗәба, хитай даирилириниң қурандин айәтни өз хаһишичә халиған орунда бурмилап дәлил кәлтүрүватқанлиқини, хитай даирилириниң сиясий мәнпәитигә тоғрилап тәпсир қиливатқан, коллектип сәпсәтә йезиватқан бәзи моллилар билмәсму? алладин қорқмиған бу моллилар дозахтинму қорқмайду. Ислам дини билән коммунизм идийисиниң бир-биригә тамамән қарму-қаршилиқини билип туруп, исламни хитай даирилириниң мустәмликисини мустәһкәмләш үчүн хизмәт қилғанлар-дуня вә ахирәттә алланиң ғәзипигә йолуқуп һалак болғучилардур” дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.